Архип
2016-03-03
Австралийәдики хитай тәрәпдари муһаҗир аблимит садиқ өзиниң һазирға қәдәр хитайниң тәклипи билән бейҗиң вә үрүмчигә икки қетим, австралийәдики хитай әлчиханисиға икки қетим барғанлиқини етирап қилди.
2016-03-03
2 - Март күни хитай һөкүмәт таратқулирида 3 - айниң 1 - күнидин 6 - айниң 20 - күнигә қәдәр бағраш көлидә белиқ тутуш чәкләнгәнлики вә бу чәклиминиң көлниң екологийиси сәвәбидин боливатқанлиқи елан қилинди.
2016-03-03
Түркийәниң оттура райониға җайлашқан әң чоң вилайәтләрдин бири болған коня вилайитидә 3 - айниң 2 - күни “шәрқий түркистанға вапа” мавзулуқ йиғин өткүзүлди.
2016-03-03
Хитайда йолға қоюливатқан “телевизийәдә җинайитигә иқрар қилдуруш” мәсилиси ғәрб дөләтлири вә кишилик һоқуқ органлири, мухбирлар һәмдә адвокатларниң наразилиқини қозғимақта.
2016-03-03
1 - Март тәйвән дөләтлик радийо истансиси уйғурлар һәққидә мәхсус программа тәйярлиған. Мәзкур программида уйғурларниң тарихий, мәдәнийити һәққидә тохталған.
2016-03-03
Пишқәдәм хитай армийиси генерали ваң хуңгуаң хитай армийисиниң заманивийлишиш вә җәнубий деңиздики риқабәтләргә тақабил туруш үчүн бу йиллиқ хамчотини аз дегәндә 20 пирсәнт ашуруши керәкликини тәкитлигән.
2016-03-03
Шинхуа ториниң 3 - март күни тарқатқан хәвиридин қариғанда, җаң чүншйән йеқинда хотәндә “милләтләр иттипақлиқи сөһбәт йиғини” чақирип, хотәндики һәрқайси дәриҗилик рәһбәрләр, кадирлар вә милләтләр иттипақлиқидики нәмуничилар билән көрүшкән.
2016-03-03
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң җәнвәдә ечиливатқан 31 - нөвәтлик омумий йиғинида хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити тәнқид қилинди.
2016-03-03
Хитай һөкүмитиниң мәмликәт миқяси бойичә полат - төмүр ишләпчиқиришини кемәйтиш сияситиниң уйғур райониға көрситидиған сәлбий тәсириниң еғир болидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.
2016-03-02
Дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлири 5 - нөвәтлик қурултайни парижда ечишни қарар қилғандин кейин, мухбиримиз бүгүн қурултай рәиси рабийә қадир ханимдин парижда ечилғуси қурултай һәққидә мәлумат сориди.
2016-03-02
“османли һөҗҗәтлиридә шәрқий түркистан” намлиқ 584 бәтлик архиплар топлимиға 1790 - йиллардин 1914 - йилларға қәдәр болған арилиқтики османли - уйғур мунасивитигә алақидар османли дөләт архипида сақланған нурғун һөҗҗәт таллап киргүзүлгән.
2016-03-02
Хитай мәтбуатлириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң, йеқиндин буян уйғур мойсипитлири, аилә аяллири арисида “мәдәнийәт паалийәтлири” намида динға қарши тәшвиқатни күчәйтмәктә.
2016-03-02
Түркийә явропа бирлики министирлиқи тәрипидин түркийәниң қәйсәри шәһиридә өткүзүлгән “явропа бирликигә маслишиш” мавзулуқ йиғинда уйғур мәсилиси аңлитилди.
2016-03-02
29 - Февирал күни бишкәктики қирғизистан дөләтлик тиятирханисида атақлиқ равап маһири,нахшичи рушәнгүл мөминиваниң ялғуз кишилик сәнәт кечилики өткүзүлди.
2016-03-02
Өткән йили астанида болған қазақистан хәлқ ассамбилейисиниң 22 - мәҗлисидә мәмликәт президенти нурсултан назарбайеф “миннәтдарлиқ күни” ни атап өтүшни тәклип қилған,