Архип
2016-01-19
Кейинки вақитларда мутәхәссисләрниң мәркизий асияни макан әткән хәлқләрниң тарихи вә мәдәнийитигә болған қизиқишиниң барғансери күчийиватқанлиқи байқалмақта.
2016-01-19
Германийәлик мухбир киристине аделхардниң “омумий назарәт астида” намлиқ һөҗҗәтлик филимда уйғурларниң омумйүзлүк назарәт астида яшаватқанлиқи, уйғурларниң диний, миллий әркинликидин мәһрум қилиниватқанлиқи баян қилиниду.
2016-01-19
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң радиомизға билдүрүшичә, қурултай игилигән мәлуматта, “хитайниң ичкири өлкилиридә оқуватқан шинҗаң толуқ оттура синиплиридики вә һәрқайси университетлардики уйғур оқуғучиларға бу йил қишлиқ тәтилдә юртиға қайтиш вә қайтқандин кейин өз юртлирида тәсис қилинған вәтәнпәрвәрлик курсиға қатнишиш” тәшәббус қилинған.
2016-01-19
Радиомиз мухбирлириниң игилишичә, 18-январ дүшәнбә күни чеңду шәһиридә йүз бәргән йәр төләм пулиға нарази болуп намайиш қилған 2000 дин артуқ деһқан билән, уларни бастурушқа кәлгән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз берип, 10 нәччә деһқан яриланған.
2016-01-19
Шинхуа агентлиқи 19-январ сәйшәнбә күни тәпсилий хәвәр берип, “шиветсийә пуқраси Peter Jesper Darling ниң хитай дөләт бихәтәрлик идариси вә хитай җ х даирилири бирликтә паш қилған дөләт бихәтәрликигә бузғунчилиқ қилиш делосиға четилғини үчүн, 2016-йил 3-январ күни тутқун қилинип, кейин туралғусида реҗим астиға елинғанлиқи” ни билдүрди.
2016-01-19
Бирләшмә агбнтлиқниң хәвәр қилишичә, хоңкоң сақчи даирилири 18-январ кәчтә баянат берип, гуаңдуң өлкилик сақчи назаритидин хоңкуңлуқ китаб содигири или буниң ички өлкидә икәнлики һәққидики җавабни тапшурувалғанлиқини билдүргәндин кейин, әнглийә ташқи ишлар министирлиқи баянат берип, әнглийә пуқраси хоңкуңлуқ китаб содигири или буниң әһвалиға йәнила җиддий диққәт қиливатқанлиқини билдүрди.
2016-01-19
Икки һәптидин буян хитайда давамлишиватқан кишилик һоқуқ адвокатлирини тутқун қилиш һәрикити хәлқарада әйибләшкә учрап кәлмәктә.
2016-01-18
Америка авам палатаси асия-тинч окян шөбә комитетиниң 343-номурлуқ қарар лайиһисидә хитайда сиясий мәһбусларниң ички органлирини көчүрүш тиҗаритини тохтитиш тәлипи оттуриға қоюлди.
2016-01-18
Өткән һәптә хитай хәлқ қурултийии тәстиқлиған “нопуссизларни нопусқа тизимлаш мәсилиси һәққидә пикир”намидики һөҗҗәт елан қилинип, 2016-йилдин башлап илгири нопусқа елинмай қалғанларниң нопус мәсилисиниң омумйүзлүк һәл қилинидиғанлиқи уқтурулди.
2016-01-18
Дуняниң охшимиған дөләтлиридин 30 дин артуқ уйғур диний алим истанбулда учришип, “шәрқий түркистан өлималар бирлики җәмийити” ниң рәсмий қурулғанлиқини елан қилди.
2016-01-18
14-январ күни фирансийә парламентида йеқинда хитайда тәһдиткә учриған фирансийә мухбири урсула ханим мәсилиси оттуриға қоюлған.
2016-01-18
Йеқинда германийәлик мухбир киристине аделхардниң уйғурлар һәққидики “омумий назарәт астида” намлиқ һөҗҗәтлик филими германийәдики әң нопузлуқ дөләт телевизийә қанили болған а р д да елан қилинған.
2016-01-18
Қазақистан мустәқиллиққа еришкәндин буян, қазақистан һөкүмитиниң мәмликәттә яшаватқан башқиму милләтләрниң өз тилини сақлап қелиши, өтмүш тарихини өгиниши, мәдәнийитини раваҗландуруши үчүн мумкин болған барлиқ шараитларни яритип кәлгәнлики мәлум.
2016-01-18
“асия киндики тори” ниң хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ “күсән тәтқиқат юрти” йеқиндин буян чәтәл музейлирида сақлиниватқан қәдимки күсәнгә даир мәдәнийәт ядикарлиқлирини сүрүштә қилмақтикән.
2016-01-18
Хәлқ тори уйғурчә қанилиниң хәвиригә қариғанда, хитай муһит министирлиқи йеқинда уқтуруш чиқирип, “2016-йиллиқ чаған мәзгилидә етилдақ етишни мәни қилиш тоғрисидики хизмәт бәлгилимиси” ни елан қилған.