Архип
2016-08-25
Америка җумһурийәтчиләр партийисиниң президент намзати доналд трумп чаршәнбә күни қилған бир сөзидә, америка - хитай арисидики тиҗарәт тәңпуңсизлиқ үстидә тохталған.
2016-08-25
Хәлқара еғирлиқ көтүрүш тәнһәрикити федератсийәси пәйшәнбә күни хитайниң мәзкур тәнһәрикәт түридики мусабиқиләрдин бир йил муддәт бойичә чәклинидиғанлиқини җакарлиди.
2016-08-25
Түркийә қуруқлуқ армийиси, әркин сүрийә армийиси билән бирликтә сүрийә чеграси ичидә һәрбий һәрикәт елип берип җераблус шәһирини өз ичигә алған бир қанчә районниң контроллуқини қолға алди.
2016-08-25
Канада мәтбуатлириниң хәвәрлиригә асасланғанда, йеқинда, хитай тәрәп канададин һәр йили импорт қилинидиған 2 милярд долларлиқ қичиниң хитайға киришигә чәклимә қоймақчи болған.
2016-08-24
Йғур аптоном район даирилири йеқинда уйғур елиниң җәнубидики 3 вилайәт, бир областтин талланған 100 нәпәр аял тәшвиқатчини үрүмчигә йиғип тәрбийилигән.
2016-08-24
Германийә авази радийоси хитайчә бөлүминиң 22-авғуст хәвәр қилишичә, германийә таратқулири йеқинда үрүмчидә ечилған хитай, пакистан, афғанистан вә таҗикистанниң террорлуққа қарши һәмкарлиқ йиғини һәққидики хәвәрлиридә хитай билән таҗикистанни өз дөлитидә радикал күчләрниң шәкиллинишидә җавабкар дәп тилға алған.
2016-08-24
Хитай даирилири өткән һәптә компартийәниң аммиви тәшкилатларға қарита контроли вә йетәкчиликини күчәйтиш һәққидә мәхсус бәлгилимә елан қилған вә бәлгилимидә аммиви тәшкилатларниң ичидиму партийә қурулушини күчәйтишниң зөрүрийити тәкитләнгән иди.
2016-08-24
Қазақистанниң алмата шәһиридики хитай консулханисиниң баш консули җаң вей консулханиниң қазақистан пуқралириға шәхси виза беҗиришни тохтатқанлиқини җакарлиған.
2016-08-24
Б д т ниң намратлиқ вә кишилик һоқуқ саһәсигә мәсул мутәхәссиси филип алстон 15-авғусттин 23-авғустқа қәдәр хитайда тәкшүрүш елип барған.
2016-08-24
“һиҗрәт вә нусрәт” намдики китаб тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди. Бу китабни абдурәуп полат тәклимаканий әпәнди язған.
2016-08-24
Тайланд түрмилиридә тутуп турулуватқан 70 тин артуқ уйғур мусапирниң түркийәдики аилә тавабиатлири язған мураҗиәтнамә японийә ташқи ишлар министирлиқиға тапшурулған.
2016-08-24
Тәңритағ ториниң бүгүнки бир хәвиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районидики алақидар даириләр 22-авғуст күни “уйғурларниң әнәниви кийим-кечәклиригә йәрлик өлчәмни тәкшүрүп бекитиш йиғини” өткүзгән.
2016-08-24
13-Нөвәтлик ислам дөләтлири яшлири илмий муһакимә йиғиниға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити яшлар комитети мәсули абдусалам тәклимакан әпәнди қатнашти.
2016-08-24
Шинҗаң гезитиниң хәвәр қилишичә, 22-авғуст күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт билән бейҗиң банкиси арисида универсал истратегийилик һәмкарлиқ намида бир келишим имзаланған.
2016-08-24
Мәлумки, буниңдин 25 йил муқәддәм дунядики тунҗи коммунистик дөләт совет иттипақи ғулиған иди. Буниңға 19-авғустта йүз бәргән исян сәвәб болуп, униң мәқсити совет иттипақиниң йимирилишигә йол бәрмәсликтин ибарәт болған.