Архип
2015-09-24
Америка пайтәхти вашингтон вә униңға қошна вирҗинийә вә марилан штатлиридин йиғилған нәччә йүзлигән уйғур җамаити файрфакс районидики түрк җамәсигә җәм болуп, қурбан һейт намизини бирликтә оқуди.
2015-09-24
Бүгүн, ислам дунясиниң әң чоң һейтлиридин бири болған қурбан һейтниң биринчи күни. Түркийәдики мусапир уйғурларму вәтәнни сеғиниш вә бирлик иттипақлиқ ичидә, уйғурларниң әнәниси бойичә қурбан һейт өткүзмәктә.
2015-09-24
Шу йәр вақти 24-сентәбир күни сәуди әрәбистандики муқәддәс макан-мәккигә һәҗгә кәлгән икки милйон мусулман һейт намизи вә һәҗ паалийитигә дахил болди.
2015-09-24
Голландийәдики уйғурлар голландийәниң зәйст шәһиригә җайлашқан явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә җәм болуп, қурбан һейт намизи оқуди.
2015-09-24
Германийәниң мюнхен шәһиридики уйғур җамаити қурбан һейт намизини д у қ баш штаби залида биргә оқуп, бир-бириниң байримини қутлиди.
2015-09-24
Шиветсийәдики уйғурлар пүтүн дуня мусулманлири билән бирликтә 24-сентәбир күни шиветсийәниң пайтәхти ситокһолмниң рникибий районидики сомали мәсчитидә бир йәргә җәм болуп, қурбан һейт намизини оқуди.
2015-09-24
12 Нәпәр нобел тинчлиқ мукапати саһиби америка президенти барак обамаға мәктуп йоллап, уни ши җинпиңға түрмидики язғучи лю шавбони қоюветиш һәққидә бесим қилишқа чақирди.
2015-09-24
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң җәнвәдә чақирилған 30-нөвәтлик омумий йиғинида явропа иттипақи вә америка хитайниң уйғурлар вә тибәтләргә қаратқан сияситини қаттиқ тәнқид қилған.
2015-09-24
Пәйшәнбә күни, хитай һөкүмити уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи мунасивити билән ақ ташлиқ китаб елан қилди.
2015-09-24
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим ши җинпиңниң америкидики зияритини уйғурларниң һоқуқи үчүн дәс туридиған пурсәткә айландурушни тәләп қилди.
2015-09-24
Тонулған хитай кишилик һоқуқ актипи, нобел тинчлиқ мукапати намзати гав җишиң өткән йили авғустта түрмидин азад қилинғандин буян техи алдинқи күни тунҗи қетим америка бирләшмә агентлиқиниң мухбири билән йүзму-йүз көрүшүп, униң зияритини қобул қилған иди. Әмма гав җишиңниң бу зиярәтни қобул қилип аридин бир күн өтмәйла йәнә қайтидин қолға елинғанлиқи хәвәр қилинмақта.
2015-09-23
Қурбан һейт мунасивити билән зияритимизни қобул қилған уйғур миллий һәрикити рәһбири, д у қ рәиси рабийә қадир ханим аввал пүтүн дуня мусулманлириға вә уйғурларға сәмимий һейтлиқ салимини йоллиди.
2015-09-23
Йеқинда хотән вилайитиниң йеза-кәнтлиридә йәрлик даириләр билән сақчиханилар бирлишип хәлқниң өз пәрзәнтлиригә “муҗаһит, муслимә, сәйпидин” қатарлиқ мусулманчә исимларни қоюшини чәклигән.
2015-09-23
Бу йил 3-сентәбир күни хитай һөкүмитиниң 1949-йилидин буян тунҗи қетим өзиниң японға қарши урушта вә фашизмға қарши урушта ғәлибә қилғучи дөләтлик салаһийитини намаян қилидиған һәрбий парат өткүзди.
2015-09-23
Түркийә уйғур мусапирлар әң көп олтурақлашқан дөләтләрдин бири болуп, сүрийә вә ирақтики ички уруштин қечип кәлгән кишиләрниң көпийишигә әгишип, уйғур мусапирларниң иқтисадий әһвалиму барғансери еғирлашмақта.