Архип
2016-03-21
20 - Март күни нюйорк шәһиридики ватер милл сәнәт мәркизидә өткүзүлгән мәдәнийәт паалийитидә, мәзкур мәркәзниң тәклипи билән паалийәткә қатнашқан уйғур сәнәтчилиридин төвән авазлиқ нахша чолпини пәрһат халиқ, усул мутәхәсиси муқәддәс миҗит қатарлиқлар өзлири орунлиған надир номурлири билән алқишқа еришкән.
2016-03-21
15 - Март күни бейҗиң айродромида из - дерәксиз йоқап кәткәнлики елан қилинған журналист җя җяниң хитай рәиси ши җинпиңни истипаға чақирип мақалә язған дегән гуманда бейҗиң айродромида сақчилар тәрипидин тутқун қилинғанлиқи ениқланди.
2016-03-21
Хитай даирилири 21 - март дүшәнбә күни уқтуруш чиқирип, сәндуңда ишләнгән 12 хил мәсилә бар ваксининиң 24 өлкигә тарқалғанлиқини елан қилди.
2016-03-21
Түркийә даирилири 19 - март шәнбә күни истанбулниң истиқлал кочисида йүз бәргән өзини қошуп партлитиш һуҗумидики террорчиниң даишниң әзаси икәнликини елан қилди.
2016-03-21
Һиндонезийә һөкүмити 21 - март баянат елан қилип, һиндонезийиниң натуна деңизи тәвәликидә белиқ тутушқа киргән хитай белиқчилирини һиндонезийә хәвпсизлик күчлири агаһландурған вақитта хитайниң деңиз мудапиә әтритиниң һиндонезийә хәвпсизлик әтритиниң вәзипә иҗра қилишиға тосқунлуқ қилғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.
2016-03-20
Һиндонезийә даирилири пәйшәнбә күни йәнә 4 уйғурни җиддий тутуш тизимликигә киргүзгәнликини билдүрди.
2016-03-20
Хитайниң уйғур елигә қаратқан иқтисадий сиясәтлиригә соал қоюлуватқан бир пәйттә, германийәниң уйғур елиниң үрүмчи шәһиригә қурулидиған бир чоң типтики сода - санаәт райониға мәбләғ салидиғанлиқи ашкарланди.
2016-03-20
Йәрликләрниң җүмә күни билдүрүшичә, хитай сақчилири кәм қалған мааши үчүн кәң көләмлик намайиш қилған хейлоңҗаңлиқ кан ишчилирини тутқун қилған.
2016-03-20
19 - Март түркийә истанбул шәһириниң таксим мәйдани истиқлал кочисида адәмбомба һуҗум йүз бәрди. Түркийә сәһийә министириниң билдүрүшичә, һуҗумда аз дегәндә 4 адәм өлди, 36 адәм яриланди.
2016-03-20
Түркийә явропа иттипақи билән һасил қилған мусапирлар келишиминиң муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
2016-03-19
Уйғурчә әдәбият дәрсликидин бир қисим уйғурч әсәрлири чиқириветилип, хитайчә тәрҗимә әсәрлириниң киргүзүлүши уйғур оқутқучи - оқуғучилар арисида наразилиқ қозғиди.
2016-03-19
Америкида яшаватқан сиясий көзәткүчи учқун әпәнди хизмәт тәҗирибилиригә асасән, қош тиллиқ маарипниң хитайниң күткинидин әксичә нәтиҗә беришкә башлиғанлиқини оттуриға қойди.
2016-03-19
Уйғур мусапирлириниң чәтәлләрдә етип өлтүрүлүш һадисиси хәлқара җәмийәтниң диққитини тартипла қалмай, уйғур җамаити арисидиму ғулғула қозғаватқан бир тема болмақта.
2016-03-19
Мәлум болушичә, хитайниң истанбул шәһиридә турушлуқ әлчиханиси хадимлири мәхсус ислам дини тоғрисида лексийә аңлап, бу һәқтики мәлуматлирини толуқлиған.
2016-03-19
17 - Март чаршәнбә күни истанбулда “1916 - йилидики бүйүк түркистан қирғинчилиқиниң 100 - йили” дегән намда бир йиғин өткүзүлди.