Архип
2016-05-30
27-Майда алматадики язғучилар өйидә қазақистан язғучилар иттипақиниң 2015-йил бойичә һесабат йиғини болуп өтти.
2016-05-30
Атуш шәһәрлик сот мәһкимиси йеқинда ваң зеңйиң, җаң пейфең исимлик әр-аял хитай көчмән әрздарни сотлап, ерини 3 йиллиқ, аялини 2 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған.
2016-05-30
Уйғур аптоном райони бу йил 463 кәнткә тарқалған 7692 аилидики 26 миң аһалини башқа җайға көчүридиғанлиқини елан қилди. Уйғур аптоном районлуқ ислаһат -тәрәққият комитетиниң шинхуа агентлиқиға ашкарилишичә, уларниң пилани 2020-йилға қәдәр 200 миң аһалини көчүрүшкән.
2016-05-30
Мәркизи истанбулға җайлашқан “шәрқий түркистан вәхпи” ниң мәркизи йеңидин ясаш вә ремонт ишлири тамамлиниш мунасивити билән ечилиш мурасими өткүзүлди.
2016-05-30
Дүшәнбә күни пакистанниң карачи шәһири гүлшәни- һадед районида бомба партлап, бир хитай инженер билән униң шопури яриланған. Карачи сақчи даирилириниң б б с ға билдүрүшичә, тизгинәклик бомба хитай пуқралирини нишан қилған.
2016-05-30
Хитай һөкүмити 4-июн “тйәнәнмен вәқәси”ниң 27 йиллиқ хатирә күни һарписида “тйәнәнмен анилар һәрикити”ниң рәһбири, бейҗиң университетиниң сабиқ профессори дең зилинни нәзәрбәнд қилған.
2016-05-30
Хитай һөкүмити америка дөләт мудапиә министири әштон картерниң сөзигә қаттиқ инкас қайтуруп, униң пикри соғуқ уруш дәвридә қалған, бейҗиң вашингтонда йезилған “һолливуд филимлиридә рол елишқа қиззиқмайду” дәп тәнқид қилди.
2016-05-29
Техи өткән йили қурулған қәшқәр университети мәхсус әтраптики дөләтләр вә районларни тәтқиқ қилидиған мәркәзләрни тәсис қилишқа башлиған болуп, техи йеқинда мәхсус пакистан тәтқиқат мәркизи қурулған. Учур мәнбәлиридин мәлум болушичә, пакистан тәтқиқат мәркизи қуруш үчүн бир йил әтрапида тәйярлиқ қилинған .
2016-05-29
Қазақистан дөләтлик баш тәптиш идарисида 21 - май күни қазақистанниң бир қисим шәһәрлиридә һөкүмәтниң йәр ислаһатиға, йәни йәрләрни чәтәлликләргә иҗаригә беришни өз ичигә алған йеңи бәлгилимисигә қарши наразилиқ намайиши өткүзүшкә урунғанларни тутқун қилиш һәрикитидә җәмий 51 адәмниң тутқун қилинғанлиқини рәсмий билдүргән.
2016-05-29
Хоңкоң вәтәнпәрвәр демократик һәрикитини қоллаш иттипақи дәп аталған бирләшмә тәшкилатниң уюштуруши билән 29 - май күни хоңкоң шәһиридә 1989 - йилидики 4 - июн вәқәсини әсләш вә бейҗиң мәркизи һөкүмитидин бу вәқәни ақлашни тәләп қилиш намайиши өткүзди.
2016-05-29
Америка дөләт мудапиә министири аштон картер 27 - май күни мәриләнд шитатиниң аннаполс шәһиридики америка деңиз армийә академийисидики оқуш пүттүрүш мурасимида сөзлигән нуқтида асия - тинч окян райони һәққидә тохтилип, хитайниң җәнубидики деңизда елип бериватқан һәрикитини тәнқид қилған.
2016-05-29
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар али комиссарлиқиниң билдүрүшичә, ахирқи үч күн ичидә оттура йәр деңизида шимали африқидин явропаға қачқан мусапирлар олтурған пархотларниң чокүп кетиши нәтиҗисидә 700 дин артуқ адәм һаятидин айрилған.
2016-05-29
Уйғур вә тибәт районидики намайиш вә тоқунушлар һәққидә тохталған ғәрб мутәхәссислири уйғур елдики вәқәләрни “ирқий тоқунуш” дегәнгә қариғанда, “миллий қаршилиқ һәрикити” дәп аташ техиму мувапиқ болидиғанлиқини билдүргән.
2016-05-29
Америка хәлқаралиқ сода комитети америка полат ширкити хитай полат ширкәтлири үстидин сунған әқлий мүлүк оғрилиқи шикайитигә қарап чиқидиғанлиқини билдүргән.
2016-05-29
Қазақистан һөкүмити йәр ислаһати қануниға қарши елип берилған намайишларниң һөкүмәтни ағдуруш қәстидә тәшкилләнгәнлкини билдүргән.