Архип
2016-04-30
Һиндистанда ечиливатқан “асия демократийә мунбири” ниң йиғинида америка уйғур бирликиниң рәиси илшат әпәндиниң бәргән доклати йиғин қатнашқучилириниң диққитини қозғиди.
2016-04-30
Өткән әсирниң оттурилириға қәдәр явропа әллиригә берип олтурақлашқан уйғур муһаҗирлар йоқ дейәрлик иди.
2016-04-30
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим вә муавин рәис сейит түмтүрк “миллий гөрүш тәшкилати” ниң мәркизидә, мәзкур тәшкилатниң баш секретари бекир алташ қатарлиқ рәһбәрләр билән учрашти.
2016-04-30
Вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң идарә һәйәтлириниң йерим йиллиқ йиғини 28 - апрел күни шиветсийә парламент бинасиниң йиғин залида өткүзүлди.
2016-04-30
Хитай иҗтимаий пәнләр академийә чегра тәтқиқат институтиниң башлиқи шиң гуаңчең, хитайниң оттура шәрқтики “ғазатчи уйғурлар” дин әндишә қилидиғанлиқини билдүргән. Шиң гуаңчең, “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш вәкилләр өмики” намидики мутәхәссисләр гурупписиниң тәркибидә австралийәгә кәлгән.
2016-04-30
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2016-04-30
Хитайниң пәйшәнбә күни чәтәл аммиви тәшкилатлирини башқуруш қанунини мақуллиши америка һөкүмити, сода мәнпәәт гуруһлириниң вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриди.
2016-04-30
Һиндистан һөкүмити дарамсаладики милләтләр вә диний гуруһларниң өз - ара диалогиға тәклип қилинған икки хитай өктичиниң визисини бикар қилған. Һиндистан һөкүмити илгири д у қ иҗраийә комитетиниң мудири долқун әйсаниң визисини бикар қилип, зор ғолғула қозғиған иди.
2016-04-30
Хитайниң гуаңҗу шәһиридә бир меһманхана “террорлуқ” қа четишлиқ, дәп қаралған бир йолучиниң тәпсилий учурини тизимға алмиғачқа 100 миң сом җәриманә төлигән. “гуаңҗу гезити” ниң хәвәр қилишичә, у меһманханида қонған йолучи бир террорлуқ делосиға четишлиқкән.
2016-04-30
Хитай һөкүмити америка авиаматкиси - җон стәнисниң хоңкоң портини зиярәт қилиш тәлипини рәт қилған. Америка авиаматкисиниң хоңкоңни зиярәт қилиш тәлипиниң рәт қилиниш сәвәби мәлум болмисиму, әмма бу америка билән хитайниң җәнубий деңиз мәсилисидики ихтилапи кәскинләшкән мәзгилдә йүз берип, диққәт қозғиди.
2016-04-29
25 - Апирил күни түркийә мәмур - хизмәтчиләр вәхпи йәни түркав гәбзә шөбисиниң уюштуруши билән “түркниң қаниған яриси” дегән темида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
2016-04-28
Һиндистандин чиқидиған “деккан хәвәрлири” гезитиниң хәвиригә қариғанда, һиндистанниң дарамсала шәһиридә демократийә мәзмунидики хәлқаралиқ йиғинға қатнишиватқан америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән һиндистан һөкүмитигә чақириқ қилип, уйғурларниң хитай зулумиға қарши күрәшлирини қоллашни, шундақла уйғурларни “террорчи” дәп қарашни тохтитишни тәләп қилған.
2016-04-28
Бүгүн ахбарат васитилиридә һиндонезийә сақчилириниң 24-апрел күни йәнә бир уйғур гумандарни етип өлтүргәнлики хәвири елан қилинған.
2016-04-28
25-Апрел уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитетиниң баянатида, хотән шәһәрлик парткомниң секретари чен йвәнхуаниң тутуп турулуп тәкшүрүлүватқанлиқи билдүрүлгән иди.
2016-04-28
Һиндистандики тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң қараргаһи - дарамсалада алдинқи күнидин буян “асия демократийә мунбири” ниң 2016-йиллиқ йиғини ечилмақта.