Архип
2016-10-12
Әлҗәзирә ахбарат тори бүгүн хитай даирилириниң уйғур районидики өсмүр-балилар тоғрилиқ йеңи диний бәлгилимисидә ата-аниларниң тәһдит нишани қилинғанлиқини хәвәр қилди.
2016-10-12
Хитай ташқи ишлар баянатчиси гең шуаң түнүгүнки мартин енналс мукапат мурасимиға қатнашқан вә тәбрик сөзи қилған б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң башлиқи зәйид раад һүсәйин үстидин “бөлгүнчиләрниң хорикини өстүрди” дәп қақшиди.
2016-10-12
Бу йиллиқ “мартин еналс кишилик һоқуқ мукапати” ниң илһам тохтиға берилиши, хәлқара җәмийәтниң диққитини йәнә бир қетим илһам тохти делоси вә уйғур мәсилисигә җәлп қилди.
2016-10-12
Уйғур елида ечилған сәһийә-пиланлиқ туғут системисиниң йиғинда тәдриҗий һалда барчә милләтләргә охшаш пиланлиқ туғут сиясити йүргүзүшни ишқа ашуруш тәләп қилинған.
2016-10-12
Бу йил сентәбирдә өткүзүлгән хоңкоң парламент сайлиминиң нәтиҗисидә, мустәқиллиқ тәрәпдари бир түркүм яшлар парламенттин орун алған иди.
2016-10-12
Уйғурлар дияридики йәрлик даириләр елан қилған йеңи бәлгилимидә мәктәп йешидики өсмүрләргә ата-аниларниң һәрқандақ шәкилдә вә усулда диний тәрбийә беришигә болмайдиғанлиқи бәлгиләнгән.
2016-10-12
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим бүгүн, муддәтсиз қамақтики илһам тохтиға мукапат бәргән мартин әнналс фондиға миннәтдарлиқ билдүрди.
2016-10-12
12-Өктәбир японийәниң ибараки өлкиси шимодате шәһиридики хәлқара ротарий кулубида уйғур вәзийити вә илһам тохти мәсилиси тоғрисида доклат аңлитилди.
2016-10-12
Фирансийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайдики иҗтимаий ахбарат торлиридин, нисбәтән хәлқчиллиқи билән тонулған “сәйшин” тори тақиветилгән.
2016-10-12
Голландийәдики явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити иқтисадий кирим вә мәниви үнүм һасил қилиш мәқситидә 10-айниң 8-9-күнлири кәрмис, йәни халисанә елим-сетим йәрмәнкиси паалийити тәшкиллигән иди.
2016-10-12
Түркийә ташқи ишлар министириниң баш мәслиһәтчиси ариф әрдоған әпәнди уйғур әлиға болған зиярити җәрянида “хитайға болған көз қаришим пүтүнләй өзгәрди” дегән.
2016-10-11
11-Өктәбир күни мәшһур уйғур зиялийси илһам тохтиниң америкида оқуватқан қизи җәвһәр дадисиға вакалитән, илһам тохтиға берилгән 2016-йиллиқ мартен әнналис кишилик һоқуқ мукапатини шветсарийиниң җәнвә шәһиридә өткүзүлгән мурасимда тапшурувалди.
2016-10-11
Дунядики инсан һәқлирини қоғдиғучи шәхсләр үчүн берилидиған мартин әнналис фонди мукапатиниң 2016-йиллиқ мукапатиниң илһам тохтиға берилгәнлики елан қилинди.
2016-10-11
Хитай хәлқ ториниң 10-өктәбирдики сүрәтлик хәвиридин мәлум болушичә, хитайниң дөләт байримини тәбрикләш мунасивити билән уйғур дияриниң йеза-кәнтлиридә һәр хил мәзмундики паалийәтләр уюштурулған болуп, өктәбир байрими мәзгилидә қәшқәр шәһириниң қоған йеза кичик ериқ кәнтидә яш әрләрниң қиз-чоканларни йүдүп йүгүрүш мусабиқиси өткүзүлгән.
2016-10-11
Түркийәниң малтәпә қамақханисида тутуп турулуватқан уйғур җамаәт әрбаби абдуқадир япчанниң тәқдири вәқәдин хәвәрдар уйғурларни җиддий һалда әндишигә салмақта.