Архип
2015-09-01
Хитайниң җуңго хәвәрләр тори 1-сентәбир күни хитай рәиси ши җинпиңниң японға қарши урушниң 70 йиллиқини хатириләш паалийити үчүн бейҗиңға кәлгән тәйвән гоминдаң партийисиниң сабиқ рәиси лйән җән қатарлиқ тәйвән вәкиллири билән көрүшкәнликини, буниң муһим тарихи әһмийәткә игә икәнликини хәвәр қилди.
2015-09-01
Хитайниң җуңго хәвәрләр тори телефон картиси кимлик түзүминиң 1-сентәбир сәйшәнбә күнидин башлап рәсмий йолға қоюлғанлиқини хәвәр қилди.
2015-09-01
Хитайниң тйәнҗин портида алдинқи айда йүз бәргән химийилик әшялар искилатидики зор партлаш вәқәси тәкшүрүлүватқан мәзгилдә, дүшәнбә күни шәндуң өлкиси дуңйиң шәһиридики химийә завутида йәнә партлаш вәқәсиниң йүз бериши диққәт қозғиди.
2015-09-01
Америка дөләт ишлири министирлиқиниң диний ишлар әмәлдари давид саперстеинс 31-авғуст дүшәнбә күни бәргән баянатида, америкиниң хитайдики диний мәсилиләр һәққидики қаришини ипадиләп, хитай һөкүмитиниң диний әркинликкә қойған чәклимилири болупму, хитайдики христиан муритлириниң черкавлиридики крестни мәҗбурий алғузуветиш һадисилири вә тибәт буддистлири вә уйғур мусулманлириға қаритилған диний чәклимиләрниң барғанчә көпийиватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләрниң һәл қилиниши керәкликини билдүргән.