Архип
2016-06-20
Вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ программиси бу мунасивәт билән мәхсус баянат елан қилип, тайландта тутуп турулуватқан уйғур мусапирларниң хәлқара кишилик һоқуқ қануни бойичә үчинчи бир бихәтәр дөләткә йәрләштүрүлүшини тәләп қилди.
2016-06-20
Паалийәт 2016-йили18- июн күни голландийәниң зәйст шәһиригә җайлашқан мәзкур җәмийәт йеғин залида елип берилди.
2016-06-20
Канада һөкүмити җасуслуқ, террорлуқ шундақла дөләтни ағдурушқа урунуш әндишиси сәвәбидин, хитайниң канададики хуавей ширкитидә ишләйдиған 3 кишиниң даимлиқ иқамәт тәлипини рәт қилған.
2016-06-20
Рамизан ейи мунасивити билән 18-июн шәнбә күни истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән зәйтинбурну шәһәрлик һөкүмәт қорусиниң мәйданида уйғур муһаҗирлар үчүн иптар зияпити берилди.
2016-06-19
Уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир өткән һәптә уйғур районидики әң чоң вә тарихи узун “шинҗаң университети”да тәкшүрүш хизмитидә болуп, университет рәһбәрлири билән учришиш өткүзгәндә бир қатар мәсилиләр қатарида шинҗаң университетини уйғур аптоном райониниң иҗтимаий муқимлиқи вә узун муддәтлик әминлики үчүн һәссә қошушқа чақирди.
2016-06-19
Хитайниң хенән өлкисидики қаш теши содиси мәркизи - шифоси базиридики мәркизи башланғуч мәктәп мәхсус уйғур дияридин қош тили оқутқучилирини тәклип қилип, мәзкур мәктәптики уйғур оқуғучиларни тәрбийиләш хизмитигә ишләткән.
2016-06-19
Қаһирә сот мәһкимиси сабиқ мисир президенти муһәммәд мурсиға дөләтниң мәхпий учурлирини паш қилиш җинайити артип йәнә бир муддәтсиз қамақ җазаси һөкүм қилди.
2016-06-19
Хитайниң гуаңдоң өлкисиниң луфең шәһири вукән кәнти комитетиниң мудири лин зулйән 18 - июн күни йәрлик даириләр тәрипидин пара елиш қилмиши артилип, тутуп кетилгәндин кейин, 19 - июн күни 3 миңдин артуқ кәнт аһалиси наразилиқ намайиши өткүзүп, өзлири сайлиған лин зулйәнни қоюп беришни тәләп қилған.
2016-06-19
Хитай ташқи ишлар министирлики йәкшәнбә күни һиндонезийә деңиз армийисиниң җәнубий деңиз районида хитай белиқчи парахотлириға қарита һуҗум қилип паракәндичилик қилиш вә оқ чиқириш вәқәси садир қилғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.
2016-06-19
Баш штаби лондонға җайлашқан бир екологийәлик муһит хәвәрләр ториниң 17 - июн көрситишичә, йеқин кәлгүсидә уйғур ели һавасидики булғиниш дәриҗиси хитайдики әң булғанған хебей өлкисиниң алдиға өтүп кетиши мумкин икән.
2016-06-19
Америка малийә министири пәйшәнбә күни хитайни хәлқ пулиниң алмаштуруш қиммитини сүний товән тутушниң ақивити һәққидә агаһландурған.
2016-06-19
Филиппин хитай үстидин хәлқара сотқа суған территорийә шикайәтниң нәтиҗиси чиқиштин илгири, америка 4 данә електронлуқ уруш қилиш иқтидариға игә AE - 18 G “гровлер” типлиқ күрәшчи айропилан вә 120 һәрбий хадимни филиппинға әвәткән.
2016-06-19
Пакистан вә афғанистан һөкүмәтлири қисқа қанлиқ тоқунуштин кейин тақап қоюлған торхам чегра еғизини 18 - июн қайта ачти.
2016-06-18
14 - Июн күни уйғур өсмүрләр вә бир қисим түркләр муһәммәтимин буғраниң әнқәрә җәбәҗи мазарлиқидики қәбрә бешиға берип қуран тилавәт вә дуа қилди.
2016-06-17
Ақсу шәһәр ичидики 6 - кәнт деһқанлириниң рамизан мәзгилидә һашарға селинғанлиқи вә бу һашарниң рози ибадитидики деһқанларни еғир дәриҗидә чарчитиватқанлиқи паш қилинди.