Архип
2016-04-14
Уйғур районида бир хитай сақчиниң бир уйғур сақчини уруши вә таяқ йегән сақчиниң бичарә һалити һәққидики үндидар учури уйғур җәмийитиниң күчлүк диққитини тартти.
2016-04-14
13-Апрелда алмата шәһиридә “йүсүп баласағуни иҗадийитиниң түрк дуняси мәдәнийитигә қошқан төһписи” темисида хәлқара илмий муһакимә йиғини өткүзди.
2016-04-14
Хитай таратқулириниң 14-апрел хәвәр қилишичә, 2015-йили 6-июл парихорлуқ қилмишлири сәвәблик тәкшүрүшкә йолланған үрүмчи шәһириниң сабиқ партком секретари ли җиниң делоси, чиңхәй өлкиси шиниң шәһәрлик тәптиш мәһкимиси тәрипидин тәкшүрүлүп, шиниң шәһәрлик оттура сотниң бир тәрәп қилишиға рәсмий тапшурулған.
2016-04-14
14-Апрел ғулҗа шәһәрлик сақчи идариси 23 яшлиқ арафат аблимит исимлик бир уйғур яш үстидин тутуш буйруқи чиқарған. Мәзкур буйруқиниң фото копийиси иҗтимаий алақә торлирида тарқалғандин кейин, тордашлар арисида муназириләргә сәвәб болмақта.
2016-04-14
Хитай алий тәптиш мәһкимиси 14-апрел баянат берип, 3-айда йүз бәргән сахта ваксина вәқәсидә җинайи җавабкарлиқи еғир болғанлардин 27 кишиниң рәсмий қолға елинип, қанун орунлириға тапшурулғанлиқини билдүрди.
2016-04-14
Хитайда тонулған кишилик һоқуқ адвокати пу җичаң 14-апрел иҗтимаий алақә торлиридин үндидарға учур йоллап, бейҗиң әдлийә тармақлириниң униң 19 йиллиқ адвокатлиқ кинишкисини бикар қилғанлиқини билдүргән. Пу җичаң 14-апрел әтигән йәнә б б с агентлиқиниң зияритини қобул қилип, учурниң растлиқини дәлиллигән.
2016-04-14
Радийомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, ички моңғулниң тоңляв шәһиригә қарашлиқ заручи алхулдурулчин базири сумрарулач кәнтидә 8-апрел башланған хитайниң алюмин завутиниң муһит булғишиға қарши наразилиқ намайиш сәвәблик тутқун қилинғанлар 14-апрел пәйшәнбә күни 8 гә йәткән. Әмма даириләр, чарвичиларға муһит булғиниш төләм пули берилидиғанлиқини уқтурған.
2016-04-13
Уйғур сақчиларниң, болупму уйғур елидики аталмиш “муқимлиқ” үчүн ялланған уйғур ярдәмчи сақчиларниң еғир дәриҗидики хизмәт бесимиға дуч келиватқанлиқи диққәт қозғимақта.
2016-04-13
Хитай уйғур елида уда 33 йил елип барған милләтләр иттипақлиқи ейи сиясий тәрбийә паалийитини техиму илгири сүрүш үчүн, бу йилни “милләтләр иттипақлиқи-тәрәққияти йили” қилип бекиткән иди.
2016-04-13
Һиндонезийә һөкүмити илгири һиндонезийәниң оттура сулавеси өлкисидә паалийәт қилидиған “шәрқий һиндонезийә муҗаһидлири” намлиқ җиһади тәшкилатида 6 нәпәр уйғурниң барлиқини илгири сүргән.
2016-04-13
“уйғур дөләтлири тарихи вә мәдәнийити” намлиқ китаб 4-айда мәркизи истанбулда турушлуқ түрк дуняси тәтқиқат вәқпи тәрипидин CD пластинка қилип нәшр қилинди.
2016-04-13
Америка кларемонт университетиниң хәлқара ишлири мутәхәссиси, профессор мин шинпейниң “бейҗиңдики пиланлиқ суйиқәстләр вә қалаймиқанчилиқлар” намлиқ сиясий анализ мақалиси елан қилинди.
2016-04-13
“хитай хәвәрләр тори” ниң ашкарилишичә, хитай даирилири уйғур елидики түрмә сақчилирини йәнә көпәйткән болуп, бу йил мәзкур “сәп” кә қошулғанлар сани 133 кә йәткән.
2016-04-13
Чаршәнбә күни, гуаңдуң өлкиси дуңгүән шәһиридә бир чоң типтики кран өрүлүп чүшүп, 18 адәмни бесип өлтүрүвәткән.
2016-04-13
Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң бу йиллиқ доклатиға қариғанда, 2015-йили хитайда ахбарат әркинлики йәнә төвәнлигән болуп, хитай баһалашқа қатнаштурулған 180 дөләтниң ичидә 176-рәткә йәни ахиридин саниғанда 4-орунға тизилған.