Архип
2016-01-31
30 - январ күни шаңхәй шәһиридә өткүзүлгән бир бокс мусабиқисидә йеңидин йетишип чиққан бокс маһири зулпиқар муһәммәдели бир қанчә мәйдан ғәлибини қолға кәлтүргән.
2016-01-31
Үрүмчи шәһәр даирилири 2016 - йили, 1 - марттин етибарән шәһәрдики башланғуч вә оттура мәктәпләр әтрапида тамака сетишни чәкләш вә бу йәрләргә орунлашқан парчә тамака сетиш нуқтилирини тазилап, рәткә селиш ишлирини йолға қойидикән.
2016-01-31
Русийә дөләт мудапиә министирлиқи түркийә тәрәпниң 30 - январ күнидики русийәниң бомбардиманчи айропиланниң йәнә түркийә һава бошлуқи тәвәликигә киргәнликигә аит қаттиқ әйиблишигә инкас қайтуруп, бу әйибләшни рәт қилған. Русийә мудапиә министирлиқи вәкили генерал майор игор конашенков мәзкур әйибләшни рәт қилған.
2016-01-31
Явропа иттипақиниң сақчи оргининиң билдүрүшичә, икки йиллиқ көчмәнләр долқуни җәрянида явропаға кәлгән му тәхминән 10 миңдин артуқ мусапир балиниң из - дерики йоқ.
2016-01-31
Сүрийә пайтәхти дәмәшқ шәһири йенидики шиәләрниң муқәддәс җайи дәп қарилидиған сәйидә зәйнәп мәқбәриси алдида йәкшәнбә күни йүз бәргән икки қетимлиқ партлашта 47 адәм өлүп, он нәччә адәм яриланған.
2016-01-30
Америка ширкити патент алған қонақ уруқлирини оғрилап хитайға елип кәтмәкчи болған хитай әр 27 - январдики сотта җинайитини иқрар қилған.
2016-01-30
Америкида зика вируси билән юқумланған 31 адәм байқалған болсиму, америка сәһийә хадимлири пәйшәнбә күни мәзкур вирусниң америкида партлаш характерлик ямрап кетәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
2016-01-30
28 - январ, японийә өз алдиға ясиған тунҗи радарда көрүнмәс күрәшчи айропиланини ашкарилап, дуняда мушу хил техникиға игә 4 - дөләт болуп қалди.
2016-01-30
Бир хәлқаралиқ көзитиш гурупписи йеқинда қилған доклатида афғанистан, түркмәнистан вә өзбекистанниң дунядики чериклик әң еғир дөләтләр икәнликни билдүрди.
2016-01-29
Гуаңдуң өлкиси гуаңҗу шәһәрлик оттура сот мәһкимиси таң җиңлиң, ваң чиңйиң вә йүән шинтиң қатарлиқ 3 нәпәр кишилик һоқуқ паалийәтчиси үстидин сот ачқан.
2016-01-29
Қирғизистанда хизмәт көрсәткән сәнәт әрбаби, пешқәдәм уйғур рәссами тәләт миррәһимуф 2015 - йилниң ахирида русийә пайтәхти москвада өзиниң рәсим көргәзмисини өткүзгән.
2016-01-29
Хитай дөләт бихәтәрлик күчлири тәрипидин тутқун қилинған петир даһлин 26 - январ әтигәндә шиветсийәгә қайтуруп келинди.
2016-01-29
1941 - Йили 22 - июнда германийә совет иттипақиға уруш ачти. Шу күнила әнглийә, 24 - июнда болса, а қ ш совет иттипақиға ярдәм көрситиш нийитини билдүрди.
2016-01-29
Бир хоңкоңлуқ мутәхәссис мақалисидә ши җинпиңниң михаил горбачефқа охшаш черикликкә қарши туруш арқилиқ компартийәни сақлап қалмақчи болуватқанлиқини көрсәткән.
2016-01-29
Хитай даирилири илгири сүрүватқан паспорт ишләшни асанлаштуруш мәлум дәриҗидә әмәлийләшкән болсиму, йәнила илгирикигә қариғанда һечқандақ өзгириш болـмиған.