Архип
2016-01-18
“хәлқара кәчүрүм тәшкилати” ниң хәвиригә қариғанда, дуня илим саһәсидә тонулған 400 нәпәр билим адими хитай рәиси ши җинпиңға очуқ хәт йезип, тутқундики уйғур зиялийси илһам тохтини қоюп беришкә чақирған.
2016-01-18
Шинхуа ториниң хәвиригә қариғанда, йеқиндин буян хитайда “җ х министирлиқи чаған мәзгилидә сақчи системисиниң торини тақайдикән” дегән гәп-сөзләр тарқалған.
2016-01-18
Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, афғанистан, пакистан, америка вә хитайдин ибарәт 4 дөләтниң афғанистан тинчлиқи бойичә кабулда өткүзүлгән сөһбити бүгүн ахирлашқан.
2016-01-18
Хитай нефит саһәси 2015 - йили, уйғур районидики төт нефитликтин 27 милйон 880миң тонна нефит алған.
2016-01-18
Шәнбә күни америка вә явропа иттипақиниң иранға қаратқан барлиқ имбарголирини бикар қилғанлиқии елан қилинди. Хәлқара атом енергийә агентлиқи теһранниң өзиниң ядро пиланини тохтитиш һәққидики барлиқ шәртлирини орундиғанлиқини билдүргән иди.
2016-01-18
Америка вә явропа иттипақиниң иранға қаратқан барлиқ иқтисадий имбарголирини бикар қилғанлиқини елан қилинғандин кейин йәкшәнбә күнидә парис қолтуқи дөләтлиридә нефит баһаси бирақла чүшүш көрүлгәдин ташқири йәнә әрәб дунясидики әң чоң аксийә базири һесаблинидиған сәуди әрәбистанниң аксийә базиридиму 6 % төвәнлигән.
2016-01-18
Шәнбә күни тәйвәндики президент сайлими нәтиҗисидә, демократийә илғарлиқ партийәсидин келип чиққан намзат, доктор сәй йиңвен 60% аваз билән ғәлибә қилип, тәйвән тарихидики тунҗи аял президент болуп сайланди.
2016-01-18
Үрүмчидә ечилған уйғур аптоном районлуқ сиясий кеңәшниң 11 - нөвәтлик комитетиниң 4 - йиғини вә уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи 12 - нөвәтлик қурултийиниң 4 - қетимлиқ йиғини 15 - январ күни рәсмий ахирлашти.
2016-01-16
Хитайниң бейҗиң университети елип барған бир тәтқиқат нәтиҗисигә қариғанда хитай дуня бойичә кирим тәңпуңсизлиқи әң еғир дөләтләрниң биригә айланған.
2016-01-16
Филиппин даирилири америкиға 8 һәрбий базисини өтүнүп беришни қарар қилған. Филиппин һәрбий баянатчисиниң 13 - январ ейтишичә, филиппин дөләтлик алий соти филиппин - хитай арисида шәкиллиниватқан җиддийликни көздә тутуп, вашингтон тәрәп билән түзүлгән бу һәқтики келишимни күчкә игә қилған.
2016-01-16
Хитайниң чаған байрими келиш алдида хенәндики бир етилдақ завутида партлаш йүз берип, 10 адәм өлгән, 7 адәм яриланған.
2016-01-16
“сода ички хәвәрлири” торида көрситишчә, хитай пулиниң алмаштуруш қиммитиниң төвәнлиши, хитай иқтисадий сүритиниң астилиши вә хитай дөләт қәрзиниң көпийишигә әгишип хитай америка доллири үстүнлүкини игиләйдиған хәлқара базарда өз қәрзлирини төләштә қийинчилиққа йолуқидикән.
2016-01-16
Бай вәқәсидә өлгән сақчиларниң саниниң 9 нәпәр икәнлики ашкариланғандин кейин, д у қ баянатчиси бу һәқтә хитай тәрәпни вәқәниң тәпсилати һәққидә ашкара болушқа йәнә бир қетим дәвәт қилди.
2016-01-16
Мәркизи түркийәниң истанбул шәһиридә турушлуқ ислам дуняси аммиви тәшкилатлар бирлики сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә ислам дуняси җәмийәтләр бирлики алий кеңәш йиғини чақирди.
2016-01-16
Йеқинда японийә “һәптилик хәвәрләр” журнилида кавато акиониң “сабиқ советләр иттипақида йүз бәргән инқилаб хитайдиму йүз берәмду?” намлиқ мақалиси елан қилинған.