Архип
2016-01-25
Хитай хәлқ қурултийи 2016 - йили 1 - айдин башлап, пиланлиқ туғут сияситигә өзгәртиш киргүзгән йеңи лайиһәсини йолға қойған иди.
2016-01-25
Хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң иранға қаратқан зиярити ахирлишип бир күн өткәндин кейинла, иран президенти һәсән роһани өзиниң явропаға қаратқан рәсмий зияритини башлиди.
2016-01-25
Чәтәлләрдики уйғурларниң әң көп қисими җайлашқан қазақистан җумһурийитидә уйғур миллий сәнитиниң юқири дәриҗидә раваҗлиниватқанлиқи муәййәнләштүрүлгән.
2016-01-24
Уйғур районидики контроллуқ һәрикәтлири техиму күчәйтилгәнлики хәвәр қилиниватқан бир мәзгилдә, хитай даирилири районда террорлуққа зәрбә бериш иқтидарини ашурушни қарар қилғанлиқини билдүрди вә уйғур елини бир “җәң мәйдани” дәп көрсәтти.
2016-01-24
Уйғур аптоном районниң юқири дәриҗилик әмәлдари йәкшәнбә күни елан қилған бир парчә мақалисидә уйғур елидики бир қисим кадирларниң “террорлуқ һәрикәтлирини қоллиған” лиқи, бир қисим кадирларниң бу хилдики һәрикәтләргә “қатнашқан” лиқини билдүргән.
2016-01-24
Үрүмчи һава қатниши даирилири уйғур районидин шәрқий җәнубий асияға қатнайдиған линийә ечилғанлиқини билдүргән.
2016-01-24
Америкидин чиқидиған“вақит журнили” ниң хәвәр қилишичә, русийә президенти путин сүрийә президенти әсәдтин һоқуқидин ваз кечишни тәләп қилған.
2016-01-24
Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлар иҗраийә комитети баянат елан қилип хитай чоң қуруқлуқи вә хоңкоң қатарлиқ җайларда йүз бериватқан йеқини һадисиләрдин қаттиқ чүчүгәнликини, хитай рәиси ши җинпиңниң пәқәт вәһимә селиш арқилиқ һакимийәт йүргүзүватқанлиқини билдүрди.
2016-01-24
Америка дөләт мудапиә министири аштон картер җүмә күнидики баянатида хитай җәнубий деңизда бесиватқан қәдәмләрниң өз өзини ялғуз қалдуруш роли ойнайдиғанлиқини билдүрди.
2016-01-24
Түркийәдә зиярәттә болуватқан америка муавин президенти җов байдин “курд ишчилар партийәси” (PKK) ни “опочуқ террор гурупписи” дәп әйиблиди.
2016-01-22
1952-Йили һиндистанниң кәшмир районидин түркийәгә көчүрүп келингән 2500 дин артуқ уйғур вә қазақ көчмәнләр түркийәниң қәйсәри вилайитидики “түркистанлиқлар” мәһәллисини шәкилләндүриду.
2016-01-22
Ақсу һөкүмәт даирилириниң 12-айда елан қилған пиланида мәзкур вилайәттики һәр бир кәнткә бир “қош тиллиқ” йәсли қуруш оттуриға қоюлған.
2016-01-22
Илим саһәсидә тонулған 400 нәпәр кишиниң хитай рәиси ши җинпиңға очуқ хәт йезип, түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтини қоюп беришкә чақирғанлиқи һәққидики хәвири ғәрб мәтбуатлирида кәң тарқалди.
2016-01-22
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә баш министир әһмәт давутоғлу қатарлиқ рәһбәрләр билән учрашмақчи болған җов байдин бүгүн күрт мәсилиси тоғрисида юмилақ үстәл йиғиниға қатнашти.
2016-01-22
Фирансийә дөләтлик радио истансиси мухбир урсула ханим билән уйғурлар һәққидә мәхсус бир саәтлик сөһбәт программиси елип барған.