Архип
2017-04-30
Керийә наһийәсиниң җай йезисиниң партком муавин секретари обулқасим мәттурсун башлап бәргән уйғурларға қарита хитаб шәклидики очуқ хәт елан қилиш һазир аптоном район рәиси вә муавин рәислиригичә кеңәйгән.
2017-04-30
Йеқинда үрүмчи шәһири даирисидә бир қисим кадирлар муқимлиқ хизмитини әмәлийләштүрүштә мәсулийитини йетәрлик ада қилалмиғанлиқи сәвәби билән чарә көрүш җазасиға учриған.
2017-04-30
Явропа иттипақи өзбекистанниң йеза игилики саһәси тәтқиқати,җүмлидин деһқанларниң мунасивәтлик технологийә, учур вә йеза игилик мәһсулатлири базири билән болған алақилирини күчәйтиш һәм башқа тәрәпләргә ярдәм көрситиш үчүн 21 милярд 500 милйон явро беришни қарар қилған.
2017-04-30
Русийәниң байқал көли районидики аһалиләр хитайниң байқал көли бойида су тазилаш завути қуруп, тазиланған көл сүйини ботулкиларға қачилап, хитайда сетишқа қарши имза топлаш паалийәтлирини уюштурмақта
2017-04-30
Пәрғанә учур ториниң хәвәр қилишичә, йеқиндин буян хитайниң қирғизистандики консулханиси қирғизистан пуқралириға виза беришни тохтитип қойған.
2017-04-29
Хитай даирилири уйғур елидә йолға қойған аталмиш “үч хил күч” кә қариши мураҗиәтнамә елан қилиш, тәшвиқ қилиш вә қәсәм бериш һәрикитини изчиллаштурмақта.
2017-04-29
Тәңритағ тизмисиға җайлашқан биринчи номурлуқ музлуқниң ериш қәдими тезләшкәнлики, униң йәнә 50 йилда пүтүнләй ерип түгәп кетиши мумкинлики илгири сүрүлмәктә.
2017-04-29
Америка дөләт мәҗлиси хитай азадлиқ армийәси билән четишлиқи болуши мумкин, дәп қаралған америкидики бир университет үстидин тәкшүрүш башлиған.
2017-04-29
Б д т да шималий корейә мәсилиси музакирә қилинип узун өтмәй, шималий корейә йәнә бир башқурулидиған бомба синиқи елип барған болсиму, әмма мәғлуп болған.
2017-04-28
Чәтәлдики уйғур иҗтимаий таратқулар гума наһийәсиниң наһийә базири, қоштағ йезиси, қаратақир мәйдани қатарлиқ җайлирида бир қанчә диний затниң қолға елинип, қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини ашкарилиди.
2017-04-28
Иҗтимаий таратқуларда йәрлик даириләрниң сәйпидин әзизниң “сутуқ буғрахан”, “тәңритағ бүркүти” намлиқ әсәрлирини өз ичигә алған йәнә бир түркүм чәкләнгән китаблар тизимлики тарқалди. Мәзкур тизимликни конкрет қайси органниң чиқарғанлиқи мәлум әмәс.
2017-04-28
Русийәниң саһибханлиқидики “2017-йиллиқ хәлқара һәрбий мусабиқә маневири” 29-июлдин 12-авғустқичә өткүзүлиду. “һәрбийләрниң олимпики” дәп нам алған бу мусабиқә сабиқ совет иттипақи дәвридә башланған болуп, мусабиқидә дөләтләр өзлириниң һәр хил қораллар билән уруш қилиш иқтидарини көрситип кәлгән.
2017-04-28
Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
2017-04-28
Хитай һөкүмити җүмә күни америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң 26- апрел елан қилған диний әркинлик доклатиға инкас қайтуруп, хитайда аз санлиқ милләтләрниң динийәркинлики бузғунчилиққа учраватқанлиқини рәт қилған.
2017-04-28
Пәйзиватниң барин йезисидики икки кәнт секретари вә бир нәпәр сақчи хадими нөвәттә өзлириниң чәтәлдә оқуватқан оқуғучиларни қайтуруп әкелиш үчүн аилә зиярити елип бериватқанлиқини ашкарилиди.