Архип
2016-11-29
26-Ноябирда алматада тонулған венгирийәлик антрополог алим, “мадяр-туран” фондиниң рәиси андраш җолт биро билән учришиш мурасими болуп өтти.
2016-11-29
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бүгүн радийомиз арқилиқ баянат берип, “хитай әмәлдарлириниң уйғурларға диний радикаллиқ қалпиқи кийдүрүши, хитай һөкүмитиниң нөвәттә йүргүзүватқан уйғурларни бастурушини қанунлаштуруш рәзил мәқситини ечип бериду” дәп әйиблиди.
2016-11-29
Хитай хәлқ ториниң 29-ноябир хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ юқири сот 26-ноябир йәкшәнбә күни “сот хадимлириму қошмақ туғқан болуш” сәпәрвәрлик йиғини ечип, уйғур аптоном районлуқ юқири сотта ишләйдиған һәр бир хизмәтчи хадимниң җәнубий уйғур дияридики ақсу, хотән, қәшқәр вилайәтлиригә қарашлиқ йезилардин өзигә “туғқан тепиши” ни тәвсийә қилған.
2016-11-29
Хитай армийәси ториниң инглизчә хәвиридә тилға елинишичә, 28-ноябир күни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрдин хитай вә қирғизистан армийиси корлада бирләшмә һәрбий маневир башлиған.
2016-11-29
Ички моңғулниң шилинғул аймиқидики сақчи идариси 26-ноябир уқтуруш чиқирип, 4 адәмни өлтүргән қатил хурунчини тутушқа ярдәм қилғанларға 30 миң сом сөйүнчә берилидиғанлиқини җакарлиған. Әмма мәзкур вәқә һәққидә 29-ноябир сәйшәнбә күнигә қәдәр хитай таратқулирида һечқандақ хәвәр берилмигән.
2016-11-29
Фирансийә агентлиқиниң 29-ноябир елан қилған бир хәвәр анализида, хитай таратқулири хәвәрлиридин нәқил елинип, хитай һөкүмитиниң мәбләғниң чәтәлләргә еқип кетишиниң алдини елиш тәдбирлирини күчәйткәнлики оттуриға қоюлди.
2016-11-28
24-Ноябир хитайниң пакистан исламабадтики әлчиханиси пакистандики бир қисим уйғурларни әлчиханигә чақирип уларға қишлиқ маддий әшяларни тарқитип бәргән.
2016-11-28
Түркийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт болмай туруғлуқ шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати енергийә қулубиниң 2017-йиллиқ башлиқлиқиға тәйинләнди.
2016-11-28
Уйғур ели даирилириниң өктәбир ичидә уйғурларни мәркәз қилип шәхси паспортларни омумйүзлүк қайта йиғивелишқа башлиғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқилиш билән биргә һазир бу һәркәтниң әмдиликтә чәтәлләргә чиққан уйғурларни кәң даиридә сөрүштә қилиш вә тәдбир көрүш басқучиға өткәнлики мәлум .
2016-11-28
Йеқиндин буян хәлқара таратқуларда хитайда әрзан әмгәк күчи болуп ишләватқан балилар вә аяллар һәққидики хәвәрләрниң давамлиқ көпийиватқанлиқи вә кишиләрниң диққитини тартиватқанлиқи мәлум болмақта.
2016-11-28
25 - Ноябир б д т ниң җәнвәдики баш шитабида б д т кишилик һоқуқ кеңиши тәрипидин чақирилған “ аз санлиқлар мунбири” йиғини ахирлашқандин кейин, 26-, 27 - ноябир күнлири йәнә вәкаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң иҗраийә комитети йиғини болуп өткән.
2016-11-28
Түркийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт болмай туруғлуқ шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати енергийә қулубиниң 2017-йиллиқ башлиқлиқиға тәйинләнди. Бу енергийә қулуби рәисликиниң тунҗи қетим шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болмиған бир дөләткә берилиши һесаплиниду.
2016-11-28
27-Ноябир күни оттура асия җумһурийәтлиридә тонулған уйғур шаирәлиридин бири, журналист хәйриниса турди қирғизистанниң бишкәк шәһиридә 72 йешида вапат болуп, қайғулуқ мурасим билән дәпнә қилинған.
2016-11-28
27-Ноябир күни уйғур аптоном районлуқ даириләр маарип саһәсидики әмәлдарларни үрүмчигә топлап, йезиларда 3 йиллиқ “һәқсиз қош тиллиқ йәсли маарипи” ни йолға қоюш сәпәрвәрлик хизмәт йиғини ачқан.
2016-11-28
Мәлум болушичә, “тор вә учур бихәтәрликигә капаләтлик қилиш вә бу саһәдики хизмәтләрни башқурушни күчәйтиш” бәлгилимиси даириләрниң нөвәттә уйғур аптоном районида тәкитләватқан әң һалқилиқ башқуруш чарилириниң бири икән.