Архип
2016-12-29
Тәңритағ торидин берилгән хәвәрдин қариғанда, уйғур аптоном район даирилири уйғур елидики яшлар қурған барлиқ иҗтимаий тәшкилатларни бир туташ башқуруш үчүн “шинҗаң яшлар иҗтимаий тәшкилатлири аилиси” ни қуруп чиққан. Униң қурулуш мурасими 12-айниң 26-күни үрүмчидә өткүзүлгән.
2016-12-29
Хитай һөкүмитиниң тибәт буддистлириға қиливатқан бесими хәлқарада қаттиқ тәнқидкә учраватқан бир шараитта, тибәт аптоном район даирилири динға қаратқан контролни йәниму күчәйтишни тәкитлигән.
2016-12-29
29-Декабир күни, уйғур елиниң интернет бихәтәрликигә капаләтлик қилиш вә тордики мәзмунларни контрол қилиш хизмити билән шуғуллинидиған “уйғур аптоном районлуқ интернет, учур-алақә идариси” 100 нәпәр хизмәтчи хадим қобул қилидиғанлиқи һәққидә уқтуруш тарқатқан.
2016-12-29
Интернет һоқуқини қоғдаш хизмәтлири билән шуғуллинидиған “хәлқара електронлуқ чегра фонди” намлиқ тәшкилат өз доклатида уйғур вә тибәт тәшкилатлириниң хитай һөкүмитиниң тор һуҗумлириға учраватқанлиқини билдүрди.
2016-12-29
Хитай һөкүмитиниң рәсмий телевизийә истансиси болған CCTV қанили бир программисида хитайдики “мавйән” вә “довбән” намлиқ икки кино баһалайдиған тор бәтни хитай ичидә ишләнгән филимләргә қәстән төвән номур бәрди, дәп әйиблигән.
2016-12-29
Түрк хәлқи уйғурларни қериндаш дәп қариғачқа, һәр даим уйғур дәвасиға игә чиққан, түркийә уйғур дәвасиниң мәркәзлиридин биригә айланған.
2016-12-28
Үрүмчи вақти 28-декабир кәчқурун саәт 5 кә аз қалғанда, хитайниң хотән қарақаш наһийәлик парткоми аптомобиллиқ бомба һуҗумиға учриди.
2016-12-28
Хитай һөкүмитиниң уйғур елида қош тил маарип сияситини йүргүзүватқиниға 16 йил болди вә “қош тиллиқ маарип” истратегийәси нөвәттә юқири пәллигә көтүрүлди.
2016-12-28
Хитай дөләтлик интернет учур ишханиси 27-декабир сәйшәнбә күни “дөләт интернет бихәтәрлики истратегийиси” намлиқ һөҗҗәтни елан қилған иди.
2016-12-28
Сейит түмтүрк башчилиқидики һәйәт қәйсәри санаәтчиләр бирлики рәиси мәмәт бүйүк симитчи әпәндини зиярәт қилип, уйғурлар тоғрисида сөһбәттә болған.
2016-12-28
Бир әсирлик тарихқа игә қазақистан уйғур әдәбияти өз өтмүшидә бир нәччә басқучларни бесип өткән болуп, һәр бир басқуч өзигә хас тәрәққият алаһидиликлиригә игә.
2016-12-28
Бир қисим нопузлуқ сәнәткарлар дутар вә тәмбүрниң хәлқ сәнәткари мусаҗан рози тәрипидин ислаһ қилинғанлиқини оттуриға қойған.
2016-12-28
Шинҗаң гезитиниң бүгүнки бир хәвиридә баян қилишичә, гума наһийилик сот мәһкимиси йеқинда көктерәк базарлиқ парткомниң секретари яң җеңфең, муавин секретари әркин мәхмут вә қумкөл кәнтиниң секретари розимәмәт мәһмутни хиянәтчилик қатарлиқ бир қатар җинайәтләр билән бирликтә “хизмәттә бипәрвалиқ қилиш җинайити” биләнму әйибләп 20 йиллиқтин қамаққа һөкүм қилған.
2016-12-28
Тәйвәндә дипломатик вәзипә өтәп келиватқан японийәниң “малийә қануний вәкиллири һәмкарлиқ җәмийити” йеқинда өз намини “япон-тәйвән һәмкарлиқ җәмийити” гә өзгәткәнликини вә йеңи намниң 2017-йили январдин башлап рәсмий қоллинилидиғанлиқини елан қилған иди.
2016-12-28
Хитай ахбаратиниң хәвәр қилишичә, чаршәнбә күни чүштин кейин үрүмчи вақти саәт 2 дин 50 минут өткәндә хитайниң қарақаш наһийәлик парткоми һуҗумға учриған.