Архип
2017-12-25
Мәрдум диний алим вә иҗтимаий паалийәтчи абдулһәкимхан мәхсум вапатиниң бир йиллиқи мунасивити билән истанбулда хатириләш мурасими өткүзүлди.
2017-12-24
Америкидики вудров вилсон мәркизи елан қилған 1957-1958-йиллири хитай тәрипидин уйғур диярида елип берилған “йәрлик милләтчилик” кә зәрбә бериш һәрикитигә аит совет иттипақиниң архип һөҗҗәтлири қатарида әйни вақитта “әшәдди йәрлик милләтчи” дәп әйибләнгән 20-әсирдики атақлиқ уйғур милләтпәрвәр зиялийлиридин бири абдуреһим әйсаниң өлүми мәсилисигә аит учурларму орун алған.
2017-12-24
Йеқинда әнглийә тәрәп 1989-йилидики тйәнәнмен вәқәсигә мунасивәтлик бир парчә мәхпий архип һөҗҗитини ашкарилиған болуп, мәзкур мәхпий һөҗҗәттә 1989-йили 6-айниң 4-күнидики бастурушта хитай азадлиқ армийәсиниң аз дегәндә он миң адәмни өлтүргәнлики баян қилинған.
2017-12-24
Оттура асиядики уйғур яшлириниң уйғур тарихи-мәдәнийитини тәрғиб қилидиған тор бәтлири җанланмақта.
2017-12-24
2017-Йили, русийә билән хитай арисидики һәр тәрәплимә мунасивәтләр күчәйгән шуниңдәк икки дөләт рәһбәрлири өзара мунасивәтлиригә изчил юқири баһаларни берип келиватқан болсиму, әмма русийә-хитай мунасивәтлиригә йәнила дәз кетиватқанлиқи, икки дөләт арисидики йошурун ихтилапларниң күчйиватқанлиқи билдүрүлмәктә.
2017-12-23
Қизилсу областиниң ақту наһийәси 12-айниң 12-күни вә 12-айниң 20-күни икки қетим уқтуруш чиқирип, 2018-йилида хитай өлкилиридин 1593 нәпәр юқири маашлиқ алаһидә оқутқучи қобул қилидиғанлиқини билдүргән.
2017-12-23
Сабиқ советлар иттипақи йиқилип, униң тәркибидики 15 иттипақдаш җумһурийәт арқа-арқидин мустәқил болғандин кейин, русийә федиратсийәси тәвәсидики чечинийә, енгушийә, татаристан, башқиртистан, чувашийә қатарлиқ йәрлик җумһурийәтләр техиму юқири аптономийә һоқуқи, һәтта бәзилири мустәқиллиқ тәләп қилишқа башлиған иди. Буниң нәтиҗисидә чечинийәдә узунға созулған қанлиқ урушлар йүз берип, йүзмиңлиған инсанлар һаятидин айрилди яки ханивәйран болди.
2017-12-23
Герман язғучиси ингрид видеарто ханим язған “уйғур һекайилири” намлиқ китаб 2015-йили германийәдә тунҗи қетим герман тилида нәшр қилинған иди.
2017-12-23
Хотән вилайәтлик партком вә хотәндики һәрқайсий наһийәләрниң һөкүмәт торидин мәлум болушичә, йәрлик даириләр 12-ай киргәндин буян хотәндики оттура-башланғуч мәктәпләрдә аталмиш хитайчә “вәтәнпәрвәрлик тәрбийәси” елип баридиған бир йүруш паалийәтләр тәшкиллигән.
2017-12-22
Америка дөләт ишлири министирлиқи американиң хитай һөкүмитиниң уйғурларға кәмситиш характерлиқ сиясәтлирини йүргүзүшни давам қиливатқанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән вә хитайни бу сиясәтлирини тохтитишқа чақирған.
2017-12-22
Ши җинпиң хитайда һакимийәткә олтурғандин буян, хитайдики негизлик кишилик һоқуқ вә кишилик әркинликтә зор дәриҗидә чекиниш болғанлиқи, хитай һөкүмитиниң бир қисим байрамларни тәбрикләшни чәклишидиму өз ипадисини тапмақта.
2017-12-22
Бүгүн америкадики бирләшмә агентлиқ хитай һөкүмитиниң зулумиға учриған уйғурлардин бәзилириниң қандақ сәвәбләр билән сүрийәгә берип урушқа қатнишип қалғанлиқи йорутуп берилгән бир парчә мәхсус мақалә елан қилди.
2017-12-22
21-Декабир күни америка дөләт ишлири министирлиқи бир нәпәр хитай әмәлдарниму өз ичигә алған җәмий 52 кишигә хәлқара “магнетскй кишилик һоқуқ қануни” бойичә җаза тәдбири йүргүзидиғанлиқини елан қилған иди.
2017-12-22
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2017-12-22
“йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” дә тутқунларниң ухлиғанда оңда йетиши вә бешиға ястуқ қоюши чәкләнгән.