Архип
2016-04-06
Уйғур дияридики түрлүк сиясий вә иқтисадий бесимлар еғирлаватқан бир пәйттә, милләтләр иттипақлиқи мәсилисиниң йеңидин оттуриға чиқиши һәрқайси саһә кишилириниң күчлүк диққитини қозғимақта.
2016-04-06
Муһаҗирәттә яшаватқан абдувәли аюп әпәнди вә абдувәли турсун әпәндиләр оқутқучи, оқуғучи, ата-анилар ортақ аваз қошқан һалда ана тил мәдәнийәт еңини күчәйтишни тәшәббус қилди.
2016-04-06
6-Апрелда алмата шәһириниң султанқорған мәһәллисидики “арзум” кафеханисиға җәм болған уйғурлар шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийисиниң 71 йиллиқини, барин вәқәсиниң 26 йиллиқини хатирилиди.
2016-04-06
Барин вәқәсиниң 26-йиллиқи мунасивити билән бурса вилайитиниң инәгөл наһийәсидә “унутулған атавәтән шәрқий түркистан” мавзулуқ доклат бериш йиғини чақирилди.
2016-04-06
3-Апрел норвегийәдики уйғурлар пайтәхт ослодики уйғур ислам мәдәнийәт мәркизигә җәм болуп барин инқилабиниң 26 йиллиқини хатирилиди.
2016-04-06
Баш штаби америкидики мураҗиәт тор бети - “өзгириш” тә ғайиб оғлини издәп түрмигә кирип қалған патигүл ғуламни қоюп бериш мураҗиәтнамиси елан қилинип, явропа парламенти мәзкур мәсилигә көңүл бөлүшкә чақирилди.
2016-04-06
Ши җинпиң башчилиқидики хитай һөкүмити черикликкә зәрбә бериш көришини юқири пәллигә чиқарған бир пәйттә, хитай алий рәһбәрлик қатлиминиң чериклик қилмишиға четилидиған “панама һөҗҗәтлири” һәққидики хәвәрләрниң хитайда чәклигәнлики мәлум.
2016-04-06
“үрүмчи кәчлик гезити” ниң хәвиридин мәлум болушичә, уйғурлар диярида һазир ихтисаслиқлар қошуниниң кәмчил болуши барғансери еғирлаватқан мәсилиләрниң бири икән.
2016-04-06
“күндилик почта хәвәрлири” ниң хәвиригә қариғанда, 5 - апрел күни хитай билән пакистан оттурисида бәш түрлүк сода келишими йеңидин имзаланған. Гәрчә бу қетимқи сода келишимлириниң омуми сода миқдари ениқ ейтилмиған болсиму, сода соммисиниң “ғайәт зор миқдар” да икәнлики көрситилгән.
2016-04-05
Патигүл ғулам 5-июлда хитай даирилири тәрипидин ғайиб қиливетилгән вә балилири наһәқ түрмиләргә соланған уйғур аниларниң вәкили һәмдә кишилик һоқуқи дәпсәндә қилиниватқан уйғурларниң символи сүпитидә тонулған бир шәхс.
2016-04-05
1960-Йилларда афғанистан арқилиқ түркийәгә көчмән болуп барған уйғур муһаҗирлар түрк вәтинигә қәдәм басқан тунҗи күнидин етибарән түрк-уйғур миллий роһини намайән қилидиған тәгат-муқим фамилә намлирини қобул қилиду.
2016-04-05
Бүгүн барин вәқәсиниң 26 йиллиқ хатирә күни. Чәтәлләрдики уйғурлар һәр йили барин вәқәсини охшаш болмиған шәкилләрдә яд әтмәктә.
2016-04-05
3-Апрел, японийә уйғур бирлики тәшкилати барин инқилабиниң 26 йиллиқини хатириләш йүзисидин токйодики хитай әлчиханисиниң алдида хитайға қарши намайиш елип барди.
2016-04-05
Барин вәқәси йүз берип аридин 26 йил өтти, бу мунасивәт билән түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири, түрк аммиви тәшкилатлири бүгүн баянат елан қилип, хатириләш паалийәтлири өткүзди.
2016-04-05
Белгийәдики уйғур бокс маһири фаруқ қурбаноф һазир, явропа бойичә 5-айниң 14-күни өткүзүлидиған бокс чемпийонлуқ кәмирини талишидиған мусабиқигә тәйярлиқ қилмақта.