Архип
2016-06-06
Бүгүн уйғур елидики һөкүмәт таратқулири арқа-арқидин хәвәр елан қилип, уйғур аптоном районидики муһит булғинишни азайтиш вә екологийәлик тәңпуңлуқни әслигә кәлтүрүш үчүн җиддий тәдбир қоллиниватқанлиқини илгири сүргән.
2016-06-06
Техи йеқинда ахирлашқан хитай пән-техника йиғинида көплигән алимлар очуқ-ашкара мәйданға чиқип, даириләрниң интернет қамалини бикар қилишини тәләп қилған.
2016-06-06
Бирләшмә агентлиқниң хәвиригә қариғанда, хитай мәбләғ селип ачқан таҗикистандики похруд алтун кени өзиниң тунҗи алтун мәһсулатини ишләпчиқарған.
2016-06-05
Бүгүн игилигән мәлуматлиримизға қариғанда, тайландта ачлиқ елан қилған уйғур тутқунларниң сани бүгүн 31 нәпәргә йәткән.
2016-06-05
Канада брок университетиниң дотсенти чарлез буртон 2 - июн канада ахбаратида елан қилған обзорида нөвәттики канада һөкүмитиниң хитай билән болған мунасивәтлирини күчәйтиш тиришчанлиқини әйиблигән.
2016-06-05
Америкилиқ мәшһур бокс шаһи муһәммәд әли 3 - июн 74 йешида аләмдин өтти. Униң аилә баянатчисиниң ахбаратқа билдүрүшичә, муһәммәд әли йеқиндин буян нәпәс йоллири кесәллики билән аризонадики бир дохтурханида давалиивтқан болуп, у шу җәрянда җан үзгән.
2016-06-05
Тйәнәнмен қирғинчилиқиниң 27 йиллиқини хатириләш мурасими хоңкоң мәркизий мәйданида дағдуғилиқ өткүзүлди. Мурасимға 100 миңдин артуқ адәм қатнашни.
2016-06-05
Қазақистанда һәр йили 31-май мәмликәтниң һәр қайси йеза вә шәһәрлиридә сталин тәқибләшлири, ачарчилиқ вә сүргүндин вапат болған бигунаһ кишиләрни әсләш паалийәтлири уюштурулмақта.
2016-06-05
Америка дөләт ишлири министири җон керри йәкшәнбә күни моңғулийә пайтәхти уланбатурға йетип келип, бу дөләтни тунҗи қетим зиярәт қилди.
2016-06-05
4-Июн күни 1989-йилидики бейҗиң тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң 27 йиллиқини хатириләш, қирғинчилиққа учриғанларни әсләш йүзисидин хоңкоңда 100 миң кишилик хатириләш паалийәтлири өткүзүлгәндин башқа йәнә америкидики хитай баш әлчиханиси алдидиму хатирә паалийити өткүзүлгән .
2016-06-05
23-24-Июн күнлири өзбекистан пайтәхти ташкәнттә өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң алий рәһбәрләр йиғини мунасивити билән ташкәнт даирилири һазирдин башлап, шәһәрдә бихәтәрликни җиддий күчәйтишкә киришкән.
2016-06-05
Тәңри тағ ториниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари җаң чүншйән рамизан башлиниш һарписида уйғур аптоном райони рәиси шөһрәт закир билән биргә үрүмчидики ислам институтиға берип , мәзкур иниституттики оқутқучи-оқуғучилар билән көрүшүп, өзиниң уйғур аптоном районидики мусулманларниң рамизан ейини қутлуқлайдиғанлиқини билдүргән
2016-06-05
Хитай мәркизи интизам тәкшүрүш комитетиниң муавин секретари җаң җүн 2-3- июн күнлири үрүмчидә зиярәттә болуп, уйғур аптоном районидики компартийә истили қурулуши вә чирикликкә зәрбә бериш хизмәтлири үстидә тәкшүрүш елип барған.
2016-06-05
3 - Июн германийәниң франкфурт шәһиридә өткүзүлгән тйәнәнмен вәқәсиниң 27 йиллиқини хатириләш йиғинида уйғурлар мәсилисиму оттуриға қоюлди.
2016-06-05
Әзәрбәйҗан язғучилар җәмийити тармиқидики мәхмут қәшқири фонди 6-айниң 2-күни мурасим өткүзүп, әзәрбәйҗанда тил- әдәбият саһәсигә төһпә қошқан 5 кишигә мукапат тарқатти.