Архип
2016-09-19
Өткән шәнбә күнидин буян уйғур елиниң қағилиқ наһийисидә партлаш йүз берип, вәзийәтниң җиддийләшкәнлики һәққидә иҗтимаий таратқуларда хәвәр тарқалған иди.
2016-09-18
Русийә президенти владимир путин қирғизистан президенти алмасбек атамбайефниң русийә билән қирғизистан арисидики өзара ишәнчилик вә көп пиланлиқ истратегийилик һәмкарлиқ мунасивитини мустәһкәмләшкә қошқан төһписи үчүн уни русийиниң алий “александир невский ордени” билән мукапатлиған.
2016-09-18
Гуаңдоң өлкисиниң вукән кәнтидики пуқраларниң өзлириниң йәр һоқуқи вә пуқралиқ һоқуқини қоғдаш үчүн узун вақиттин буян давамлаштуриватқан наразилиқ һәрикәтлириниң өткән һәптә сақчилар тәрипидин тинҗитилиши җәрянида тоқунуш келип чиқиш вә бир қисим кишиләрниң тутқун қилиниши вәқәси йүз бәргән иди.
2016-09-18
Йәкшәнбә күнидә русийидә парламент сайлими өткүзүлди. Ройтерсниң хәвәр қилишичә, дәсләпки қәдәмдики сайлам нәтиҗисидә, президент владимир путин рәһбәрликидики һакимийәт бешида туриватқан “бирләшкән русийә” партийисиниң сайламда ғәлибә қилиши, йәни парламентта көп орунни игилиши җәзимләшкән.
2016-09-18
Кәшмирдики қораллиқ гуруппилар йәкшәнбә күни таң сәһәрдә һиндистан армийисиниң шитабиға һуҗум қилип, 17 нәпәр һиндистан һәрбий хадиминиң өлүши вә 20 нәччә адәмниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарған.
2016-09-17
Игилишимизчә, йеқинда тәйвәнниң “авангарт” нәшрияти “шәрқий түркистан: уйғурларниң һәқиқий дуняси” намлиқ йеңи китабни нәшир қилип тарқатқан.
2016-09-17
Игилинишичә, уйғур ели билән өзбекистан арисидики иккинчи һава йоли үрүмчи - нәмәнган һава йоли 9 - айниң 20 - күнидин етибарән қатнаш башлайдикән.
2016-09-17
Уйғур вә тебәтләрниң нәччә вақтин бери пилан қилған бирләшмә намайиши, 2016 - йили 16 - сентәбир җәнвә шәһридә ғәлбилик елип берилди.
2016-09-17
Йеқинқи йиллардин буян, хитай һөкүмитиниң уйғур елида “қош тиллиқ маарип” ни күчәп йолға қоюши арқисида уйғур балилириниң мәктәптики ана тил өгиниш муһитиниң барғансери тарийип бериватқанлиқи мәлум.
2016-09-17
Тәйвән таратқулири йеқинда хәвәр берип хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном райони тәвәсидә 300 миң мәһбусни сиғдуралайдиған чоң типтики түрмә ясаватқанлиқини илгири сүргән.
2016-09-16
15 - Синтәбир яврупа парламентиниң қарариға бинаән, хитай түрмисидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиниң сахароф мукапатиға намзат қилип талланғанлиқи җакарланди.
2016-09-16
Хитайниң борталада вәзипә өтәватқан сақчилири 82 яшлиқ рабийхан аниниң паспортини тартивалғанлиқи һәққидә мәлумат бериштин бир һәптидин бери өзини қачуруп келиватқан иди.
2016-09-16
Хитайдики түрлүк тор бәтләрдә мусулманлар һәққидә қилиниватқан һарарәтлик муназириләр, өчмәнлик билән толған сөзләр чәтәлләрдики көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта.
2016-09-16
Б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғини мунасивити билән японийәдики уйғур, тибәт, моңғул демократчилири бирликтә токйодики бирләшкән дөләтләр тәшкилати университети алдида намайиш елип барди.
2016-09-16
2014 - Йилидин етибарән, хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси кәвин гәрратни хитай тәрәп туюқсиз қоюп бәрди.