Архип
2016-11-17
Тәңритағ тори уйғур аптоном районида 2 милйон 610 миң кишиниң йилда берилидиған 2300 сом әң төвән турмуш капалитигә тайинип яшайдиғанлиқини билдүргән иди.
2016-11-17
Қуруқ йиңнә билән давалаш - инсандики җан айлинишни хилит, миҗәз вә қуввәткә қарап тәһлил қилип, пәллигә йиңнә санҗиш арқилиқ давалаш елип баридиған, қол әмәлийити техникиси.
2016-11-17
Ройтерс агентлиқиниң ейтишичә, хоңкоңлуқ китабпурушларниң хитайға мәҗбурий әп кетилиши вә у йәрдә телевизийигә чиқирип иқрар қилдурулуш вәқәси вә шундақла йеқиндин буянқи хоңкоң парламентиға сайланған икки яш парламент әзасиниң қәсәм бериш вәқәсигә хитай мәркизи һөкүмитиниң қол тиқиши бир қисим америка дөләт мәҗлиси әзалирида хоңкоңниң сиясий вәзийитигә қарита әндишә яратқан.
2016-11-17
Хитайниң һөкүмәт таратқулирида тәңритеғиниң шималий районлирида соғуқ еқимниң тәсиридә ямғур арилаш қар апити көрүлгәнлики хәвәр қилинған.
2016-11-17
Чәтәл ахбарат органлириниң хитайда турушлуқ мухбирлириниң тәқиб вә тәһдиткә учраш һадисилири көпәйгән. Гардиян гезитиниң ейтишичә, йеқинда “хитайдики чәтәллик мухбирлар кулуби” бир статистика доклати елан қилип, -2015йилидин буян чәтәллик мухбирларға қаритилған чәклимә вә тәқибләрниң һәссиләп ашқанлиқини, уларниң дөләт хәвпсизлик органлириға туюқсиз чақиртилиш, өйигә адәм келиш, йүзини тосувалған кишиләрниң туюқсиз һуҗумиға учраш қатарлиқ зораванлиқлириға учриғанлиқини билдүргән.
2016-11-17
Хоңкоңдики “күнлүк һәрикити” дәп аталған демократик һәрикәтниң йетәкчилиридин болған яш паалийәтчи җашува америкиға кәлгән.
2016-11-17
“хәлқара кәчүрүм оквел” гурупписи өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинған хитай түрмисидики канада пуқраси һүсәнҗан җелилниң әркинликкә еришиши үчүн паалийәт елип барған.
2016-11-17
Доктор әркин әкрәм әпәнди уйғур миллий дәвасини күчләндүрүшниң истратегийилик йоллири һәққидә лексийә сөзләп зор алқишқа еришти.
2016-11-17
Кишилик һоқуқ тәтқиқатчиси викент мәттән 15-ноябир токйода “хитайниң террорлуққа қарши туруш қануниниң тибәт вә уйғурларға болған зийини” дегән темида доклат сөзлигән.
2016-11-17
Шиветсийәдики уйғурлар сотуқ буғрахан мәсчитиниң ечилиш мурасими билән, икки җумһурийәт күнини дағдуғилиқ тәбриклиди.
2016-11-16
Түркийәниң қәһриманмараш вилайитиниң мәркизи болған қәһриманмараш шәһиридә “шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни” темисида доклат бериш йиғини өткүзүлди.
2016-11-16
Хитайниң борталадики сақчилири рабийхан муса аниниң паспортиниң берилмәслики һәққидә бейҗиңдин мәхсус уқтуруш кәлгәнликини уқтурған.
2016-11-16
Хитай һөкүмити йәнә уйғур елидики интернет-учур әркинликини илгириләп контрол астиға алидиған йеңи бәлгилимиләрни елан қилмақта.
2016-11-16
Баңкок ераван бутханисидики партлаш вәқәсиниң 2 нәпәр уйғур гумандари пут, қоли кишәнләнгән һалда баңкоктики тайланд һәрбий сотиға елип келингән.
2016-11-16
Икки җумһурийәтни хатириләш вә рабийә ханим тәвәллутиниң 70 йиллиқини қутлаш паалийитидә нутуқ сөзлигән чәтәлликләр уйғур миллий дәвасиға юқири баһаларни беришти.