Архип
2016-04-04
Америкидики “уйғур кишилик һоқуқ программиси” тәшкилати 4 - айниң 4 - күни баянат елан қилип, хәлқара җәмийәтни 7 - април йепиқ сотлиниш алдида турған патигүл ғуламниң делосиға көңүл бөлүшкә чақирди. Баянатта йәнә хитай һөкүмитидин патигүл ғуламни шәртсиз қоюп бериш тәләп қилинди.
2016-04-03
Йәкшәнбә күни әзәрбәйҗан тағлиқ қарабағ районида өзиниң җәң һәрикитини тохтатқанлиқини елан қилди. Әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлики әзәрбәйҗанниң хәлқара җәмийәтниң чақириқиға асасән һәрбий һәрикәтләрни тохтитип, илгири азад қилған җайларни мустәһкәмләйдиғанлиқини билдүргән.
2016-04-03
Муһаҗирәттики қазақистан уйғур әдәбиятиниң мол һосуллуқ әдиблиридин бири алимҗан бавдинофниң 2013 - йили алматадики мир нәшрияти тәрипидин нәшир қилинған “өтнә аләм” романидин кейинки йәнә бир чоң һәҗимлик китаби, йәни апторниң һекайә - повестлар топлими алматада нәшир қилинип тарқитилған.
2016-04-03
Өзбекистанда әмир темур туғулғанлиқиниң 680 йиллиқи дағдуғилиқ хатирилинишкә башлиди, хатириләш паалийити алди билән сәмәрқәнд шәһиридә униң һаятиға беғишланған илмий муһакимә йиғини билән башланди.
2016-04-03
Японийә өзини қоғдаш әтритиниң бир данә су асти парахоти вә икки данә қоғдиғучи парахоти йәкшәнбә күни филиппинниң җәнубий деңиздики субик қолтуқидики америка армийәсиниң сабиқ деңиз армийә базисиға келип тохтиған.
2016-04-03
Франсийә пайтәхти парижда йәкшәнбә күни дуня марафон мусабиқиси өткүзүлди. 160 Дөләтниң узунға йүгүрүш маһирлири мусабиқигә қатнашти.
2016-04-03
“японийә вақит гезити” дә елан қилинған баш мақалигә қариған, хитай рәиси ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққан үч йилдин буян, сиясий контроллуқни күчәйтипла қалмай, маарип, ахбарат вә интернетқа қаритилған чәклимиләрни йәнә күчәйткән.
2016-04-03
Хитай һөкүмити явропа иттипақидин импорт қилинидиған юқири техникилиқ полат мәһсулатлириға қоюлидиған баҗни 46 пирсәнт өстүрүп икки тәрәп арисида әзәлдинла мәвҗут җиддийликни улғайтиш хәвпи шәкилләндүргән.
2016-04-03
Америка һөкүмити хитай җәнубий деңизда шәкилләндүрмәкчи болған һава бошлуқи қоғдиниш районини етирап қилмайдиғанлиқини билдүргәндин кейин, хитай америкиға қаритилған наразилиқни улғайтқан.
2016-04-03
Хәвәрләргә қариғанда, әзәрбәйҗан вә әрменийә арисида бу һәптә ахири қораллиқ тоқунуш йүз бәргән.
2016-04-01
Муфти мунер әхмәт ахон уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимға, мәзкур җәмийәт тәсис қилған “өмүрлүк нәтиҗә мукапати” ни өз қоли билән тапшуруп бәрди.
2016-04-01
Ғулҗа наһийисиниң ойманбайтоқай кәнтидә нәзиригә бармиғанлиқи үчүн тутқун қилинған 41 нәпәр кишиниң 18 нәпири мушу һәптә қоюп берилгән.
2016-04-01
Америкидики харвард университети нәшрияти дейвид брофийниң уйғур тарихиға беғишланған китаби “уйғур миллити: хитай-русийә чеграсида ислаһат вә инқилаб” ни нәшр қилди.
2016-04-01
Түркийәдики чоң гезитләрдин бири болған “гүнәш гезити” ниң 27 - март күнидики санида “хитайниң қорқидиғини” сәрләвһилик обзор елан қилинди.
2016-04-01
“японийә һәптилик хәвәрләр” журнилида профессор яңхәййиң “хитайдики азсанлиқ милләтләр райониниң тупрақлири чөллүккә айланди” сәрләвһилик мақалисини елан қилинди.