Архип
2016-12-18
Рус тилидики иҗтимаий таратқуларда йеқинқи вақитлардин буян русларниң москва дөлитидә таки 15-әсиргичә болған арилиқта уйғур йезиқи ишлитилгәнликигә аит тарихи учур вә инкаслар давамлашмақта.
2016-12-18
Чәтәлләрдики уйғур аһалисиниң әң көп қисми җайлашқан қазақистан җумһурийитидики уйғур яшлири арисида йеқинқи вақитлардин буян уйғур миллий доппилирини кийип, түрлүк мурасимларға қатнишиш қизғинлиқи қозғалған.
2016-12-18
Уйғур дияриниң мәркизи үрүмчи билән уйғур дияриниң әң җәнубидики қарақурум тағлириға йеқин чәрчән наһийисини биваситә туташтуридиған һава йолида 19-декабир, йәни дүшәнбә күнидин етибарән рәсми пуқралар қәрәллик айропилан қатниши йолға қоюлидикән.
2016-12-18
Хитай мәтбуатлириниң ашкарилишичә, 2016-йили хитайда елип берилған “тор тазилаш” һәрикитидә җәмий 2500 дин артуқ тор бәт тақиветилгән.
2016-12-17
Хитай һөкүмәт таратқулири йеқиндин буян “шинҗаңға ярдәм бериш мәблиғи” һәққидә һәдәп давраң селиватқанлиқи мәлум.
2016-12-17
Игилинишичә, 12-айниң 16-күни уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи ахбарат елан қилиш йиғини ечип, “уйғур аптоном райониниң муһит қоғдаш бәлгилимиси” ни тәстиқлиғанлиқини билдүргән.
2016-12-17
Игилинишичә, йеқинда хитай дөләтлик саяһәт идариси ахбарат елан қилиш йиғини ечип, пүтүн хитай бойичә 367 җайдики “4а дәриҗилик мәнзирә саяһәт нуқтиси” ға охшимиған дәриҗидә бир тәрәп қилиш чариси елан қилған.
2016-12-17
Шәвкәт мирзайеф өзбекистанниң һакимийәт һоқуқини қолға алғандин буян оттура асия вәзийитигә қизиққучилар униң керимоф дәвридә турғузулған һакимийәт системисида қандақ өзгиришләрни ясайдиғанлиқиға йеқиндин диққәт қилмақта.
2016-12-16
Йеқинда хитайдики алий билим юртлирида идеологийә саһәсидики “университетларда ғәрб идеологийисиниң ямришиға қарши туруш” дегәндәк күрәшләр қайтидин җанланған.
2016-12-16
Америкиниң сайлам ғалиби призидент доналд трампниң америкидики “фокс” телевизийисиниң программисиға қатнашқанда хитай һәққидә қилған сөзлири мәтбуатларниң қиззиқ нуқтисиға айланди.
2016-12-16
2017-Йили январдин башлап д у қ нәшрият-тәшвиқат комитети тәрипидин һазирлинидиған уйғур тилидики айлиқ хәвәрнамә рәсмий нәшр қилинишқа башлайду.
2016-12-16
Уйғур мәсилиси икки айдин бери түркийәниң нормаллишишиға әгишип қайтидин түрк ахбарат васитилиридә орун елишқа башлиди.
2016-12-16
Йеқиндин буян түркийәдә уйғурларниң тарихи, җуғрапийиси, сиясити, тил-әдәбияти вә мәдәнийитигә алақидар китаблар арқа-арқидин нәшр қилинишқа башлиди.
2016-12-16
Қарамай-майтағ йолида зәнҗирсиман қатнаш вәқәси йүз берип, вәқәдә һадисигә учриған бир майбак аптомобилидин зәһәрлик суюқлуқ чиқип кәткән. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, майбак аптомобили аз кәм 32 тонна еғирлиқидики, бензинға қошидиған бир хил зәһәрлик суюқлуқ қачилап майтағ тәрәпкә кетиватқан икән.
2016-12-16
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.