Архип
2016-06-22
“уйғур инсан һәқлири қурулуши тәшкилати” тайландта тутуп турулуватқан уйғур мусапирларни хитайға қайтуруп беришниң хәлқара мусапирлар қануниға хилап икәнликини тәкитлиди.
2016-06-22
Мәрһум язғучи зордун сабирниң уйғур хәлқигә қалдуруп кәткән мол мәзмунлуқ әдәбий әсәрлири һелиһәм оқурмәнләрниң қәлб төридин орун елип кәлмәктә.
2016-06-22
Өткән җүмә күни йүз бәргән һиндонезийәниң хитай белиқчи кемисигә оқ чиқириш вә белиқчилирини тутқун қилиш вәқәсигә бүгүн америка ташқи ишлар министирлиқиму позитсийә билдүрди.
2016-06-22
Америкиниң җон стәннис вә роналд реган намлиқ икки авиаматкиси өткән һәптә ахири филиппинниң шәрқий қирғиқидики деңиз тәвәликидә һәрбий мәшиқ башлиған иди.
2016-06-22
Адвокат мәмтимин рамизан мәзгилидә уйғур районидики мәсчит имамлириниң иттипақлиқ, муқимлиқ тоғрисидики вәз, нәсиһәтлири вә сақчиларниң мәсчитләрдә чарлаш елип бериши тоғрисида тохтилип өтти.
2016-06-22
Мәлум болушичә, хитайниң йеқиндин буянқи халиғанчә тутқун қилиш һәрикәтлиридә хитайниң тор сақчилири муһим рол ойнимақта.
2016-06-22
Америкидики FireEye намлиқ бир тор бихәтәрлик ширкити дүшәнбә күни бир доклат елан қилип 2015-йили 9-айдин 2016-йили 6-айғичә хитайдин америка, явропа вә японийә ширкәтлиригә қарита 13 қетим тәшкиллик вә һәрикәтчан тор һуҗуми болғанлиқини мәлум қилди.
2016-06-22
Түркийә дөләт рәиси бәргән иптар зияпитигә истанбулда паалийәт елип бериватқан уйғур аммиви тәшкилатларниң мәсуллиридин һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди билән абдуҗелил туран әпәндиму қатнашти.
2016-06-22
21-Июн ослода башланған, 90 дөләттин 1300 киши келип қатнашқан 6-нөвәтлик хәлқара өлүм җазасиға қарши туруш қурултийиға д у қ вәкилиму иштирак қилди.
2016-06-22
18-Июнда алматадики язғучилар өйидә атақлиқ язғучи турған тохтәмоф намидики иҗадкарлар ара мусабиқиниң йәкүни чиқирилди.
2016-06-21
Җүмә күни һиндонезийә деңиз армийәси һиндонезийәниң натуна арили тәвәликидә пәйда болған хитай белиқчи кемисигә оқ чиқарған вә кемидики 8 кишини тутқун қилған иди.
2016-06-21
Үндидар, ққ вә микробилогларда уйғур балилириниң йоқап кәткәнликигә аит ярдәм тәләплири, адәм издәш учурлири йәнила көп салмақни игилимәктә.
2016-06-21
Түркийә парламенти инсан һәқ вә һоқуқлири комитети мудири шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати башқуруш һәйити әзалиридин тәркиб тапқан 8 кишини парламент бинасидики ишханисида қобул қилған.
2016-06-21
2011-Йили һөкүмәткә қарши кәң көләмлик намайиш қилиш арқилиқ хитайда тунҗи болуп әркин сайлам һоқуқиға еришкән вә “хитайдики демократийә модели” дәп тонулған, гуаңдуң өлкисиниң луфең наһийә вукән кәнтиниң кәнт башлиқи өткән һәптә уштумтут һалда тутқун қилинған вә дүшәнбә күни хитай телевизийәсидә униң парихорлуқ қилмишини иқрар қилған көрүнүши хәвәр қилған.
2016-06-21
Хәлқара ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, һайванатлар һоқуқи паалийәтчилириниң тәнқид вә тәшәббуслириға қаримай, хитайниң гуаңши өлкисиниң йүлин шәһиридә йилда бир өткүзүлидиған ит гөши байрими бу йилму башланған, әмма дағдуғиси йиллардикидин нисбәтән төвән болған.