Архип
2016-02-16
Хитайда 1958-дин 1962 йилларғичә йүз бәргән ачарчилиқ вәқәсидә нәччә милйон кишиниң ачарчилиқ вә сиясий күрәшләрдә өлгәнлики тема қилинған “қәбрә теши” намлиқ китабниң язғучиси яң җишеңниң америка харвард университетиға берип “луйис лйонс” мукапатини тапшурувелиши чәкләнди.
2016-02-16
Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң юқири дәриҗилик әмәлдари зәид раад әл һүсәйин 16-феврал баянат елан қилип, хитай һөкүмитини бултур 7-айдин башлап тутқун қилинған барлиқ кишилик һоқуқ адвокатлирини қоюп беришкә чақирди.
2016-02-16
Австралийә сақчилири қиммити 900 милйон америка доллири қиммитидики хумар қилиш дәриҗиси юқири болған музсиман зәһәрни вә делоға четишлиқ төт нәпәр хитай әткәсчини қолға алғанлиқини билдүргән.
2016-02-16
Баңкокта йүз бәргән партлитиш һуҗуминиң гумандарлири дәп қолға елинған икки уйғурниң сәйшәнбә күни баңкоктики бир һәрбий сотта өзлириниң қийнап иқрар қилдурулғанлиқини билдүрүп, уларға артилған барлиқ җинайәтләрни инкар қилғанлиқи оттуриға чиқти.
2016-02-15
Тайланд һөкүмити бултур 17 - авғуст банкок ериван буддист ибадәтханиси йенидики партлашқа четилиқ, дәп қолға елинған 2 уйғурни сәйшәнбә күни сотлайду.
2016-02-15
13 - Феврал фирансийәдики уйғурлар парижға җәм болуп 5 - феврал ғулҗа вәқәсиниң 19 йиллиқини хатирилигән.
2016-02-15
12 - Феврал башланған “мюнхен дуня бихәтәрлики йиғини” 14 - феврал ахирлашти. 30 Дөләтниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири пикир баян қилди.
2016-02-15
Әнгилийәдә паалийәт елип бериватқан уйғурларму әза болған түрк дуняси һәмкарлиқ пилатформи рәһбәрлиридин тәшкилләнгән һәйәт түркийәниң лондон әлчиси билән көрүшкән.
2016-02-15
14 - Февралда алматада уйғур миллий һәрикитиниң актип иштракчилиридин бири болған, шаир, журналист малик садирофниң вапатинң бир йиллиқ мунасивити билән паалийәт өткүзүлди.
2016-02-15
“шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити”ниң уюштуруши билән “дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ йиғини”ниң 8 - нөвәтлики тоғрисида музакирә чақирилди.
2016-02-15
Бу йил бүйүк уйғур алими, мутәпәккур йүсүп хас һаҗип туғулғанлиқиниң 1000 - йили. Бу мунасивәт билән түркийәдики түрк дуняси һәмкарлиқ тәшкилати, қирғизистан мәдәнийәт министирлиқи вә қирғизистанниң әнқәрә әлчиханиси бирликтә истанбулда йүсүп хас һаҗип йилиниң ечилиш мурасимини өткүзмәкчи.
2016-02-15
Уйғур аптоном районлуқ партиком секритари җаң чүншйән өткән һәптидә муқимлиқ сепидики хадимлардин һал сориған чеғида қилған сөзидә “йил бешидин йил ахириғичә қан төкүп қурбан бәрсәңларму үкүнмидиңлар” дәп мәдһийәләш арқилиқ өткән бир йилда уйғур районида қанлиқ вәқәләрниң үзүлмәй йүз бәргәнликидәк бир реаллиқни ашкарилиған.
2016-02-15
15 - Феврал күни явропадики 17 дөләттин кәлгән 5000 нәпәр полат - төмүр ишичиси бриюсселдики явропа иттипақи бинаисиниң алдиға топлинип хитайниң полат - төмүр мәһсулатлириниң явропа базирида төкмә қилип сетилишиға наразилиқ билдүргән.
2016-02-15
Түркийә язғучилар бирләшмисиниң қәйсәри шөбиси өткән һәптә “шәрқи түркистан” тимисида бир йиғин өткүзгән. Адәттә қәләмдашлар сөһбити намида елип берилидиған бу йиғинниң бу қетимқиси йәни 18 - қетимлиқида мәхсус шәрқи түркистан мәсилиси тонуштурулған.
2016-02-15
Америка деңиз армийә 7 - бригадасиниң қомандани Joseph P Aucoin бүгүн сингапорда мухбирларға қилған сөзидә америкиниң җәнубий деңиздики талаш - тартишлиқ территорийидә давамлиқ чарлаш елип баридиғанлиқини вә бу чарлашниң һавадин һәм судин болидиғанлиқини тәкитлигән.