Архип
2016-01-13
Мәлум болушичә, нөвәттә үрүмчидә ечиливатқан аптоном районлуқ хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәш йиғинда чәтәлдә оқуп кәлгән ихтисас игилирини қәдирләш һәққидә бир тәклип пикир чүшкән.
2016-01-13
Уйғур аптоном районлуқ тәптиш мәһкимисиниң баш тәптиши нишан абдуреһим 13 - январ үрүмчидә ечиливатқан хәлқ қурултийи йиғинида доклат берип, 2015 - йили уйғур районида хиянәтчиликкә аит 806 делониң бир тәрәп қилинғанлиқини вә бу делоларға 945 кишиниң четишлиқ икәнликини ашкарилиған.
2016-01-12
“ шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийиси” ниң капитани, атақлиқ язғучи, шаир вә драматорг мәсүмҗан зулпиқарофниң 90 йиллиқи мунасивити билән алматада униң әсәрлири “ мир” нәшрият өйи тәрипидин он том болуп нәшр қилинди.
2016-01-12
Ваксина әмләш арқилиқ дуняда аллиқачан контрол қилинған қизил юқуминиң нөвәттә уйғур елидики бир қисим районларға тарқалғанлиқи диққәт қозғимақта.
2016-01-12
12-январ күни әтигән түркийә вақти он йерим әтрапида истанбулниң тарихий саяһәт мәркәзлиридин бири болған султанәһмәт мәйданида йүз бәргән партлитиш вәқәсидә 11 киши өлди, 15 киши яридар болди.
2016-01-12
9-январдин 11-январғичә токйода зиярәттә болған тибәт сүргүндики һөкүмитиниң рәһбири лобсаң сангай уйғур, моңғул тәшкилатлириниң мәсуллири билән учрашқан.
2016-01-12
Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғур маарип уюшмиси 2015-йиллиқ паалийәтлирини хуласиләп, 2016-йили елип бармақчи болған хизмәт пиланлирини оттуриға қойди вә идарә һәйәт әзалириниң мәсул хизмәтлирини бекитти.
2016-01-12
Хитай һөкүмитиниң уйғур әлида “әсәбийликни түгитиш” үчүн зор сәпәрвәрлик қозғап, барлиқ тәшвиқат қораллириға тәң мураҗиәт қиливатқанлиқи мәлум болмақта.
2016-01-12
Хитай һөкүмәт таратқулири 2016-йил 10-январдин башлап нәнниң-үрүмчи линийисидә биваситә тез пойиз қатниши башлинидиғанлиқини хәвәр қиливатқан мәзгилдә, иҗтимаий алақә торлирида тарқалған “шинҗаңлиқларни мәлум қилиш” уқтуруши муназирә қозғиди.
2016-01-12
Йерим йилдин буян тутқунда туруватқан 38 нәпәр кишилик һоқуқ адвокатидин җәмий алтәйләнниң рәсмий қолға елинғанлиқи мәлум.
2016-01-12
Хитай таратқулирида 2015- йили “интизамиға хилаплиқ қилған” лиқи үчүн җазаланған һөкүмәт кадирлириниң 50 миңға йәткәнлики, буниң ичидә 10 нәпәр өлкә вә министир дәриҗилик кадир барлиқи хәвәр қилинди.
2016-01-12
12-январ түркийәниң истанбул шәһиридики султан әһмәт мәйданида партлаш йүз берип, 10 адәм өлди, 15 адәм яриланди. Әнглийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, партлашта қазаға учриғанларниң аз дегәндә 8 нәпири герман саяһәтчиләр икән.
2016-01-12
Хитайниң шенҗен һөкүмәт даирилири 12- январ бәргән хәвиридә, бултур 20-декабир шенҗен шәһириниң парлақ олтурақ районида йүз бәргән қурулуш әхләтлиридин һасил болған тағниң ғулаш вәқәсидә мәсулийити бар 31 кишиниң җавабкарлиқи тәкшүрүлүватқанлиқини, буларниң ичидә 6 кишиниң қечип йүргәнликини елан қилди.
2016-01-11
Бай көмүркан һуҗумчилирини чарлаш давамида мәмәт тохтинияздин башқа йәнә бай наһийилик алаһидә сақчи әтритиниң муавин башлиқи шяв кейүн қатарлиқ 3 сақчиниңму өлгәнлики ашкариланди.
2016-01-11
Хитай коммунист һөкүмити 8-январ аптоном районлуқ парткомниң муқимлиқ хизмити йиғини чақирип, 2016-йилни “террорлуққа қарши туруп, муқимлиқни сақлаш хизмитидики өткәлгә һуҗум қилиш йили” қилип бекиткәнликини җакарлиди.