Архип
2016-10-18
Гүмүшханә университети сиясәтшунаслиқ вә идарә башқуруш кәспи оқуғучилириға уйғур мәсилиси тоғрисида алаһидә тема қатарида тапшуруқ берилишкә башлиған.
2016-10-18
Хитайниң мәркизи телевизийә истансиси йеқиндин буян хитайдики парихорлуқ билән әйиблинип түрмидә йетиватқан сабиқ юқири дәриҗилик әмәлдарлар һәққидики йеңи бир телевизийә һөҗҗәтлик программисини башлиған.
2016-10-18
Алматада “нава” ансамбилиниң нахшичиси тулунай әйсарованиң 75 йиллиқ тәвәллутиға вә иҗадий паалийитиниң 50 йиллиқиға беғишланған сәнәт кечилики болуп өтти.
2016-10-17
Уйғур аптоном район даирилири балилирини диний паалийәтләргә риғбәтләндүргән яки қистиған ата-аниларниң җазалинидиғанлиқи әскәрткән.
2016-10-17
Хитай һөкүмитиниң уйғур районида 12 йиллиқ мәҗбури маарип түзүмигә әмәл қилмиған ата-аниларни җазалаш чариси 1-ноябирдин башлап рәсмий йолға қоюлиду.
2016-10-17
Сақчи хадими сақчиларниң рабийхан аниға паспорти берилсә, чәтәлгә чиққандин кейин рабийә қадир ханимға охшаш хитайға қарши һәрикәт қилишидин әндишә қилидиғанлиқини ейтқан.
2016-10-17
Вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң 9-өктәбир тор бетидә көрситилишичә, “яшларни кишилик һоқуқ билимлири билән тәрбийиләш” программисиниң бу йиллиқ курси голландийәдә елип берилидикән.
2016-10-17
Японийә асия әркинлики вә демократийисини илгири сүрүш бирлики тәшкилатиниң йиғинида уйғур, тибәт, моңғул мәсилилири оттуриға қоюлди.
2016-10-17
Кейинки вақитларда қазақистан уйғурлирини көп ойландуридиған вә тәшвишләндүридиған мәсилиләрниң бири миллий маарип тәқдири болуп қеливатқанлиқи мәлумдур.
2016-10-17
Һиндонезийә тәптиш мәһкимиси нурмуһәммәт абдулла исимлик бир уйғур гумандарни һөкүмәт әмәлдарлири билән шиә мусулманлириға қарши суйиқәст пиланлиған дәп әйибләп, униңға 8 йиллиқ қамақ җазаси беришни тәләп қилған.
2016-10-17
Ройтерз агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, һиндистан баш министири нарендра моди “алтун кесәк” дөләтлири тәшкилатиниң йиғинида пакистанни “дөләт һалқиған террорлуқ” билән әйиблигән.
2016-10-17
Уйғур аптоном райониниң сабиқ партком секретари җаң чүншйән бейҗиңға елип кетилгәндин буянқи икки айға йеқин җәрянда хитай һөкүмәт таратқулиридин ғайиб болуши көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған.
2016-10-17
Шиән шәһәрлик һөкүмәтниң 300 миң нопусқа игә гавлиң районида чоң типтики әхләт көйдүрүш завути қурмақчи болғанлиқи шәһәр аһалилириниң қаттиқ қаршилиқини қозғиған.
2016-10-17
Филиппин президенти родриго дутерте 18-өктәбирдин башлап хитайдики 4 күнлүк дөләт зияритигә тәйярланған болуп, хитай таратқулири униң сөзлиридин нәқил кәлтүрүп, “филиппин узақ мәзгиллик иттипақдиши америкидин айрилип, хитай билән бирләшмә һәрбий маневир елип беришни халайду,” дегән.
2016-10-16
Брикс тәшкилатиға әза дөләтләрниң али рәһбәрлириниң учришиши үчүн һиндистанға кәлгән русийә президенти владимир путин һиндистан баш министири нарендра моди билән көрүшүп, русийә билән һиндистан арисидики иқтисадий вә һәрбий һәмкарлиқни чоңқурлаштурушқа пүтүшти.