Архип
2015-09-21
Америкида хитай тилида чиқидиған “аполло хәвәрлири” тори хитай һөкүмәт таратқулирида йеқиндин буян тиғ учи җяң земинға қаритилған хәвәрләрни топлап мәхсус мақалә елан қилған.
2015-09-20
“дәдә қорқут ”китабиниң байқалғанлиқи вә дуняға тонуштурулғанлиқиниң 200-йилини хатириләш мунасивити билән түркийәдә хилму хил мәдәний паалийәтләр вә илмий муһакимә йиғинлири уюштурулмақта.
2015-09-20
Қумулдики уйғур зиялийлири мәшһур уйғур язғучиси вә алими абдуреһим өткүр вапатиниң 20 йиллиқи мунасивити билән хатириләш паалийити өткүзди.
2015-09-20
Америка оригон штати университетиниң профессори, ғол һүҗәйрә саһәсидики тәтқиқатларда зор нәтиҗиләрни қазинип, тәтқиқат әсәрлири америкиниң “тәбиәт” қатарлиқ муһим журналлирида елан қилинған уйғур алими шөһрәт мутәллип, хитайниң шәндоң университетиниң тәклипи бойичә илмий доклат берип болғандин кейин үрүмчигә келип, бәш күндин буян үрүмчидики уйғур тебабәт тәтқиқат мәркизи, шинҗаң университети вә башқа орунларда уйғур алимлири, мутәхәссислири, оқутқучи- оқуғкиһилар билән учришишлар вә илмий муһакимиләр өткүзгән.
2015-09-20
Түркийә деңиз тәвәлики арқилиқ гретсийәгә беривелиш үчүн кетиватқан бир кемә башқа бир парахотқа соқулуп кетиш нәтиҗисидә кемидики 13 нәпәр қачақ суға ғәрқ болған. Буларниң арисида төт бала бар икән.
2015-09-20
Хитай йәкшәнбә күни адвокатлар һоқуқи мәсилиси бойичә йеңи бир һөҗҗәт елан қилди.“адвокатларниң кәспий һоқуқни қанун бойичә қоғдаш һәққидики бәлгилимә” дәп аталған мәзкур бәлгилимини хитайниң сот, тәптиш, җамаәт хәвпсизлик, дөләт бихәтәрлик вә әдлийә-мәмурий органлири болуп, бәш орун бирлишип бекиткән вә елан қилған.
2015-09-20
Америка дөләт ишлири министири җон кәрри әнглийә ташқи ишлар министири пилип хаммонд билән сөһбәт өткүзгәндин кейин бәргән баянатида сүрийә президенти бешир әсәдниң чоқум тәхттин чүшүши лазимлиқи, әмма униң тәхттин чүшүш вақтини сөһбәт өткүзүш арқилиқ бекитиш керәкликини билдүргән.
2015-09-19
19-Сентәбир ню-йоркта ечилған “ши җинпиңниң паракәндә шаһмат тахтиси” дәп нам берилгән муһакимә йиғини аммиға йепиқ һаләттә ечилған, әмма мәтбуатларға ечиветилгән.
2015-09-19
Хитай рәиси ши җинпиңниң америка зиярити башлиниш алдида америкидики бир қисим хитай демократлири ню-йоркта йепиқ йиғин чақирип, нөвәттики хитай вәзийити һәққидә илмий муназирә өткүзди.
2015-09-19
Хәвәрләргә қариғанда, америка вә хитай даирилири интернеттә өзара һәрбий һуҗум қозғимаслиқ келишими имзалашқа мәхпий һалда һәрикәт қилмақта икән.
2015-09-19
Хитай рәиси ши җинпиңниң америка зиярити башлиниш алдида, америка даирилири 2001- йилидин буян америкида панаһланған хиянәтчи яң җинҗүнни хитайға қайтуруп бәргән.
2015-09-19
18-Сентәбир кәчқурун японийә парламентиниң юқири палатаси асасий қануниға өзгәртиш киргүзүп, өз армийәсиниң чәтәл тупрақлирида җәң қилалмаслиқ тарихиға хатимә бәрди.
2015-09-18
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2015-09-18
9-Айниң оттурилиридин башлап, уйғур елиниң һәрқайси вилайәт, наһийилиридә “уйғур аптоном райониниң 60 йиллиқини тәбрикләп қизил нахша ейтиш”, 60 йиллиқ нәтиҗиләрни хуласиләш йиғинлири, рәсим-һөснхәт көргәзмилири уюштуруш қатарлиқ паалийәтләр башланған.
2015-09-18
Хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң америкиға қилидиған рәсмий зиярити йеқинлишиватқан бир пәйттә, хәлқарадики кишилик һоқуқ органлири арқа-арқидин баянатларни елан қилип, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини тәнқид қилмақта.