Архип
2016-07-04
“шинҗаң гезити” ниң хәвиригә қариғанда, тәңритағ кино студийәси ишлигән “һәқиқий муһәббәт” намлиқ филим йеқинда хитай бойичә өткүзүлгән 16-нөвәтлик филим фестивалида “йеза темисидики мунәввәр филим” мукапатиға еришкән.
2016-07-04
Мюнхендики уйғур җамаити дуняниң һәр йеридики уйғурларға охшаш бу йилқи рамизанни опчә иптар вә тилавәт паалийәтлири билән көңүллүк өткүзди.
2016-07-04
Шинхуа агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, ху җинтав дәвридики хитай компартийәси мәркизий комитети ишханисиниң мудири лиң җихуа өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинған.
2016-07-04
Рамизан ейи вә 5-июл үрүмчи вәқәсини хатириләш мунасивити билән түркийәдики бәзи аммиви тәшкилатлар баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини әйиблиди.
2016-07-04
Шинҗаң явро-асия ториниң хәвиригә қариғанда, 7-айниң 3-күни хитай 5-нөвәтлик ғәрбий шимал милләтләр муһакимә мунбири шинҗаң университетида өткүзүлгән.
2016-07-04
Үрүмчи вәқәси йүз бәргәнликиниң 7-йили мунасивити билән истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш вә баянат елан қилиш паалийити өткүзүлди.
2016-07-04
3-Июл японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң тәшкиллиши билән токйодики хитай әлчиханиси алдида 5-июл вәқәсини хатириләш йүзисидин намайиш елип берилди.
2016-07-04
3-Июлда алмата шәһириниң заря востока мәһәллисидики бир өйгә җәм болған уйғурлар 2009-йил 5-июл үрүмчи вәқәсини хатириләш паалийити өткүзди.
2016-07-04
Голландийәдики уйғурлар рамизанниң 27-күни вә 28-күнлири явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә җәм болуп, түнәк паалийити қилди.
2016-07-03
Русийәниң урал райониға җайлашқан йекатеринабург шәһиригә җайлашқан уйғур аһалиси биринчи июл күни рамизанлиқ паалийәт өткүзгән.
2016-07-03
Учур мәнбәлиридин мәлум болушичә, хитай өзбекистанға икки милярд 700 милйон америка доллири кредит, йәни қәрз соммиси аҗритидиғанлиқини билдүргән. Бу һәқтә өзбекистан президенти ислам кәримоф өзбекистан парламентида қилған сөзидә бу учурни җакарлиған.
2016-07-03
Уйғур районида тунҗи қетим хитай мәркизи һөкүмитиниң мәбләғ аҗритиши билән дарвазларни мәхсус тәрбийиләш курси қурулуп, оқуш башлиди.
2016-07-03
Шәнбә күни кечидә бағдад шәһиридә йүз бәргән партлаш вәқәсидә өлгәнләрниң саниниң 131 нәпәргә, яридар болғанларниң 160 кә йәткән.
2016-07-03
Түркийә президенти рәҗәп тайип әрдоған түркийә һөкүмитиниң бу дөләттә туриватқан сүрийәлик мусапирларға түркийә пуқралиқи салаһийити беришкә тәйяр икәнликини билдүргән.
2016-07-03
Җүмә күни кәчқурун бенгал пайтәхти дакка шәһиридә йүз бәргән террорлуқ һуҗумида аз дегәндә 20 адәм террорчиларниң қолида өлтүрүлди, 13 адәм қутулдурулди. Аталмиш ислам дөлити вәқәни өзи қилғанлиқини җакарлиди.