Архип
2016-05-21
20 - Май тәйвән тәйбейдики президент мәһкимиси алдида өткүзүлгән йеңидин сайланған тәйвән президенти сәй йиңвенниң вәзипә тапшурувелиш мурасимиға уйғурларму қатнашқан.
2016-05-21
Истанбул шәһәрлик һөкүмәтниң уюштуруши билән бу йил тунҗи қетимлиқ яшлар йәрмәнкиси 14 - майдин 19 - майғичә истанбул йеңикапи саһил мәйданида өткүзүлди.
2016-05-20
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2016-05-20
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим 20-май баянат елан илип, тәйвәнниң йеңи президенти сәй йиңвенни тәбриклиди. У баянатида, президент сәй йиңвенниң өз тәсир күчини қоллинип, хитайниң демократийәлишишидә актип рол ойнишини үмид қилди.
2016-05-20
Тәйвәнниң тунҗи аял президенти, тәйвән демократийә алға партийәсиниң рәһбири сәй йиңвен 20- май қәсәм берип, президентлиқ һоқуқини тапшурувалди. У, шу күни тәйвән хәлқигә сөзлигән нутқида, “бир хитай” принсипини тилға алмиди.
2016-05-20
Хитай һөкүмитиниң миң кишилик кадирлар қошуни үрүмчи шәһириниң тәңритағ районида олтурушлуқ аилә вә дуканларға кирип, уларниң “диний радикаллиқ” ни түгитиши, “идийәсидики мүҗмәл мәсилиләр” ни һәл қилишиға ярдәм бәргән.
2016-05-20
Афғанистан хитай билән қошма ахбарат елан қилип, хитайниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” вә уни қоллаватқан гуруһларға қарши күришини қоллайдиғанлиқини, конкрет тәдбир қоллинип, афғанистандики хитай органлирини вә пуқралирини қоғдайдиғанлиқини билдүргән.
2016-05-20
19-Май, қазақистан уйғур аптоном райони чеграсиниң алатав еғизида икки йүк пойизи соқушуп кетип, хәлқара пойиз қатнишиға тәсир қилған.
2016-05-19
Шиветсийәдики шәрқи түркистан тәшвиқат мәркизиниң торида өткән һәптә, куча алақағилиқ мал дохтур мәмәт ибраһимниң 2014 -йили йил ахирида түрмидә өлгәнлики вә униң өлүмигә қейин-қистақ сәвәб болғанлиқи хәвәр қилинди.
2016-05-19
Америка һава қатнаш вә аләм технологийисини башқуруш идариси (NASA) ниң 10-майда, кеплер аләм телескопи саманйоли системисида йәнә 1284 планет байқиғанлиқини җакарлиди.
2016-05-19
1966-Йили 16-май күни қозғилип, 10 йил давамлашқан хитай “мәдәнийәт зор инқилаби” ниң 50 йиллиқида мәзкур һәрикәт зор муназирә қозғиди.
2016-05-19
Бир уйғур аилисиниң ишики алдиға қойған яймиси сәвәблик базар башқуруш хадимлири билән болған җедәл нәтиҗисидә, бу бир аилидики төтәйләнниң сақчилар тәрипидин бозәк қилинған.
2016-05-19
Һәҗгә бериш ислам динидики 5 пәрзниң биридур. Пүтүн дунядики мусулманларға охшашла уйғур мусулманларму ислам дининиң бу шәртини ада қилиш үчүн тиришмақта.
2016-05-19
19-Май күни 1989-йили үрүмчидә йүз бәргән ислам институти оқуғучилири йетәкчиликидики хитайниң диний кәмситиш сияситигә қарши елип берилған оқуғучилар һәрикитиниң 27 йиллиқи.
2016-05-19
Ройтерис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 17-май америкиниң икки һәрбий айропилани җәнубий хитай деңизи һава бошлуқида учуш мәшғулати қиливатқанда хитайниң икки күрәшчи айропилани “бихәтәр болмиған” шәкилдә америка айропиланлирини тосушқа урунған.