Архип
2016-04-19
19-Апирилдики хәлқара хәвәрләрдә, хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң әмәлдарларниң җорилири, бала-чақилири вә уруқ-туғқанлириниң содиға арилишини тилға елиши диққәт қозғиғанлиқи тоғрилиқ хәвәр берилип, көплигән дөләтләрниң һөкүмәт әмәлдарлириниң мал-мүлк әһвали ашкариланған “панама һөҗҗәтлири” вәқәсидин кейин, хитай алий рәһбири болған ши җинпиңниң тунҗи қетим хитайдики әмәлдарларниң иқтисадий әһвалиға мунасивәтлик сәзгүр тема һәққидә тохталғанлиқи тилға елинди.
2016-04-19
Радиомизға үрүмчиниң қатнаш әһвали һәққидә инкас қилған уйғурларниң билдүрүшичә, үрүмчидә елип бериливатқан йол қурулуши, шәһәрдә қатнаш қистаңчилиқи пәйда қилип, шәһәр аһалилиригә қулайсизлиқ елип кәлгән вә аһалиләрниң наразилиқини қозғиған.
2016-04-19
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, 18-апрел дүшәнбә күни балилири сахта ваксининиң зиянкәшликигә учриған 67 аилә коллектип һалда бейҗиң 1-оттура сотиға әрз йоллиған вә уларниң әрзи қобул қилинип дело турғузулған.
2016-04-19
19-Апрел сәйшәнбә әтигән афғанистан пайтәхти кабулниң шәһәр мәркизидики партлашта 30 ға йеқин адәм өлүп, 300 дин артуқ адәм яриланған.
2016-04-19
Хитай сичүән өлкисидики компютер мутәхәссиси хуаң йүни“дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш” вә “җасуслуқ” җинайити билән әйибләп, униңға өлүм җазаси берилгәнликини, делоға четилған хуаң йүиң аяли вә қейин акиси қатарлиқларниңму “дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш” җинайити билән җазаға һөкүм қилинғанлиқини билдүрди.
2016-04-18
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң орган ахбарати болған тәңритағ тори уйғур районида бу йил 1-майдин башлап йешил картниң әмәлдин қалидиғанлиқини хәвәр қилған иди.
2016-04-18
Өз аилисиниң яймисини қоғдаш үчүн, қолиға таяқ көтүрүп, хитай базар башқурғучилириға ғәзәп билән қаршилиқ көрсәткән 3 яшлиқ уйғур балиси һәққидики синалғу тордашлар арисида муназирә қозғиған.
2016-04-18
Германийәдин әнвәрҗан, фирансийәдин мари һолизман вә белгийилдин мартен шултер қатарлиқ “илһам тохти гурупписи” әзалири бүгүн явропа парламентида илһам тохти мәсилиси тоғрулуқ сөһбәт өткүзди.
2016-04-18
14-Апрел японийәниң кюшу райони кумамото өлкисидә башланған 6.5 Бал йәр тәврәшниң қалдуқи бүгүнгә қәдәр 6 балдин төвән 3 балдин юқири һаләттә давам қилмақта.
2016-04-18
Түркийә амася вилайитиниң уйғур йезисидики уйғурлар, “уйғур дияридин уйғур наһийәсигә көчүп келишниң 700-йиллиқи мақалиләр топлими” намлиқ китаб нәшр қилдурди.
2016-04-18
Игилишимизчә, 15-апрел күни америкиниң ғәрбий-шималидики сеатул шәһиригә җайлашқан вашингтон университетида “асия тәтқиқат җәмийити” ниң 2016- йиллиқ илмий муһакимә йиғини ечилған.
2016-04-18
Хитай һөкүмити 2016-йилини уйғур аптоном райони бойичә “милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүш йили” дәп бекиткәндин кейин, җайларда аталмиш “милләтләр иттипақлиқи” бойичә кәң көләмдә сиясий вә иҗтимаий паалийәтләрни тәшкилләшкә башлиған.
2016-04-18
Шинхва агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити 15-апрел күнини “омумий хәлқниң дөләт бихәтәрлики бойичә тәшвиқ-тәрбийә күни” қилип бекиткән.
2016-04-18
Бирләшмә агентлиқниң бүгүн бейҗиңдин бәргән хәвиригә қариғанда, хитайниң чаңҗо шәһиридики химийилик маддилар билән булғанған җайға селинған мәктәптә оқуйдиған 500 нәпәр бала түрлүк кесәлликләргә гириптар болған.
2016-04-18
Алдинқи һәптидин буян шиветсийәдики чоң-кичик таратқуларниң һәммисидә дегүдәк, шиветсийәдики бирдин-бир мусулман һәм түрк министер мәһмәт қапланға қилинған сиясий һуҗумлар бәс-бәстә хәвәр қилинди.