Архип
2016-05-02
Мәмәт тохти әпәнди, бир аилидики 6 қериндаштин бирсиниң етилип, 5 иниң кесилгән мунияз аилисиниң әһвалини уйғур җәмийитиниң кичиклитилгән бир көрүнүшигә охшатти.
2016-05-02
29 - Апрелдин 30 - апрелғичә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири фирансийәдә зиярәттә болди.
2016-05-02
2016 - Йили 4 - айниң 29 - күни түркийәниң истанбул шәһридә осман батурниң вапатиниң 65 - йилини хатириләш йиғини өткүзүлди.
2016-05-02
Қазақистандики уйғур доктор алимҗан һәмрайеф қатарлиқлар гаагада чақирилған “аз санлиқларниң көп тиллиқ маарип пилани йиғини” ға қатнашти.
2016-05-02
Шиветсийәниң пайтәхти ситокһолмда ечилған вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң йиғини 29 - април күни ғәлибилик аяқлашти.
2016-05-02
29 - Апрел йәкшәнбә күни түркийәниң қиршәһәрдики аһи әвран универиситетиниң уюштуруши билән “қәлбимизниң шәрқи шәрқий түркистан” дегән темида бир йиғин ечилди.
2016-05-02
Бүгүн америкидики уйғур кишилик һоқуқ программиси 2016 - йиллиқ “дуня ахбарат әркинлики күни” мунасивити билән баянат елан қилди.
2016-05-02
Хәлқ тори уйғурчә қанилиниң 29 - апрел бейҗиңдин бәргән хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ иттипақ комитети билән мәркизий хәлқ радийо истансиси уйғурчә аңлитиши бирликтә үрүмчидин һәр һәптидә йерим саәт аңлитилидиған “яшлар авази” намлиқ радийо программисини йолға қойғанлиқи мәлум.
2016-05-02
Шинхуа ториниң хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ даириләр 27 - апрел күни “көчмә нопусни башқурушни мукәммәлләштүрүп, қолайлиқ картини ишләтмәслик” темисидики ахбарат елан қилиш йиғини өткузгән.
2016-05-02
Шинхва ториниң хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ даириләр мәхсус бәлгилимә чиқирип, деһқанчилиқта ишлитилидиған ялтирақниң 5 - айниң 1 - күнидин етибарән омумйүзлүк чәклинидиғанлиқини билдүргән.
2016-05-02
Бирләшмә агентлиқниң хәвиригә қариғанда, бүгүн нәччә йүзлигән хоңкоңлуқ бирләшмә намайиш өткүзүп, хитай мәркизий һөкүмитиниң хоңкоңдики ахбарат әркинликигә чәклимә қоюватқанлиқиға наразилиқ билдүргән.
2016-05-02
Оттура асиядики сабиқ совет иттипақиниң йимирилиши билән мустәқил болған таҗикистан җумһурийити йеқинда рәсмий түрдә киши фамилә исимлириниң арқисиға қошулидиған русчә қошумчини ишлитишни чәклигән.
2016-05-02
Йеқинда уйғурларниң атақлиқ кино режиссори ширзат яқупниң режисорлуқида ишләнгән “меһир - муһәббәт” филими америкида өткүзүлгән хәлқаралиқ кино фестивалида “әң яхши кино мукапати”ға еришкән.
2016-05-02
1 - Май күни асиядики бир қисим әлләрдә кәң көләмлик намайишлар йүз бәрди.
2016-05-02
Японийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, японийә филиппининиң деңиз мудапиәси, җүмлидин деңиз чарлаш ишлирини яхшилиши үчүн бәш данә кичик типтики чарлаш айропланини арийәткә беришкә мақул болған