Архип
2016-09-26
Паспорти тартивелинған бөрталалиқ рабихан муса ана икки һәптидин бери радийомиз зияритини қобул қилип өзиниң норвегийәдики оғлини көрүш арзусиниң тосқунлуқ вә зораванлиққа учриғанлиқи һәққидә шикайәт қилған.
2016-09-26
Уйғурлар қоллиниватқан бир қисим иҗтимаий таратқу вә алақә васитилиридә йеқинқи күнләрдә “тәклимакан йиғлимисун” дегәндәк темиларда синлиқ вә сүрәтлик учурлар йолланған.
2016-09-26
2014 - Йили 15 - январ чаршәнбә күни “уйғурбиз” ториниң хәлқара сәһиписидә илһам тохти вә униң анисиниң сақчилар тәрипидин елип кетилгәнлики һәққидики учур берилгән.
2016-09-26
Явропа иттипақи кишилик һоқуқ доклатида, 2015 - йили хитай кишилик һоқуқ вәзийити көрүнәрлик начарлишип, хитай паалийәтчи адвукатлириниң тутқун қилинғанлиқини билдүргән.
2016-09-26
Д у қ 9 - айниң 26 - күни баянат елан қилип, түркийә җ х идариси тәрипидин тутуп кетилгән диний әрбап, уйғур паалийәтчи абдулқадир япчанни қоюп беришкә чақирди.
2016-09-26
Йеқинқи йиллардин буян уйғур дияридин чәтәлгә чиқип пәрзәнтлирини чәтәлдә оқутуш имканийитигә еришкән бир қисим ата-анилар пәрзәнтлирини чәтәлләрдә оқутушқа башлиди.
2016-09-26
Баш шитаби вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати хитайниң 1 - өктәбирдики дөләт байрими йетип келиш һарписида баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районидики қаршилиқ һәрикәтлирини бастуруш үчүн қануний рамка һазирлаватқанлиқини әйиблиди.
2016-09-26
Исмаил ғаспирали 19 - әсирниң ахириқи чарикидә қирим татарлиридин башланған җәдидчилик һәрикитиниң байрақдаридур.
2016-09-26
Игилинишичә, уйғур аптоном районидики тунҗи егизлик айрудруми - ташқорған айрудрумини қуруш пилани тәстиқтин өтүп, келәр йили 3 - айда иш башлимақчикән.
2016-09-26
Бүгүн, йәни 26 - сентәбир истиқлал тори хәвәр берип, түркийә һөкүмитиниң баш шитаби истанбулдики истиқлал тор телевизийәсини тақивәткәнликини билдүргән.
2016-09-26
Америка қошма штатлиридики водров вилсон тәтқиқат мәркизи йеқинқи йиллардин буян соғуқ мунасивәтләр урушиға аит бир қисим совет һөкүмәт архип материяллирини топлап, инглизчигә тәрҗимә қилип елан қилишқа киришкән.
2016-09-25
Русийәниң бир нәпәр аләм технологийиси саһәсидики алими хитайни мәхпий пән - техника учурлири билән тәминлигәнлики үчүн русийә сот даирилири тәрипидин 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
2016-09-25
Хотән вилайитидин записи зор қоғушун - синик кани байқалған болуп, хитай ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, хотәндин байқалған мәзкур қоғушун - синик каниниң записи 19 милйон тонна әтрапида икән, шундақла бу хитай бойичә әң зор қоғушун - синик кани һесаблинидикән.
2016-09-25
Хитай һава армийиси йәкшәнбә күни 40 данә һәр хил типтики күрәшчи айропилан чиқирип, һава армийисиниң ғәрбий тинч окян районида җәң қилиш әмәлий иқтидарини синақ қилиш елип барди.
2016-09-25
Хитай билән куба дипломатийилик мунасивәт орнатқан 56 йилдин буян хитай баш министири биринчи қетим кубани зиярәт қилип, икки дөләт арисида көп санда келишим имзаланди.