Архип
2016-02-02
“8-декабир қарамай от апити” уйғур райониниң йеқинқи заман тарихидики әң паҗиәлик от апити болуп, аминә давут ханим шу апәттә қаза қилған оқутқучиларниң бири.
2016-02-02
31-январ голландийәдики уйғурлар “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” дә җәм болуп, 5-феврал ғулҗа вәқәсини хатирилиди.
2016-02-02
30-январда алмата шәһириниң әвезоф наһийиси абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийәдә көрнәклик композитор исмайилҗан исайефниң 80 яшлиқ тәвәллут өткүзүлди.
2016-02-02
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 1-феврал үрүмчидики 1-түрмидә “җаза йениклитиш очуқ соти” ечилип, “дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзүш” қатарлиқ “җинайәтләр” билән җазаланған 11 нәпәр сиясий мәһбусниң җаза муддити қисқартилған.
2016-02-02
Хитай даирилириниң чаған байрими йеқинлишиши билән уйғур елидә чегра бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткәнлики мәлум. “шинҗаң хәвәрләр ториниң” 2-феврал хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт чаған мәзгилидики бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтиш һәққидә мәхсус оқутуш чиқарған.
2016-02-02
Чәтәлләрдики хитай ахбаратлиридин “бошүн” ториниң 2-февралдики хәвиридин мәлум болушичә, хитайда “дөләт һакимийитини ағдуруш җинайити” билән әйиблинип, тутқун қилинғиниға 10 ай болған кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен йүнфейниң қизи хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң ярдими билән 31-январ америкиға саламәт йетип кәлгән.
2016-02-02
1-Феврал гуйҗудики етилдақ завутида йүз бәргән партлашта 6 адәм өлүп,10 адәм яриланған.
2016-02-02
Америка дөләт ишлар министирлиқиниң баянатчиси җон кербий 1-феврал баянат берип, хитай һөкүмитидин хоңкоң тоңлевән китабханисиниң әнглийә пуқралиқидики ли бо вә башқа хадимларниң әһвалиға җиддий диққәт қиливатқанлиқини билдүргәндин кейин, 2-феврал хитай ташқи ишлар баянатчиси лу каң бейҗиңда баянати берип, америкини хитайниң ички ишлириға арилашқанлиқ билән әйиблиди.
2016-02-01
Хитайниң чаған байрими йеқинлашқансири, уйғур аптоном районида һәр йилдикидәк хитай көчмәнлири вә деһқан ишләмчиләрниң юртлириға қайтиш долқуни башланди.
2016-02-01
Сәй йиңвен ханим тәйвәнниң 14 - нөвәтлик презеденти болуп сайланғандин кейин, чәтәлләрдә тәйвән сайлими һәққидә муназириләрни давамлаштурмақта.
2016-02-01
Японийәдики “яшлар һәрикити гезити” дә “дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң японийә зиярәтлири” намлиқ әдәбий ахбарат хатириси елан қилинди.
2016-02-01
Уйғур зиялийси хевир төмүрниң язмисида баян қилинишичә, “алтай нәшрияти” ни қуруш пикрини 1945 - йили муһәммәдимин һәзрәт вә әйса йүсүп алиптекинләр оттуриға қойған.
2016-02-01
Русйәниң сурийәдики әсәд һакимийитигә қарши туруватқан районларға елип бериватқан бомбилаш һәрикити барғансери күчийишкә башлиди.
2016-02-01
Ройтирис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америкиниң USS Curtis Wilbur намлиқ бир урушчи парахоти шәнбә күни хитайниң талаш - тартиштики җәнуби деңиз тәвәликидин өткән.
2016-02-01
Хитай қишлиқ тәнһәрикәт мусабиқисиниң уйғур районида тунҗи қетим өткүзүлгәнлики көп тәкитләнгән хәвәрдә, мусабиқиниң бихәтәр өткәнлики алаһидә тәнтәнә қилинған.