Архип
2016-12-07
6-Декабир америка дөләт бихәтәрлики һәққидә ахирқи қетим сөз қилған президент обама алди билән америка армийисигә миннәтдарлиқ билдүрди, андин доналд трампниң мусулманлар һәққидики сөзлирини униң намини тилға алмай туруп тәнқид қилди.
2016-12-07
Вашингтонда паалийәт елип бериватқан уйғур кишилик һоқуқ программа гурупписи келиш алдида турған 10-декабир хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән бүгүн бир чақириқнамә елан қилди.
2016-12-07
Шәндуң университетиниң сабиқ оқутқучиси, профессор сүн венгуаң өзини хитай хәлқ қурултийи вәкилликигә мустәқил намзатлиққа көрсәтмәкчи болғини вә бу мәқсәттә елип барған тәшвиқат паалийити сәвәблик сақчилар тәрипидин нәзәрбәнд астиға елинған.
2016-12-07
Хәлқара хәвәрләрдә тәйвән президенти сәй йиңвенниң келәр айда оттура вә җәнубий америкини зиярәт қилидиғанлиқи вә бу җәрянда америкида тохтап өтүш, һәтта доналд трамп билән көрүшүш еһтималлиқи хәвәр қилинғандин кейин, бу алақидар тәрәпләрниң диққәт вә инкасини қозғиди.
2016-12-06
Хитай даирилири аталмиш диний әсәбийликкә зәрбә бериш һәрикити давамида, уйғур райониниң бәзи җайлирида бир қисим, бәзи җайлирида көп қисим мәсчитләрни чақмақта вә әмәлдин қалдурмақта.
2016-12-06
Уйғурларниң һәр қандақ бир сәвәб билән чәтәлгә чиқиши алди билән паспорт елишиниң тәсликидәк тосалғуға учрап кәлди.
2016-12-06
Хитай дөләт рәиси ши җинпиң һакимийәткә олтурғандин бери “чирикликкә қарши күрәш” ни башлап, чоң-кичик нурғун әмәлдарни җазалиди.
2016-12-06
Баварийә йешиллар партийисиниң рәиси маргарита бавзе ханим зияритимизни қобул қилғанда, хитай түрмилиридики бигунаһ уйғур тутқунлирини унтумаслиқни тилға алди.
2016-12-06
Түркләр уйғур диярини“ ата юртимиз ”дәп қариғачқа, улар уйғурларниң тили, тарихи, әдәбияти, өрп-адәтлири вә бүгүнки вәзийитигә алаһидә қизиқиду.
2016-12-06
Мәлумки, хитай коммунистик һакимийитиниң тунҗи рәиси мав зедоң дәвридә йүргүзүлгән ислаһатлар нәтиҗисидә милйонларчә киши зиянкәшликләргә учриған иди.
2016-12-06
Даириләрниң уйғур районида қош тил маарипини омумлаштуруш үчүн, корла қатарлиқ җайларда 2017-йил ичидә төт яштин алтә яшқичә болған балилар үчүн “3 йиллиқ қош тил йәсли маарипи” ни һәқсизләштүрүш пиланини елан қилиши җиддий инкас қозғиди.
2016-12-06
2016-Йили қиш пәсли кириши билән үрүмчини өз ичигә алған тәңритеғиниң шималидики шихәнзә, санҗи, бортала қатарлиқ җайларда қоюқ туманлиқ һаварайи һадисиси еғирлашқан.
2016-12-06
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати әмәлдари 6-декабир сәйшәнбә күни хитай һөкүмитини бу йил 11-айниң 21-күнидин буян “мәҗбурий ғайиб қиливетилгән” кишилик һоқуқ адвокати җаң тйәнюң һәққидә мәлумат беришни тәләп қилди.
2016-12-06
Радийомизға кәлгән учурлардин мәлум болушичә, 4-декабир “хитай қанун күни”дә тәхминән 2000 дәк әрздар бейҗиңдики дөләтлик әрзийәт идариси алдида топлинип намайиш қилғанда бир түркүм әрздарлар тутқун қилинған.
2016-12-06
Америкиниң 45-нөвәтлик президенти доналд трампниң мәслиһәтчиси степен ятес башламчилиқидики бир өмәк 6-декабир тәйвәндә зиярәттә болди. Тәйвән таратқулириниң бүгүнки хәвәрлиридә степен ятес һәққидики хәвәрләр баш сәһипидин орун алғанлиқи мәлум.