Архип
2017-07-31
“хотән гезити” ниң бүгүнки хәвиригә қариғанда, алатав шәһәрлик сақчи идариси юқири мааш, һәқсиз тамақ вә һәқсиз туралғу тәминати билән сирттин җәмий 144 нәпәр сақчи қобул қилидиғанлиқини билдүргән.
2017-07-31
Тура түрмисдики оқуғучилар йеқинқи күнләрдә үзлириниң бешиға қара халтилар кийгүзүлүп, хитайниң мисирға әвәткән уйғур сақчилири тәрипидин сорақ қилинғанлиқини ейтқан.
2017-07-31
Хитайда чиқидиған “хәлқ тори” хитай хәлқ азадлиқ армийәси қурулғанлиқиниң 90 йиллиқ хатирисигә беғишлап, “рәис ши җинпиң көздин көчүргән асасий қатлам қисимлири” намлиқ йүрүшлүк хәвәр елан қилған.
2017-07-31
Бир қисим кишиләрдә “бу хил йүзлиниш уйғурлар диярида иккинчи пәләстин вәзийитиниң шәкиллинишигә йол ечиши мумкин” дәйдиған қарашниң шәкиллиниватқанлиқи диққәткә сазавәр болмақта.
2017-07-31
Һәзритиелиниң дадиси мәмәт абләтниң йопурға наһийилик сот мәһкимиси тәрипидин бу йил 23 -май күни 7 йиллиқ кесилгәнлики ашкариланди.
2017-07-31
Йәкшәнбә күни америка президенти доналд трамп тиветтерға учур йоллап, хитайниң шималий корийә мәсилисини һәл қилишта мәғлуб болғанлиқини тәнқид қилған иди.
2017-07-31
Уйғур аптоном районлуқ даириләр уйғур елидин чәтәлләргә чиқип кәткән бир қисим кишиләрниң пәрзәнтлирини тәклип қилип, 2017-йиллиқ хитайни саяһәт қилиш паалийитигә тәшкиллигән.
2017-07-31
Бүгүн һиндистанниң әң чоң гезитлиридин бири болған “һиндистан вақит гезити” дә “қәғәз әҗдиһа: "йәр шари вақит гезити" қандақ қилип хитай үчүн әсәбийләрчә кәтмән чепиватиду?” сәрләвһәлик мақалә елан қилинди.
2017-07-31
Алмата шәһириниң султанқорған мәһәллисидә яшлар әдәбий-иҗадий бирләшмиси вәкиллири билән учришиш болуп өтти.
2017-07-31
Йеқинда соңкулу өлкисидики мәлум бир түрмидә тутуп туриливатқан икки нәпәр уйғур қоюп берилгән болсиму, бирақ тайланддики кишилик һоқуқ паалийәтчилири һазирғичә уларниң из дерикини қилалмиған.
2017-07-31
Йеқинқи бир қанчә күнләрдин буян түркийә мәтбуатлири уйғурларниң тил, мәдәнийәт вә башқа түрлүк мәсилилиригә көпләп орун беришкә башлиди.
2017-07-30
Йеқинда ақсу вилайитидики шаир-язғучи, музикант-уссулчи вә хәттат-рәссамлар, “икки йүзлимичиләр” ни қезип чиқиш ипадилирини билдүрүшкә тәшкилләнгән.
2017-07-30
Йеқинда манҗу-чиң империйисиниң һөкүмранлиқиниң символи болған ғулҗа күрәдики или санғун мәһкимиси уйғур аптоном райони даирилири тәрипидин иҗтимаий пәнни омумлаштуруш вә тәрбийә бериш базиси қилип бекитилгән.
2017-07-30
Қазақистанлиқ сиясәтшунас досим сатпайевниң қаришичә, гәрчә латин елипбәсиниң бир қанчә хил нусхилири бар болсиму, әмма түрк елипбәси әң қизиқиш қозғимақта.
2017-07-30
Уйғур алими шөһрәт мутәллипоф америкида тунҗи қетим инсан төрәлмә ғол һүҗәйрисигә түзитиш киргүзүп нәтиҗә қазанған.