Архип
2015-09-29
Бүгүнки күндә хитай һөкүмити хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 66-йиллиқини, аталмиш шинҗаң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60-йиллиқини тәбрикләш үчүн зор тәйярлиқ хизмәтлири елип бармақта.
2015-09-29
Фирансийә уйғур җәмийитиниң тәшкиллиши билән фирансийәдики уйғурлар қурбан һейт мунасивити билән париж 93-районидики түрк өлкә очақлири тәшкилатиниң мәрикә залида қурбан һейтни бирликтә тәбриклигән.
2015-09-29
Йеқинда вәтәндин чиқип түркийәдә яшаватқан бир уйғур яш, уйғур диярида уйғур пәрзәнтлириниң йоқап кетиш әһвалида хитай даирилириниң қара қоли барлиқини илгири сүрди.
2015-09-29
Шотландийәлик музикант вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси җое хамилтон әпәнди, 28-сентәбир дүшәнбә күни, хитай даирилири тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәшһур уйғур зиялийси илһам тохти әпәндиниң бир йиллиқ түрмә һаятини хатириләп, униңға беғишланған йеңи нахшисини ютуб ториға қойди.
2015-09-29
Бу йил 80 яшқа киргән тибәт роһаний даһийси далай лама, өткән һәптә америкида саламәтлик тәкшүрткән болуп, дохтур униңға көпрәк дәм елишни тәвсийә қилған шундақла униң 10-ай мәзгилидә америкиниң башқа шәһәрлиридики зиярәт пиланиниму әмәлдин қалдурған.
2015-09-29
Хитайниң әнхуй өлкиси хефей шәһәр әтрапидики йеридин айрилип қалған үч миң деһқан, йери һесабиға берилгән өйләрниң сүпәтсиз селинғанлиқиға наразилиқ билдүрүп, 27-сентәбир йәкшәнбә күнидин башлап наразилиқ намайиши қилған.
2015-09-29
Хитай мәркизи интизам тәкшүрүш комитети 29-сентәбир сәйшәнбә күни уқтуруш чиқирип, хитай алий сот мәһкимисиниң муавин башлиқи ши шавмиңниң интизамға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилғанлиқи үчүн партийәдин қоғлап чиқирилғанлиқини, қанун орунлири тәрипидин тәкшүрүлүватқанлиқини елан қилди.
2015-09-29
Нөвәттики хитайниң 4-номурлуқ рәһбири дәп қарилидиған, хитай мәмликәтлик сиясий кеңәшниң рәиси йү җеңшиң башчилиқидики өмәк, 28-сентәбир атушни зиярәт қилғанда, атуштики һөкүмәт орунлири вә сақчи, қораллиқ қисимларни зиярәт қилиштин сирт, атуштики қош тиллиқ мәктәпләрни зиярәт қилип, аталмиш “қош тиллиқ маарипниң муһимлиқи” ни тәкитлигән.
2015-09-28
Байдики көмүркан һуҗуми һәққидә әң дәсләп учур бәргән шиветсийәдики шәрқи түркистан учур мәркизи мәзкур вәқә һәққидә бүгүн йәнә бир толуқлима хәвәр берип, вәқәдә 70 тин артуқ киши өлгәнликини илгири сүрди.
2015-09-28
Хитай мәркизи һөкүмити вәкилләр өмикиниң башлиқи йү җеңшиңниң 26-сентәбир қәшқәрдә қилған сөзи униң һазирқи сияситидә һечқандақ өзгириш болмайдиғанлиқиниң сигнали, дәп қаралди.
2015-09-28
Б б с агентлиқида елан қилинған “компартийиниң шинҗаңдики әмәлдари, һиҗаплинишни радикаллиқ деди” сәрләвһилик мақалисидә шавкәт иминниң сөзлири нәқил қилинған.
2015-09-28
Мусулманларниң әң чоң һейтлиридин бири қурбан һейтта қәйсәри үлкү оҗақлири маарип вә мәдәнийәт фондиниң қәйсәри шөбиси башлиқи айтач гезиҗи әпәнди башчилиқидики башқуруш һәйити әзалири уйғур мусапирларни унтуп қалмиди.
2015-09-28
Қурбан һейт йетип келиши билән дуня мусулманлириға охшаш истанбулдики уйғурларму қурбан һейтни қизғин күтүвалди вә бир йәргә җәм болуп бирликтә қурбан һейтлиқ паалийәт уюштурди.
2015-09-28
27-Сентәбир явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән германийәниң мюнхен шәһиридә қурбан һейтлиқ паалийәт өткүзүлди.
2015-09-28
Пакистандики хитай әлчиханиси көп йиллардин буян һәр йилқи қурбан һейтта равалпинди шәһиридики бир қисим уйғурларға қурбанлиқ қой гөши совға қилиш арқилиқ уларни өзигә тартмақчи болуп кәлгән.