Архип
2016-10-06
Канада ташқи ишлар министири ситифан дион хитай һөкүмитиниң йиллардин бери канадалиқ дипломатларниң тибәтни зиярәт қилиши вә у йәрдә ишқа кириштүрүлгән бир қатар қурулуш пиланлириниң әһвалини көздин кәчүрүшигә тосалғу болуп кәлгәнликини ейтқан.
2016-10-06
Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири иҗраийә комитети хитай һәққидики 2016-йиллиқ доклатини елан қилди.
2016-10-06
Чаршәнбә күни, америка соти бир нәпәр хитай пуқрасини “техника җасуслуқи” җинайити билән үч йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған.
2016-10-05
Хотән шәһәрлик парткомниң секритари чен йвәнхуаниң партийидин чиқирилиши вә хизмитидин тохтитилишиға, униң парихорлуқ қилиши қатарлиқлардин башқа турмуш истилидики бузуқчилиқлириму сәвәб болғанлиқи тилға елинди.
2016-10-05
“хәлқаралиқ хәвп көрсәткүчи” тор бетидә 3 - өктәбир күни уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә бир доклат мақалиси елан қилинди.
2016-10-05
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим билән муавин рәис өмәр қанат әпәнди “кишилик һоқуқни қоғдайдиған шәһәрләр” паалийитигә қатнишиш үчүн 27-сентәбир күни испанийәниң барселона шәһиригә йетип барған иди.
2016-10-05
Хитай һөкүмити явропада болупму германийәдә яшайдиған түркләр, исми түркләргә охшайдиған кишиләр яки түркийәгә барғанларға виза беришни қаттиқ контрол қилмақта икән.
2016-10-05
Бүгүн, 2016 - йили, 10 - айниң 5 - күни уйғур йеқинқи заман тарихида қиммәтлик әсәрлири тонулған даңлиқ әдиб абдуреһим өткүр әпәнди вапатиниң 21 йиллиқи.
2016-10-05
Токйода уйғурлар билән хитай демократчилири бирликтә “хитай компартийәсиниң уйғурларға қаратқан миллий сияситиниң өзгириши вә миллий қирғинчилиқ” дегән тимида илмий муһакимә йиғини чақирған.
2016-10-05
Түркийәдики хәлқара адвокатлар бирлики нөвәттә истанбулниң малтәпә қамақханисида тутуп туруливатқан уйғур җамаәт әрбаби абдуқадир япчанниң қоюп берилиши үчүн мәхсус баянат елан қилған.
2016-10-05
Бүгүн америкиниң вал стрет журнилиниң зияритини қобул қилған тәйвән президенти сәй йиңвен хитай даирилирини тәйвәнни бесимға баш егиду дәп хата чүшәнчә вә үмидтә болмаслиққа чақирған.
2016-10-05
Хоңкоңда өткән йили йүз бәргән вә күнлүк инқилаби дәп нам берилгән зор көләмлик намайишниң йетәкчилиридин бири өсмүр паалийәтчи җошуа воң, бүгүн әтигән тайланд чегрисида тосувелинип хоңкоңға қайтурулған.
2016-10-05
“шинҗаң гезити” ниң бүгүнки уйғур райониға нишанлиқ ярдәм бериш хизмити һәққидики бир хәвридин ашкарилинишичә, бу йил ичидә хитай өлкилири уйғур районида давам қиливатқан аталмиш террорлуққа қарши зәрбә бериш һәрикити вә муқимлиқ әслиһәлири үчүн җәмий бир милярд 340 миң сом пул ярдәм қилған.
2016-10-05
Бүгүн “шинҗаң гезити” ниң бир нәпәр илғар сақчи хадими һәққидики тәпсилий хәвиридин мәлум болушичә, хошутниң тивилға йезилиқ сақчиханисиниң хадими го йили бу йил ичидә пәқәт 7 күнла өйигә қайтқан.
2016-10-04
Ню йорк шәһиридә ечилған чоң йиғинда хитай һакимийитиниң ишғали астида туруватқан уйғурлар дияри вә тибәт райониниң әһвалиму муһакимә қилинди.