Архип
2016-05-31
“илаһи дәстур қурани кәрим” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилиши, 28-майдин 30-майғичә мариланд штатиниң балтимор шәһиридә интайин әһмийәтлик өткүзүлди.
2016-05-31
Явропа әллиригә келип йәрләшкән вә аста-аста көлими зорайған уйғур муһаҗирлар топи башқа һәрқандақ бир көчмән топлуққа охшаш икки чоң иҗтимаий мәсилигә дуч кәлгәнлики мәлум.
2016-05-31
30-Май японийәдә зиярәттә болуватқан рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи вәкиллири токйодики васеда университетида алаһидә сөһбәттә болди.
2016-05-31
27-Май күни әнқәрә турғут өзал университети хәлқара мунасивәтләр кәспи оқуғучилири “өтмүштин бүгүнгичә шәрқий түркистан мәсилиси вә хитай-түрк мунасивитидә уйғур мәсилиси” темисида музакирә йиғини өткүзүлди.
2016-05-31
Хитай даирилири явропаға қатнашқа башлиған транспорт тез пойизиниң уйғур дияридики карханиларниң мәһсулатлирини явропа базириға тошуп район иқтисадий тәрәққиятиға төһпә қошидиғанлиқини билдүргән.
2016-05-31
Тәйвән хәлқ райи фонди җәмийити 27-май елан қилған хәлқ райини синаш нәтиҗиси 51% тәйвәнликниң мустәқиллиқни халайдиғанлиқини, аран 15% тәйвәнликниң хитай билән бирлишиш тәрәпдари икәнликини ашкарилиди.
2016-05-31
Радийомиз мухбириниң ишәнчлик мәнбәләрдин игилишичә, 2009-йилидики үрүмчи “5-июл вәқәси” дин кейин ғайиб қиливетилгән оғлиниң из-дерикини қилишни тохтатмиған һәмдә мушу сәвәблик “5-июл ғайиблар аниси” дәп аталған патигүл ғулам 27-май күни қоюп берилгән.
2016-05-31
Шинхуа агентлиқиниң 30-майдики хәвиригә асасланғанда, уйғурлар районидин тәшкиллигән мәдәнийәт өмики фирансийә вә германийәдә бир қатар лексийә паалийәтлирини тамамлап, шу күни бейҗиңға қайтқан.
2016-05-31
Америка пайтәхти вашингтон шәһиридики уйғур инсан һәқлири қурулуши тәшкилати 31-май күни баянат елан қилип 1989-йили 4-июн күни йүз бәргән “тйәнәнмен вәқәси” дә һаятидин айрилғанларниң аилә тавабиатлириға өз һесдашлиқини билдүрди, шундақла хитай һөкүмитидин мәзкур вәқәниң тәпсилатини ашкарилашни вә бу вәқәгә мәсул болған һөкүмәт хадимлириға тегишлик җаза беришни тәләп қилди.
2016-05-31
“вакаләтсиз дөләтләр вә хәлқләр тәшкилати” ниң тор бетидики учурлардин мәлум болушичә, һиндистанниң дарамсала шәһиридики тибәт сәргәрдан һөкүмити 27-май күни тибәтләрниң мәниви даһийси далай ламаниң риясәтчиликидә вәзипигә тәйинләш мурасими өткүзди. Мурасимда лобсаң сангай қәсәм берип йәнә бир қетим тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баш министири болди.
2016-05-31
Икки йилдин бери тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар радийомиз арқилиқ баянат елан қилип, өзлириниң 31-майдин башлап ачлиқ елан қилғанлиқини билдүрди вә тайланд һөкүмитини өзлирини қоюп беришкә һәмдә дуня җамаәтчиликини бу мәсилигә көңүл бөлүшкә чақирди.
2016-05-30
28-Май японийәниң осака университетида уйғур мәсилилири бойичә илмий муһакимә йиғини чақирилди.
2016-05-30
Уйғур америка бирләшмисиниң 8-нөвәтлик қурултийи вә йеңи нөвәтлик рәис сайлими 29-май вашингтон вақти чүштин кейин саәт 1:30 да башланди.
2016-05-30
Үрүмчи өсмүрләр түрмисидә йүз бәргән қанлиқ вәқә һәққидә илгириләп әһвал ениқлишимиз давамида вәқәниң сақчи зораванлиқидин келип чиққанлиқи байқалди.
2016-05-30
Уйғурлар дияридики иш тәқсимати вә бай-кәмбәғәллик пәрқи мәсилилири уйғурлар билән хитайлар оттурисидики зиддийәтләрниң бир муһим сәвәблири сүпитидә оттуриға чиқмақта.