Архип
2016-01-01
Дуня 2016-йилиға қәдәм қойғанлиқини тәбриклишиватқан бир пәйттә кишилик һоқуқ, миллий мустәқиллиқ, демократийә вә алақидар саһәләр һәққидә д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса әпәндини зиярәт қилдуқ.
2016-01-01
Ғәйрий рәсмий санлиқ мәлуматларға қариғанда, 2014 - йилиниң оттурилиридин 2015 - йилиниң ахириғичә бир нәччә миң уйғур мусапир түркийәгә кәлгән болуп, буларниң көп қисми истанбул вә қәйсәри шәһәрлиригә йәрликләшкән.
2016-01-01
Қазақистан уйғурлирини бүгүнки күндә ойландуридиған муһим мәсилиләрниң бири миллий маарип тәқдиридур. Чүнки миллий маарип һәр қандақ бир милләт мәвҗутлуқини тәминләйдиған амил икәнлики оттуриға қоюлуп кәлмәктә.
2016-01-01
Хитайниң уйғур районидики сияситини тәнқид қилип чеградин қоғлап чиқирилған фирансийәлик журналист урсула готийир, фирансийә вә явропа иттипақини хитайда немә болуватқанлиқиға вә хитайниң аз санлиқ милләтләргә немә қиливатқанлиқиға диққәт қилишқа чақирди.
2016-01-01
Уйғур аптоном районлуқ партком секретари җаң чүншйән 31 - декабир аптоном районлуқ сиясий кеңәшниң йеңи йилни күтүвелиш чай зияритидә нутуқ сөзләп, районда өткән йили диний ашқунлуқ кәйпияти көрүнәрлик юмшиғанлиқини илгири сүргән.
2016-01-01
Америка дөләт ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитайниң әркин асия радиоси мухбири шөһрәт һошурниң икки қериндиши шавкәт һошур вә рәхим һошурниң қоюп берилгәнликини қарши алидиғанлиқини билдүрди.
2016-01-01
Хитай пәйшәнбә күни өзиниң 2 - авиаматкисини ясаватқанлиқини етирап қилди. Хитай дөләт мудапиә министирлиқи баянатчиси авиаматкини хитайниң өзи лайиһәләйдиғанлиқини вә далйән портида ясилидиғанлиқини билдүргән.
2016-01-01
31 - Декабир кечиси дуня хәлқи һәрхил паалийәтләрни өткүзүп, 2016 - йилни күтүвалди. Америка пайтәхти вашингтон әтрапидики районларда олтурушлуқ уйғурлар болса шималий виргинийәдики бир кәспий билим юртида паалийәт өткүзүп, йеңи йилни қарши алди.