Архип
2015-08-26
Йеқинда алматада җумһурийәтлик“уйғур қәләмкәшләр” әдәбий - бәдиий журнилиниң йәттинчи вә сәккизинчи санлири йоруққа чиқти.
2015-08-26
Германийәдики мустәқил обзорчи җаң пиң, хитай һөкүмитиниң фашизмға қарши урушниң 70 йиллиқини фашистик усулда тәбриклимәкчи болуватқанлиқини әмәлий мисаллири билән оттуриға қойди.
2015-08-26
25 - Авғуст хитайниң “шинхуа агентлиқи”, “шинҗаң хәвәрлири” қатарлиқ һөкүмәт таратқулирида уйғур аптоном райони даирисидә тез почта йолланмилирида кимликни хатириләш түзүми йолға қоюлидиғанлиқи, алаһидә чоң болған хатириләш паалийәтлири мәзгиллиридә уйғур аптоном районидики почта йолланмилири қаттиқ тәкшүрүштин өтидиғанлиқи, шизаң аптоном райониниң бәзи районлирида почта йолланмилири тохтитилидиғанлиқи хәвәр қилинди.
2015-08-26
Бейҗиң даирилири келәр пәйшәнбә йәни 3-сентәбир өткүзүлидиған японға қарши урушниң 70 йиллиқини хатириләш мурасимида вәқә чиқишниң алдини елиш үчүн , бейҗиңда 8-айниң 23-күнидин 9-айниң 5- күнигә қәдәр қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинидиғанлиқини елан қилди.
2015-08-26
Америка уйғур кишилик һоқуқ программиси 25 - авғуст күни 2008 - йили дөләт мәхпийәтликигә даир учурларни йоллиған дегән җинайәт артилип қолға елинған журналист мәһбубә абләшниң тутқун қилинғанлиқиниң 7 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин түрмидики мәһбубә абләш, ғәйрәт нияз, илһам тохти, мәмәтҗан абдулла, әкбәрҗан җамал, әкбәр имин қатарлиқ 17 нәпәр уйғур журналист, тор язғучилири қатарлиқ виҗдан мәһбуслирини қоюп беришни тәләп қилди.
2015-08-26
24 - Авғуст, дүшәнбә күни түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавуш оғли ройтерс агентлиқиниң зияритини қобул қилип, вашингитон билән әнқәрәниң пат арида шималий сүрийәдики чегра нуқтиларда ислам дөлитигә қарши омумйүзлүк һава һәрбий һәрикити елип баридиғанлиқини билдүргән.
2015-08-26
Америка вискансин штатиниң штат башлиқи скот валкер президент обамани хитай рәиси ши җинпиңниң зияритини бикар қилишқа чақирди.
2015-08-24
Нөвәттә, хотәнниң тусиллар йезисида кәң көләмлик ахтуруш елип берилип, әхмәт худабәрди исимлик 25 яшлардики бир уйғур яшни тутуш һәрикити елип бериливатқанлиқи мәлум.
2015-08-24
Бирқанчә күндин бери уйғур районидики бир қисим һөкүмәт торлирида хитай даирилириниң адәттики паспорт беҗиришни қулайлаштуруш ислаһатини йолға қойғанлиқи хәвәр қилинмақта.
2015-08-24
Хамит көктүрүк әпәнди, нөвәттә түркийәниң қәйсәри шәһиригә йәрләшкән уйғурларниң мутләқ көп қисминиң сәидийә ханлиқиниң пайтәхти болған йәкәндин келип қәйсәригә йәрлишип қалған уйғурларниң әвлади икәнликини билдүрди.
2015-08-24
Түркийәниң измит шәһиридә 3 күн давам қилған “7-нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини” 23-авғуст кәчтә ахирлашти вә йиғинниң хуласә доклати елан қилинди.
2015-08-24
8-Айниң 21-22-күнлири уйғурлар германийәниң карлсуһе шәһиридә җәм болуп хәлқаралиқ мәшрәп өткүзди. Бу паалийәткә австралийә, әнглийә, америка, түркийә вә явропаниң һәрқайси дөләтлиридин кәлгән уйғурлардин болуп 40 әтрапида киши қатнашти.
2015-08-24
15-Ноябир токйодики хосо университетида “уйғур әдәбияти вә уйғур мәдәнийити хәлқара илмий тәтқиқат йиғини” өткүзүлиду.
2015-08-24
Хәлқ тори уйғурчә қанилиниң хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ җ х назарити ахбарат саһәсигә баянат берип, бундин кейин уйғур елидики аһалиләрниң бир парчә илтимас җәдвилини толдурсила паспорт алалайдиғанлирини билдүргән.
2015-08-24
Ройтерз агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, тйәнҗиндики зор партлаштин кейин хитай һөкүмити бейҗиң шәһириниң муһитини булғаватқан чоң-кичик санаәт вә завут-фабрикиларни хебей өлкисигә тарқақлаштуридиғанлиқини билдүргән.