Архип
2016-07-05
Бүгүн йәнә америкидики уйғур җамаити вашингтондики хитай әлчиханиси алдиға йиғилип, “5-июл вәқәси” ниң 7 йиллиқи мунасивити билән һәйвәтлик наразилиқ намайиши өткүзди.
2016-07-05
Уйғурлар 30 күн рамизанлиқ ибадәтлирини ахирлаштурған бу күнләрдә роза һейт билән тәң йәнә мурәккәп вәзийәт вә һес-туйғулар ичидә, буниңдин 7 йил аввал үрүмчидә йүз бәргән “5- июл вәқәси” ниң хатирә күнлирини биллә күтүвалди.
2016-07-05
2009-Йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл вәқәсиниң 7 йиллиқи мунасивити билән дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, һәрқайси дөләтләрдә муһаҗирәттә яшаватқан уйғур җамаитини “5-июл вәқәси” ни хатириләшкә чақирди.
2016-07-05
Хитай һөкүмити 2006-йилдин башлап чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларни асасий нишан қилип, “шинҗаңни сөйүш оқуш мукапати” тарқитип келиватқан болуп, хитай “хәлқ” ториниң ашкарилишичә, мәзкур мукапатниң бу йилқи тарқитиш мурасими 5-июл күни мисирниң пайтәхти қаһирәдә турушлуқ хитай әлчиханисида өткүзүлгән.
2016-07-05
5-Июл норвегийәдики уйғурлар 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл вәқәсини хатириләш йүзисидин ослодики хитай әлчиханиси алдида намайиш елип барған.
2016-07-05
Сингапор вә хоңкоң таратқулиридин ашкарилинишичә, сингапор һөкүмити хитайда ясалған пойиз вагонлири дәз кәткәнлики үчүн, қайта ремонт қилиш яки башқисиға алмаштуруп беришни тәләп қилип, уларни хитайға қайтуруп бәргән.
2016-07-05
Һәр йили үрүмчи “5-июл вәқәси” ни һәр хил усуллар билән хатириләш муһаҗирәттики уйғурларда бир сиясий әнәнигә айланди.
2016-07-05
2-Июл күни ирақниң бағдат шәһиридә йүз бәргән өзини қошуп партлитиш һуҗумида 125 адәмниң өлүши, 150 тин артуқ адәмниң ярилинишидәк паҗиәдин кейин, 4-июл күни йәнә сәуди әрәбистанда 3 җайда өзини қошуп партлитиш һуҗуми йүз берип, адәм өлүш вә ярилиниш вәқәси келип чиққанлиқи мәлум болди.
2016-07-05
4-Июл голландийәниң дәнһах шәһиригә җайлашқан хитай баш әлчиханиси алдида, 5-июл үрүмчи намайишиниң 7-йили хатириләнди. Паалийәтни голландийә уйғур бирлики тәшкиллиди.
2016-07-05
5-Июл үрүмчи вәқәсиниң 7 йиллиқи мунасивити билән канаданиң торонто шәһиридә яшаватқан уйғурлар хитай консулханисиниң алдида намайиш қилди.
2016-07-05
Қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридә қирғизистан уйғурлириниң “иттипақ” җәмийитиниң уюштуруши билән 2009-йил үрүмчи қанлиқ вәқәсиниң йәттә йиллиқини хатириләш паалийити болуп өтти.
2016-07-05
Америкиниң калифорнийә штатидики уйғурлар 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 7 йиллиқи мунасивити билән сан франсеско шәһиридики хитай консулханиси алдида намайиш қилди.
2016-07-04
Уйғур райониға әвәтилгән пакистан диний ишлар тәкшүрүш өмики уйғур районида розиниң чәкләнгәнликигә даир һечқандақ дәлил байқимиғанлиқини елан қилған.
2016-07-04
Игилинишичә, уйғур тәтқиқатиға беғишланған әң йеңи китаб - “қәшқәрдә қайта учришиш” әнглийәдики брил нәшрияти тәрипидин нәшр қилиниш алдида турмақтикән.
2016-07-04
Ача-сиңил мәһбусларниң әһвали ахбаратқа чиққандин кейин, алақидар даириләр мәзкур мәһбусларниң түрмә сиртидики әзалиридин һал сориған вә нопуссиз балиларни нопусқа, мәктәпсиз қалғанларни мәктәпкә орунлаштурған.