Архип
2016-02-23
Кишилик һоқуқ вә демократийә үчүн җәнвә алий учришиши намлиқ хәлқара йиғин 23-феврал җәнвәдә башланди. Уйғурларға вакалитән дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә һәйәт мудири долқун әйса вә нөвәттә явропада муһаҗирәттә яшаватқан уйғур паалийәтчиси, сабиқ дипломат кирәм шерип қатнашқан.
2016-02-23
Хитайниң “җуңго хәвәрләр тори” ниң 23-февралдики санида 22-феврал қәшқәрдин учқан боин 737-700 типлиқ йолучилар айропиланиниң йеңи ечилған шихәнзә айродромида тохтиғандин кейин, хенәнниң җеңҗу шәһиригә қарап учқанлиқи тилға елинип, биңтуәнгә қарашлиқ шихәнзә гүлбағ айродромида йолучилар һава қатнишиниң рәсмий башланғанлиқи хәвәр қилинди.
2016-02-23
23-Феврал күни хоңкоң сақчи даирилири хоңкоңдики аммиви тәшкилат “йәрлик демократийә авангартлири” тәшкилатиниң қурғучиси хуаң тәййиңни 9-феврал хоңкоңниң җюлуң райони ваңҗяв базирида йүз бәргән яймикәшләр билән сақчилар тоқунушида зораванлиқ вәқәсигә қутратқулуқ қилған дәп әйиблиди.
2016-02-22
Уйғур аптоном районлуқ җ х назарити 2015-йили 8-айда абдулла мәмәт, исмаил һәсән, мәттурди қадир, мәмәт йүсүп мәтрози, һәмидулла имин, абдуқадир савут қатарлиқ 6 кишигә тутуш буйруқи чиқарған.
2016-02-22
Кәлпиндә башланған “қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш” намидики тутқун һәрикитидә, диний етиқади күчлүк аилиләр вә чәтәлләрдә уруқ-туғқанлири барларниң нишан қилинғанлиқи ашкариланди.
2016-02-22
Тәлғәт аббас бу қетим седний тиятирханисидики чаған кечиликидә айюлтузлуқ көкбайрақни чиқириш арқилиқ, өзи учриған тәһдиткә җаваб қайтурғанлиқини ашкарилиди.
2016-02-22
21-Феврал йәкшәнбә күни дуня ана тил күни мунасивити билән истанбулда 6-нөвәтлик “уйғур ана тил вә уйғур магистир, доктор оқуғучилар илмий муһакимә йиғини” ечилди.
2016-02-22
Түркийәдә чиқидиған нопузлуқ журналда “муһаммәд иқбалниң шәрқий түркистан һәққидики көз қариши” темисида мақалә елан қилинди.
2016-02-22
Хитай ахбарат васитилири “2015-йиллиқ сиясийон - ши җинпиң” баш темисидики рәңлик мәхсус журнални тарқитиш мурасими өткүзүлгәнликини хәвәр қилди.
2016-02-22
Японийә “һәптилик хәвәрләр” журнилиниң мухбири вилям допсон мәзкур журналниң 26-январдики санида “хитай дөлити коммунистларниң қимарханиси” намлиқ мақалисини елан қилған.
2016-02-22
“шинҗаң гезити” ниң хәвиригә қариғанда, 20-феврал күни уйғур аптоном районлуқ универсал түзәш ишханиси баянат елан қилип, 2015-йилида уйғур елидики аһалиләрниң бихәтәрлик туйғусиниң алдинқи йилларға қариғанда юқири көтүрүлгәнликини илгири сүргән.
2016-02-22
Хәлқ тори уйғурчә қанилиниң хәвиригә қариғанда, хитай өлкилиридики көплигән алий мәктәпләр сәнәт кәспи үчүн уйғур елидин оқуғучи қобул қилмақтикән.
2016-02-22
Америкидики мәркизий асия тәтқиқатиға беғишланған илмий тор бәт - сино-түркика тори йеқинда уйғур режиссор сәйпулла мутәллип ишлигән “қараңғу тағ” намлиқ һөҗҗәтлик филим һәққидә мәхсус обзор елан қилған.
2016-02-22
Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити пайтәхт бейҗиңниң ис-түтәклик булғанған һавасидин алдин мәлумат беридиған көзитиш машинилириниң санини бир һәссә көпәйткәнлики мәлум.
2016-02-22
Тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама йәкшәнбә күни америкиниң миннеаполис шәһиридә 3 миң кишигә нутуқ сөзләп, қизғин алқишқа еришкән.