Архип
2016-06-02
30-Майдин 1-июнғичә японийәниң нагано, канагава өлкилиридики қәдимий будда диний ибадәтханилирида зиярәттә болған рабийә қадир ханим японийәдики будда диний тәшкилатлирини тайландтики уйғур мусапирлар мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирған.
2016-06-02
2008-Йилида мәхмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи мунасивити билән түркийә явро-асия язғучилар җәмийити хәлқаралиқ мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси тәсис қилған иди.
2016-06-02
Уйғур елиниң сәнәт юрти артислири бәш күн мабәйнидә қазақистанда “мәңгүлүк мәшрәп” намидики тиятирлаштурулған консерт программисини қойди.
2016-06-02
“пул муамилә гезити” хитай рәиси ши җинпиңниң хитайдики 30 йиллиқ сиясий, иқтисадий вә дипломатийә әндизисидин ваз кечип, һакиммутләқ һөкүмранлиқ йолиға қәдәм басқанлиқини баян қилди.
2016-06-02
Хитай һөкүмити 2-июн пәйшәнбә күни мухбирларға баянат берип, “шинҗаңдики диний етиқад әркинлики” һәққидә ақ ташлиқ китаб елан қилғанлиқини билдүрди.
2016-06-02
Хитай ахбаратлириниң 1-июндики хәвиридә, или области вә ақсу вилайитидики 7 наһийиниң қара ямғур вә мөлдүр апитигә учриғанлиқи хәвәр қилинди.
2016-06-02
Иҗтимаий таратқуларда тарқалған хуавей ширкитиниң иш еланидики“шинҗаңниң йәрлик нопуси болмиғанлар қобул қилиниду” дегән шәрти муназирә қозғап, “ирқчилиқ хаһишини ашкара ипадилигәнлик” дәп әйибләнди.
2016-06-02
Баш штаби америкиниң нюйорк шәһиридики хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати 2-июн пәйшәнбә күни тор бетидә баянат елан қилип, хитайни 1989-йилдики 4-июн қәтлиамини ашкарилашқа чақирди.
2016-06-02
Канада мухбириниң кишилик һоқуқ һәққидики соали канадада зиярәттә болуватқан хитай ташқи ишлар министири ваң йини хапа қилғанлиқи хәлқара таратқуларда муназирә қозғиди.
2016-06-01
Тайландтики уйғур мусапирлириниң ачлиқ елан қилип, тайланд һөкүмитигә наразилиқ билдүрүши, уйғур тәшкилатлириниң вә хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң диққитини қозғиди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати чаршәнбә күни баянат елан қилип, тайланд даирилирини мусапирларни қоғдашқа чақирди.
2016-06-01
Шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилиши, 28-майдин 30-майғичә мариланд штатиниң балтимор шәһиридә интайин әһмийәтлик өткүзүлди.
2016-06-01
Өмәр уйғур вәхпи өткән йили афғанистанни зиярәт қилип, у йәрдики иккинчи әвлад муһаҗир уйғурларниң әһвалини ениқлиған вә уларни д у қ әтрапиға уюштуруш үчүн хизмәт ишлигән иди.
2016-06-01
29-Май күни истанбулниң фәтһи қилинғанлиқиниң 563-йили мунасивити билән истанбулниң йеңиқапи саһил мәйданида тәбрикләш паалийити өткүзүлди.
2016-06-01
Түркийәдики мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, 81 нәпәр хитай пуқраси, түркийәниң измир шәһиридә банка картилирини нусхилап көп кишиниң банкидики пулини оғрилаш қилмиши билән әйиблинип тутқун қилинди.
2016-06-01
Йеқинда пакистан мәтбуатлириниң ашкарилишичә, 25-май пакистанниң сост чеграси әтрапида хитай пуқраси ваң җйәнҗу чеградин хитайға қанунсиз өтмәкчи болуватқанда чегра қоғдаш қисимлири тәрипидин тутувелинған.