Архип
2016-12-12
Йеқинқи йиллардин буян уйғур аптоном районида дело турғузулуп тәкшүрүлгән яки җавабкарлиқи сүрүштә қилинған бөлүм дәриҗиликтин юқири уйғур әмәлдарлар билән хитай әмәлдарлар оттурисидики рошән пәрқ диққәт қозғимақта.
2016-12-12
Америка қошма штатлириниң 45-нөвәтлик президентлиқиға сайланған доналд трампниң ақсарайға кириш һарписида қилған бир қатар сөзлири хитайниң қаттиқ оғисини қайнатмақтикән.
2016-12-12
Диктатор ислам кәримофниң өлүмидин кейин сабиқ баш министир шәвкәт мирзайефниң һакимийәт бешиға келиши өзбекистанниң келәчикигә көңүл бөлидиған һәр саһә кишилирини җиддий ойландурмақтикән.
2016-12-12
Алдинқи айда уйғур аптоном районидики һөкүмәт таратқулири хәвәр берип, “үрүмчиниң һава сүпити көрүнәрлик яхшиланди, һава очуқ күнлири көпәйди” дегән иди.
2016-12-12
Америкидики водров вилсон мәркизиниң соғуқ мунасивәтләр уруши дәври тарихиға аит архиплар топлимиға киргүзүлгән совет иттипақиниң 1934 - 1949 - йиллиридики “шинҗаң сиясити”гә аит мәхпий һөҗҗәтлири қатариға шәрқий түркистан җумһурийити рәиси әлихан төриниң 1945 - йил, 22 - април күни сталинға язған мәктупиниң совет иттипақи ички ишлар хәлқ комиссари маршал лавренти берия тәрипидин сталинға әвәтилиш мәлумати вә хәттә тилға елинған икки нәпәр совет хадими һәққидики изаһатиға аит мәхпий һөҗҗәт орун алған.
2016-12-12
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати өткән йәкшәнбә күни өткүзүлгән президент сайлимида 86 % аваз билән ғәлибә қилип, өзбекистан президенти болған шавкәт мирзайев вә униң аппаратидин өзбекистанда кишилик һоқуқ ислаһати елип беришқа аит 9 түрлүк қәдәмни бесишни тәләп қилған.
2016-12-12
Хитайниң сичүән өлкисиниң мәркизи чеңду шәһиридики амма шәһәрниң һава булғиниш әһвалиниң күнсайин начарлишип кетиватқанлиқиға қарита наразилиқ билдүрүш паалийити уюштуруш алдида тосуп қоюлған.
2016-12-12
Өткән җүмә күни америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси американиң 2017 йиллиқ дөләт мудапиәси һоқуқ бериш қануни көп аваз билән қобул қилған болуп, буниңдики бир мадда тәйвән билән болған һәрбий алақиға қаритилған иди.
2016-12-12
Хәлқара инсан һәқлири күнини хатириләш йүзисидин “асиялиқларниң кишилик һоқуқиниң зиянкәшликкә учриши тоғрисида хәлқара бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүлди.
2016-12-11
10-Декабир хәлқара инсан һәқлири күни мунасивитии билән германийәниң миюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдида наразилиқ намайиши елип берилди.
2016-12-11
Әнқәрәдики ғази университети тил-әдәбият факултетиниң залида “шәрқий түркистандики мәдәний мираслиримиз” мавзулуқ доклат бериш йиғини өткүзүлгән иди.
2016-12-11
Игилинишичә, чоң типтики нахша-уссуллуқ филим-“һаятим сән билән гүзәл” бу йил 9-айдин буян уйғур аптоном районида җиддий сүрәткә елинмақтикән.
2016-12-11
Мәлум болушичә, русийә федиратсийәсидә тутқун қилинған 25 нәпәр оттура асиялиқ муһаҗирлардин 12 нәпири йеқинда москвада сотланған. Уларниң “һизбут тәһрир” тәшкилатиниң террорлуқ паалийәтлири билән четишлиқи бар дегән гуман билән әйиплинип қамаққа елинғанлиқи мәлум.
2016-12-11
Баш шитаби вашингтондики вилсон тәтқиқат мәркизи йеқинда сабиқ совет иттипақи компартийәси сиясий бюросиниң 1937-йили 17-май күни чиқарған бир парчә мутләқ мәхпий һөҗҗитини ашкара қилған.
2016-12-11
12-Айниң 6-күни сичвән өлкисиниң аба тибәт аптоном областлиқ оттура соти 10 нәпәр тибәт раһибини сотлиған болуп, уларға 5 йилдин 14 йилғичә муддәтлик қамақ җазаси берилгәнлики мәлум.