Архип
2015-08-30
Өзбекистанниң җумһурийәт болуп қурулуши, пәрғанә вадисидики миллий, диний вә иҗтимаий мәсилиәр, болупму, 20 - әсирниң башлирида совет һөкүмитиниң қандақ қилип, өзбек вә башқа милләтләрни пәйда усул вә мәқсәттә оттура асияни чегриларға һәм милләтләргә айриғанлиқи һәққидә тәтқиқат қилип илим саһәсидә тәсир қозғиған русийә алими, тарих пәнлири доктори сергей абашин29 - авғуст күни москвадин ташкәнт айродромиға кәлгәндә чегра хадимлири униң киришиниң чәкләнгәнликини билдүрүп арқиға қайтуривәткән.
2015-08-29
Хәвәрләргә қариғанда, бу йил күздә америка пайтәхти вашингтон әтрапиға бир уйғур ресторани ечилидикән.
2015-08-29
Тайланд даирилириниң 29 - авғуст хәвәр қилишичә, тай сақчилири икки һәптә илгири 22 адәмниң өлүшигә сәвәб болған баңкок бомба һуҗумиға алақидар бир гумандарини қолға алғанлиқини билдүргән.
2015-08-29
Японийә ахбаратлири 27 - авғуст дөләт мудапиә даирилири йәнә бир тикучар авиаматкисини рәсмий ашкарилиғанлиқини хәвәр қилди.
2015-08-29
Хәвәрләргә қариғанда 28 - авғуст булғарийә сақчи даирилири австрийәдә 71 адәмниң җәсити билән байқалған йүк аптомобилиға четишлиқ 4 адәмни қолға алған.
2015-08-29
Икки һәптидин буян хитай мәтбуатлирида уйғур районида йеңи паспорт түзүминиң йолға қоюлғанлиқи, буниң нәтиҗисидә паспорт беҗириш рәсмийитиниң аддийлашқан вә тезләшкәнлики хәвәр қилинмақта.
2015-08-28
Хитай пайчәк базириниң чүшүп кетиши хәлқараниң күчлүк диққитини қозғаватқан җиддий бир мәсилә. Бирақ, хитай дөләт рәиси ши җинпиң болса бу һәқтә һазирғичә чиқип бир еғиз сөз қилмиди.
2015-08-28
Хитай аталмиш японға қариши урушниң 70 йиллиқини хатириләш мунасивити билән йолға қойған “почта йолланмилири алаһидә тәдбири” уйғур елидә техиму қаттиқ йүргүзүлгән. Бу мунасивәт билән уйғурларниң почта йолланмилирини кимлик бойичә тәкшүрүш илгирикидин күчәйтилгән. Буниң уйғур херидарларға қолайсизлиқ туғдурғанлиқи мәлум.
2015-08-28
Вәтән вә милләткә ярамлиқ яшларниң техиму көп йетишип, уйғур пән - тәтқиқатчи вә академикләрниң сепигә қетилиши үчүн, түркийә уйғур академийәси чәтәлдики мәрипәтпәрвәр уйғурларниң ярдими билән 2014 - йилидин башлап “мәмтили тәвпиқ фонди” уйғур магистир вә доктур оқуғучилар оқуш ярдәм пулини тәсис қилған иди.
2015-08-28
Явропа мәтбуатлиридики әң қизиқ тема мусапирлар мәсилиси болмақта. Оттура шәрқтин сәлдәк бесип келиватқан йүзмиңларчә мусапир пүтүн явропада әндишә вә тәһдит пәйда қилмақта.
2015-08-28
Пакистанда өткән мәрһум вәтәнпәрвәр диний зат елихан һаҗим 1948 - йили уйғур елиниң йәкән наһийәсиниң тағарчи йезисида бир деһқан аилисидә дуняға кәлгән.1949 - Йили хитай коммунистлири уйғур елини ишғал қилғандин кейин хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин йүргүзгән түрлүк зулумлириға чидиған униң аилиси вәтәнни тәрк етип, 1967 - йили пакистанға һиҗрәт қилип чиққан.
2015-08-28
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2015-08-28
Тайланд сақчи даирилири җүмә күни 3 нәпәр уйғурниң баңкок партлаш вәқәсидин гуманлинип сорақ қилинғанлиқини билдүрди. 17-Авғуст баңкок шәһәр мәркизидики ераван ибадәтханисиниң алдида йүз бәргән партлаш вәқәсидә 22 адәм өлгән.
2015-08-28
Америка диалог фонди җәмийити уйғур илиниң 2008-йили оттуриға қойған дөләт бихәтәрлик мәһбуслири ислаһати мәғлуп болғанлиқини билдүрди.
2015-08-28
Тайланд бу йил 7-айда 100 дин артуқ уйғур мусапирни хитайға қайтуруп берип, 60 қа йеқин мусапирни елип қалған иди. Һазир уларни 2 хил тәқдир күтүп ятқан.