Архип
2016-09-04
Өзбекистан президенти ислам кәримофниң тавути 3 сентәбир айропилан билән ташкәнттин униң юрти сәмәрқәнткә елип келинип, сәмәрқәнтниң қәдими шәһәр райони регистан мәйданида җиназа намизи оқулғандин кейин, униң мейити тарихи мазарлиқ шаһи зиндандики өз ата - аниси вә қериндашлириниң йениға дәпнә қилинған.
2016-09-03
Уйғур аптоном районлуқ даириләр үрүмчи тик қудуқтики уйғурлар топлишип олтурақлашқан кәпилик районни өзгәртип қуруш үчүн бу йәрдики миң аилиликтин артуқ уйғур аһалисини көчүридиғанлиқини елан қилған.
2016-09-03
Лав ше әпәндиниң вәкиллик әсәрлиридин бири болған “шяңзи төгә” 1936 - йили 16 - сентәбир елан қилинған болуп, бу йил бу роман елан қилинғиниға нәқ 80 йил болған.
2016-09-03
Уйғур аптоном районлуқ даириләр 2 - сентәбир баянат елан қилип, бу йил 80 миңға йеқин истудентниң оқуш пүттүргәнликини, улардин һазирғичә 45 миңдин артуқ истудентниң ишқа орунлишип болғанлиқини илгири сүргән.
2016-09-03
Ши җинпиңниң хитай компартийәси ичидики парихорлуқ вә хиянәтчиликни тазилаш оператсийәсиниң уйғур аптоном районида бир қисим уйғур әмәлдарларниму нишан қиливатқанлиқи мәлум болмақта.
2016-09-03
Игилинишичә, австралийәниң сидней вә мелборндин ибарәт икки чоң шәһиридә мав зедоң вапат болғанлиқиниң 40 йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлмәкчи болған музика кечилики суға чилашқан.
2016-09-02
Америкиға хизмәт мунасивити билән кәлгән түрк бокс тернири мурат өнәр әпәнди, сәйшәнбә күни уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимни ишханисида йоқлиған.
2016-09-02
Йеқинда австралийидики дөләт хәвпсизлик иниститутида австралийә билән хитайниң террорлуққа қарши туруш һәмкарлиқини ашуруш мәсилиси һәққидә бир илмий йиғин өткүзүлгән.
2016-09-02
Илһам тохти гурупписи германийә баш министири анҗила мәркилгә хәт йезип, г20 йиғинида уйғурлар мәсилисини тилға елишни тәләп қилди.
2016-09-02
Өзбекистанни 27 йилдин бери қаттиқ қоллуқ сиясәт билән башқуруп кәлгән ислам кәримоф 78 яшта аләмдин өтти.
2016-09-02
Бишкәк шәһиридики хитай әлчиханисиға қаритилған аптомобиллиқ һуҗум тоғрисида 31 - авғустин башлап японийә вә хитай мәтбуатлири түрлүк хәвәрләрни тарқатти.
2016-09-02
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2016-09-02
Канада баш министири җастин тередо хитай рәһбәрлири билән өткүзгән кишилик һоқуқ сөһбити мүшкүлгә тохтиғанлиқини билдүргән. Тередо бу сөзни пәйшәнбә күни шаңхәйдә сода саһәсидикиләргә нутуқ сөзлигәндә тәкитлигән.
2016-09-02
Өзбекистанни 27 йилдин буян қаттиқ қоллуқ билән сорап кәлгән 78 яшлиқ президент ислам кәримоф өлгән. Кәримоф өткән шәнбә күни меңисигә қан чүшүп дохтурханиға кирип қалған.
2016-09-02
Б д т хәвпсизлик кеңиши пәйшәнбә күни бишкәктики хитай әлчиханиси учриған бомба һуҗумини тәнқид қилған. У, бомба һуҗумини елип барғучи, тәшкиллигүчи вә иқтисади ярдәм қилғучиларни қануний җавабкарлиққа тартишқа чақирған.