Архип
2017-06-23
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2017-06-23
Пәйзиватниң барин йезисида 8 йилниң алдида аталмиш әксилинқилавий тәшвиқат вариқи тарқатқан вә алған 3 киши йеқинда қайтидин қамаққа елинған.
2017-06-23
“шинҗаң кишилик һоқуқ тәрәққияти” намлиқ ақ ташлиқ китабта, хитай һөкүмитиниң йәрлик хәлқләрниң иқтисадий мәнпәәт һоқуқи вә муһит һоқуқини капаләткә игә қилғанлиқи мәдһиләнди.
2017-06-23
Панзәри әпәнди явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диалогида түрмидики уйғур зиялийси илһам тохти мәсилисини тилға елишни тәкитлигән.
2017-06-23
Хитай иҗтимаий пәнләр академийиси тәрипидин хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиханисида “шинҗаң уйғур аптоном районидики милләтләр вә дин” темисида муһакимә йиғини чақирилди.
2017-06-23
Шаир вә язғучи һаҗи мирзаһид керими сақчи идарисиниң түрлүк сиясий бесимлири сәвәбидин роһий җәһәттин азаблинип, пәришанлиқ ичидә туруватқанлиқини баян қилди.
2017-06-23
Җүмә күни, түркийә пайтәхти әнқәрәдә хитай даирилири тәрипидин қолға елинип, йеқинда қәшқәрдики бир дохтурханида нәзәрбәнд астида вапат болған атақлиқ диний зат вә маарипчи аблимит дамолламниң ғияби җиназә намизи чүшүрүлди.
2017-06-23
Җүмә күни пакистанда арқа-арқидин йүз бәргән партлаш вә һуҗумларда 40 адәм өлгән.
2017-06-23
Америкиниң конектикут штатидики бир федерал мәһкимә пәйшәнбә күни америка һәрбий техникисини оғрилап, хитайға тошиған бир хитай пуқрасини 2 йерим йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған.
2017-06-23
Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитети җүмә күни хитай компартийисиниң 8 хил бәлгилимисигә хилаплиқ қилған 10 кадирниң исмини елан қилди.
2017-06-23
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши җүмә күни баянат елан қилип, хитай даирилирини уйғур тутқунлириниң тән җазасиға учраватқанлиқи үстидин тәкшүрүш елип беришқа чақирған.
2017-06-22
Йеқинда иҗтимаий таратқулар арқилиқ ашкара болған бир син көрүнүши муһаҗирәттики уйғур җамаити арисида күчлүк ғулғула пәйда қилди.
2017-06-22
Хитайниң “йәр шари вақти гезити” хитайда ислам әнсизликиниң күчийишигә уйғурлардики “радикаллиқ” вә “бөлгүнчилик” ниң сәвәб болғанлиқини илгири сүрди.
2017-06-22
“шинҗаң университети” қатарлиқ 5 мәктәпниң мудири ипадә билдүрүп: “оқутқучилар арисидики икки йүзлимичиләргә зәрбә беридиғанлиқи” ни җакарлиған.
2017-06-22
21-Июн түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатларниң мәсуллириға рәислик ордисида иптар зияпити бәрди.