Архип
2016-06-30
Түркийә таратқулири, 28-июн истанбул ата түрк айродром һуҗумчилириға даир бәзи тәпсилатларни ашкарилиди.
2016-06-30
Бу йил әтияз мәзгилидә германийәдә қурулған илһам тохти гурупписиниң мәсули әнвәрҗан әпәнди, радийомиз хитай бөлүми мухбириниң зияритини қобул қилип, бир қисим хитай зиялийлири вә паалийәтчиләрниң илһам тохтини 2016-йиллиқ сахароф мукапатиға тәвсийә қилғанлиқиға рәһмитини билдүрди.
2016-06-30
Америка дөләт ишлар министирлиқиниң 2016-йиллиқ адәм әткәсчилик доклатида, хитай “әрләр, аяллар вә балиларға қаритилған мәҗбурий әмгәк һәм җинсий әткәсчиликниң мәнбәси, нишани вә өткүнчи бекити” дәп көрситилгән.
2016-06-30
Явропадики уйғур муһаҗир топлуқлири ичидин йетишип чиққан бир қисим билим адәмлири өзлириниң кәспий саһәдики аҗайип тиришчанлиқи вә қайтмас ирадиси билән муһаҗирәттики уйғурлар һаятиниң әң гүзәл сәһипилирини яратти.
2016-06-30
28-Июн истанбул ататүрк хәлқара айродромида йүз бәргән террорлуқ һуҗумида оқ тегип һаятидин айрилған уйғур яш абдулһәким буғданиң җиназа намизи пәйшәнбә күни чүшүрүлүп, мейити йәрликкә қоюлди.
2016-06-30
Мәлум болушичә, италийәниң флоренса шәһири сесто фийорентино районида, сақчилар билән хитай көчмәнлири арисида тоқунуш йүз бәргән.
2016-06-30
Лүкчүн вәқәси уйғур диярида 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейинки әң чоң қанлиқ вәқәләрниң бири һесаблиниду. Хотән ханериқ вәқәсини хитай даирилири “террорлуқ вәқәси” дәп атиған иди.
2016-06-30
Чоңқурчақ йезилиқ сабиқ партийә ячейка секретари давут һашим илгири өз алдиға һәҗ қилип кәлгән һаҗиларниң йиғивелинип қанун өгитилгәнликини, йезида рамизан мәзгилидиму һашарниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.
2016-06-30
1-Июл күни 1997-йили хоңкоңниң игилик һоқуқи әнглийәдин хитайға өткүзүп берилгәнликигә 19 йил толиду.
2016-06-30
“5-июл” вәқәсиниң 7 йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар һәр хил паалийәтләр арқилиқ бу мусибәт күнни әсләшмәктә.
2016-06-29
Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса пакистан һөкүмитиниң хитай уйғурларға қаратқан рамизан чәклимисигә инкас билдүрмәй җим турувалғанлиқини әйиблигән.
2016-06-29
Юқири дәриҗилик пакистан диний вәкилләр өмикиниң уйғур районида тәкшүрүш елип бериш паалийитини пакистан диний ишлар министирлиқи тәшкиллигән.
2016-06-29
Хитай интернет даирилириниң йеңи қаидиләрни чиқирип, хитай ичидики янфон әп базарлириға қаритилған чәклимиләрни күчәйткәнлики мәлум.
2016-06-29
Уйғур елида җәмийәт тәрәққиятиниң тезлишиши, нопусниң үзлүксиз көпийиши җәмийәтниң бихәтәрликигиму зор тәсир көрситип, балиларниң һәр қайси тәрәпләрдики бихәтәрликигә даир мәсилиләрниңму еғирлаватқанлиқи мәлум.
2016-06-29
Голландийәдә яшаватқан диний зат, сиясий паалийәтчи әйса савут әпәнди рамизан ейиниң хасийити вә роза тутушниң һекмити шундақла уйғур районидики рамизан ейи вәзийити үстидә пикир баян қилди.